Түркийиниң һәрқайси җайлирида мәрһум әйса йүсүп алиптекин әсләп өтүлди


2006.12.19
isa-yusuf-alptekin.jpg
Мәрһум әйса йүсүп алиптекин әпәнди тибәтләрниң роһи даһийси далай лама билән биллә

12 - Айниң 17 - күни бүйүк сиясийон, дөләт әрбаби, пидакар инқилабчи әйса йүсүп алиптекинниң вапатиниң 11 -йиллиқ хатирә күнидур. Бу мунасивәт билән, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити қәйсири вә әнқәрә шәһридә, шәрқий түркистан вәхпи болса истанбулда мәрһумниң роһиға атап дуа тилавәт қилиш билән биргә, униң иш- паалийәтлирини хатириләш йиғилиши өткүзди.

Әнқәрәдики йиғилиш түркийә академиклар бирлики йәни оқутқучилар бирликиниң залида өткүзүлди. Бу паалийәткә әнқәрәдики университет оқутқучилиридин көп санда киши қатнашти. Йиғинға гази университети оқутқучиси профессор, доктор шүкүр қоч әпәнди риясәтчилик қилди. Бу хатирләш йиғинида сейит түмтүрк әпәнди "әйса йүсүф алптекин әпәнди" темисида, гази университети оқутқучиси мәһмәт шаһингөз әпәнди болса "ледиримиз әйса йүсүф алптекин вә шәрқий түркистан мәсилиси" темисида сөз қилди.

Йиғинда, 94 йиллиқ һаятиниң төттин үч қисмини уйғур хәлқиниң әркинлики, демократийиси вә инсаний һәқ - һоқуқлири йолидики күрәшкә сәрп қилған әйса әпәнди 20 -әсирниң 30 -йиллирида яндурған истиқлал мәшилини һаятиниң ахириға қәдәр өчүрмәй, муһаҗирәттики уйғур милли һәрикитиниң бүгүңә қәдәр улаштуруп, милли муҗадилимизниң әбәдийлики үчүн бүйүк төһпә қошти, у ялғуз шәрқий түркистан хәлқиниңла әмәс, пүтүн түрк дунясиниң иптихари вә ғуруриға айланди, дейилди.

Истанбулда шәрқи түркистан вәхпи тәрипидин уюштурулған мәһмут қәшқири вә шәрқи түркистан темилиқ илми муһакимә йиғинида мәхсус вақит аҗритилип мәрһум әйса йүсүп алиптекин әсләп өтүлди. Уни йеқиндин тонуйдиған профессор, доктор гүлчин чандарлиоғли әйса йүсүп алиптекин һәққидики әслимилирини сөзләп өтти. Йиғинда сөз қилған билим адәмлириниң һәммиси сөзидә әйса йүсүп алптекинни әсләп өтти.

Мәрһум әйса йүсүп алиптекин 1925 - йиллири өзини уйғур хәлқиниң һөрийитигә атиған яшлиқ дәвридин башлап, 1995 - йили 17 - декабир күни бу дуня билән видалашқичә болған узун бир заманда, түрк дуняси, әрәп дуняси вә ғәрб дунясида пүтүн имканлири билән уйғур мәсилисини аңлитип, бүгүнки уйғур дәвасиға асас салған вә өчмәс из қалдурған вәтәнпәрвәр бир зат.

Биз әйса юсуф алптекинни хатирләш паалийәтлири һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн бу паалийәтни уюштурған сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.