Америка дөләт мәҗлиси хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйиплиди


2004.12.15

Америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң хәлқара мунасивәтләр комитети сәйшәнбә күни вашингтонда "хитайниң пиланлиқ туғут сиясити вә кишилик һоқуқ зиянкәшлики" дегән темида испат бериш йиғини уюштурди. Йиғинда америка ташқи ишлар министирлиқи әмәлдарлиридин сирт йәнә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкида турушлуқ вәкили т кумар вә хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ву хоңда испатлиқтин өтти.

Америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң хәлқара мунасивәтләр комитети уюштурған испат бериш йиғинида, америка ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдарлири вә дөләт мәҗлиси әзалири испатлиқтин өтүп, хитайниң пиланлиқ туғут сиясити вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қаттиқ әйиплиди.

Улар йиғинда, хитайниң илгири йүргүзүп келиватқан кона чарилиридин сирт йәнә, һазир йеңичә усулларда сиясий бастуруш елип бериватқанлиқини билдүрди. Йиғинда испат бәргән хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси, америкидики "лавгәй фонди җәмийити" ниң рәиси ву хоңда хитайдики һәр бир пуқраниң һөкүмәтниң пиланлиқ туғут сияситиниң зиянкәшликикә учраватқанлиқини билдүрди.

"Пиланлиқ туғут" ниң қурбанлири гуваһлиқтин өтти

Ву хоңда сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң бу сияситигә әмәл қилмиған һәр бир пуқраниң һөкүмәт тәрипидин қанунға хилап һалда, қанунсиз қорсақ көтүрүш, қанунсиз туғуш вә сандин артуқ бала елиш билән әйиплинип, һәр хил җазаларға учрайдиғанлиқини мисаллар билән чүшәндүрди.

Униңдин кейин, хитай һөкүмити тәрипидин мәҗбурий балиси алдуриветилгән һазир америкида яшап турушлуқ ма доңфең ханим америка дөләт мәҗлисидә испатлиқ берип, өз кәчүрмишлирини баян қилди.

Ма доңфең сөзидә, униң балисини алдуриветиш җәрянида дохтурхана урған укулларниң тәсирини һазирғичә көриватқанлиқини һәмдә роһи җәһәттин еғир зәхмиләнгәнликини ейтти.

Уйғурлар зиянкәшликкә учримақта

Хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидә омумийүзлик тохталған америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәкчиләр бйоросиниң ярдәмчи секритари майкел козак(Michael g. Kozak) Хитайниң пиланлиқ туғут сияситидин башқа йәнә, хитайниң хәлқаралиқ террочилиққа қарши уруштин пайдилинип, уйғур мусулманлирини бастуриватқанлиқини оттуриға қойди.

Майкел козак әпәнди сөзидә, "хитай һөкүмити хәлқара террорлуққа қарши уруш баһанисида, өзиниң тинч йол билән қаршилиқини ипадиләшкә урунған уйғурларни вә мустәқил диний рәһбәрләрни бастуруш һәрикитини йоллуқлаштурушқа урунди. Шундақла хитай һөкүмити йәнә хәлқниң сөз әркинлики вә мәтбуат әркинликини қаттиқ чәкләп, һәрхил усуллар билән интернеткә болған контроллуқни күчәйтти" дәп билдүрди.

Америка һөкүмитигә техиму көп тәләпләр қоюлди

Хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә тәпсилий тохталған америка ташқи ишлар министирлиқиниң нопус, мусапирлар вә көчмәнләр бйоросиниң ярдәмчи секритари артур девей, хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң "өз пуқралириға қаритилған бир қетимлиқ уруши" икәнликини көрситип, уларниң йәнә давамлиқ түрдә буш һөкүмитини хитайға бесим ишлитишкә үндәйдиғанлиқини билдүрди.

Йиғинда йәнә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкида турушлуқ вәкили т . Кумар (T.Kumar)Хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә тохтилиш билән биргә, хитайниң һазир уйғур вә тибәткә охшаш аз санлиқ милләтләргә қаратқан бастуришини барғансери күчәйтиватқанлиқиниму тилға алди. У йәнә, америка һөкүмитиниң хитайға бу һәқтә бесим ишлитиш җәһәттә көп күч чиқирип кәлгәнликини вә буниңдин кейинму давамлиқ хитайдики пуқраларниң вәзийитигә көңүл бөлишини тәләп қилди.

Т кумар сөзидә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америка һөкүмитидин, келәр йилидики бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети йиғинида, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйипләйдиған қарар лайиһәсини йәнә бир қетим сунишини тәләп қилидиғанлиқини ейтти. У йәнә, америка һөкүмитиниң 2008 - йилидики бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинидин бурун хитай һөкүмитигә кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш җәһәттиму бесим ишлитиши керәкликини билдүрди. Т кумар сөзидә, әгәр хәлқара җәмийәт хитайға мушундақ бесим ишләтсә, буниң чоқум үнүми болидиғанлиқини, хитайниң хәлқара бесим астида кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа мәҗбур болидиғанлиқини билдүрди.

Пиланлиқ туғут, нопусни контрол қилишниң бирдин – бир чариси әмәс

Америка дөләт мәҗлисидики мәзкур испат бериш йиғинида йәнә, дөләт мәҗлиси әзаси вә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң қурғучилиридин бири том ләнтос, нюҗерси штатиниң дөләт мәҗлис әзаси крис смис вә ташқи ишлар министирлиқиниң хитай, моңғолийә ишлири ишханисиниң мудири җосеф донован қатарлиқларму сөз қилип, хитайниң пиланлиқ туғут сияситини әйиплиди һәмдә буниң нопус чәкләшниң бирдин-бир чариси һесабланмайдиғанлиқини билдүрди. Шундақла йиғинда сөз қилған барлиқ вәкилләр бирликтә хитай һөкүмитиниң, пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққанлиқи үчүн түрмигә ташланған мав хеңфеңни дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.