Германийә вә түркийидә әйса йүсүп алиптекин вапатиниң он йиллиқи хатириләнди


2005.12.19
eysabeg-1928.jpg
Мәрһум әйса йүсүп алиптекин (1928-йили тартилған) (1901-1995)

18-Декабир күни германийиниң мюнхен шәһиридә, дуня уйғур қурултийи һәмдә явропа шәрқий түркистан бирликиниң тәшкиллириши билән, мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң вапатиға он йил тошқанлиқи мунасивити билән, униң роһиға атап дуа-талавәт вә хатириләш йиғини өткүзүлди.

Йиғинда әркин алиптекин, түркийә бүйүк бирлик партийиси рәиси рәиси муһсин язучиоғли шуниңдәк түрк вә уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири һәм уйғур җамаити қатнашти.

Түркийиниң әнқәрә вә истанбул шәһәрлиридиму уйғур тәшкилатлириниң уюштуруши билән пүтүн һаятини шәрқий түркистан дәваси үчүн беғишлиған пешқәдәм сиясийон әйса алиптекин әпәнди вапатиниң 10 йиллиқини хатириләш паалийити елип берилди.

Йиғинда әнқәрә һаҗитөпә унверситети оқутқучиси доктор әркин әкрәм, әйса алиптекин вәхпи башлиқи арслан алиптекин вә түркийә кадирлар уюшмиси башлиқи бирҗан ақйилдиз әпәнди қатарлиқлар мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң из-ишлирини тонуштурди һәмдә униң һаятиға юқири баһа бәрди.

Әйса йүсүп алиптекин 1901 – йили қәшқәр вилайитиниң йеңисар наһийисидә туғулған болуп, 1995-йили 12-айниң 17-күни түркийидә аләмдин өткән.

Бу һәқтики мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәм вә түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.