Әзәрбәйҗандики "түркистан" гезити
2007.11.23

11- Нөвәтлик түркий җумһурийәтлири вә түркий милләтлири достлуқ қериндашлиқ һәмкарлиқ қурултийиға қатнишиш үчүн әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуға кәлгән дуня уйғур қурултийи һәйити 11-айниң 19-күни бакуда чиқиватқан түркистан гезитиниң ишханисини зиярәт қилди. Һәйәтни түркистан гезитиниң қурғучиси тәвфик әпәнди, баш тәһрир ақил җамал әпәнди қизғин күтүвалди. Тәвфик бизгә түркистан гезитиниң қурулуш мәқсиди вә һазирқи әһвали һәққидә мәлумат берип өтти. Кейин биз түркистан гезитини тәсис қилғучи кишиләрдин бири болған тәвфик әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Әркин тарим: һөрмәтлик тәвфик әпәнди сиз түркистан гезити һәққидә бизгә қисқичә мәлумат берип өтсиңиз қандақ?
Тәвфик әпәнди: түркистан гезити бир йерим йилдин бери чиқиватиду. Түркистан гезитини чиқириштики мәқситимиз төвәндикиләрдин ибарәт. Биринчиси исмидинму мәлум болғинидәк түркистан җуғрапийисидә яшаватқан мустәқил болған болалмиған пүтүн түркий милләтләрниң дәрт -әләмлирини, тарихини, һазирқи вәзийитини вә келәчикини әзәрбәйҗан хәлқиғә аңлитиш. Иккинчиси түркий милләтләрниң миллий кимликини әслигә кәлтүрүш, сабиқ совет иттипақи болсун, бүгүнки хитайлар қериндаш түркий милләтләрни айрим айрим туғқан әмәс милләтләрдәк көрситип, оттурисиға питнә пасат селип парчилашқа тиришти вә парчилиди. Бу қериндаш түркий милләтләрниң қериндашлиқ бағлирини күчәйтишкә тиришиш. Мустәқил түркий җумһурийәтлири арисидики әскири, сиясий вә иқтисадий мунасивәтни тәрәққий қилдуруш үчүн хизмәт қилиш. Үчинчи әң муһим вәзипилиримиздин бири мустәқиллиқни йоқутуп қойған түркий милләтләрниң бай тарихини, мәдәнийитини аңлитиш арқилиқ уларниң өз милли кимликини қоғдап қелиш, алди билән мәдәний мустәқиллиқини қолға кәлтүрүшигә униңдин кейин болса сияси җәһәттин мустәқил болушиға ярдәм қилиштин ибарәт.
Әркин тарим: һөрмәтлик тәвфик әпәнди сиз гезитиңизниң бешиға бир хәритә қоюпсиз, у хәритидә түркий милләтләр яшиған һәммә йәрни түркистанниң ичигә қоюпсиз, сизчә түркистан қәйәр?
Тәвфик әпәнди: биз дәсләптә гезитимизниң исмини туран қояйли дәп ойлиған идуқ. Кейин биз ойлидуқки туран бир җуғрапийиви исим. Оттура асияниң бир қисмини бүгүнки әзәрбәйҗанниң бир қисмини өз ичигә алған җуғрапийигә тарихта туран дәп исим бәргән. Шуңа биз гезитимизниң исмини туран әмәс түркистан қойдуқ. Түркистан исмидинму мәлум болғинидәк қәйәрдә түркий милләт болса у йәр бизниң вәтинимиз, бизниң земинимиздур. Қисқиси қәйәрдә түркий милләт болса у йәр түркистанниң бир парчисидур. Түркистан дегән сөз түркий милләтләр яшаватқан йәр мәнисидәдур.
Әркин тарим: һөрмәтлик тәвфик әпәнди түркистан гезитиниң әзәрбәйҗанда оқурмәнлири көпму?
Тәвфик әпәнди: биз гезитни йеңи чиқиришқа башлиғанда көп иккиләндуқ. Түркий җумһурийәтләрдә мән юқирида дәп өткән мәқсәтлиримизгә қарши чиқидиған кишиләрму көп иди. Әгәр түркий милләтләр өз тарихини яхши билидиған өз мәдәнийитигә игә чиқидиған милләт болған болса, бу гезитни чиқиришқа керәк йоқ иди. Гезитни йеңи чиқарған вақтимизда 30-25% саталиған болсақ, бүгүн %85-90 сетиватимиз. Демәк бу гезиткә қизиққанларниң сани барғансери көпийиватиду. Гезитимиз тор бетидиму елан қилиниватиду, тор бети арқилиқ 10 миңларчә инсан оқуватиду. Бу бизни техиму хошал қиливатиду. Тор бети адрисимиз: www.turkustan.org
Әркин тарим: һөрмәтлик тәвфик әпәнди әзәрбәйҗан хәлқи уйғурларни биләмду?
Тәвфик әпәнди: шуни очуқ демәкчимәнки, сабиқ совет иттипақи мәзгилидә бизгиму өз тарихимиз оқутулмиған, әмма зиялийлар арисида уйғурларни билидиғанлар бар иди. Бүгүн әзәрбәйҗан хәлқиниң һәммиси уйғурларни яхши билиду десәк ялған гәп қилған болуп қалимиз. Һазир биз чиқириватқан түркистан гезитиниң васитиси билән әзәрбәйҗан яшлириниң көпиниң уйғурлар һәққидә мәлумати бар. Биз гезитимизниң һәр санида уйғурлар һәққидә мақалә вә әң йеңи хәвәрләрни бесиватимиз. Бүгүн әзәрбәйҗандики дуканларни, китабханларни айлинидиған болсиңиз шәрқий түркистан байриқини, шәрқий түркистан һәққидики китабларни сетивалалайсиз.
Әркин тарим: әзәрбәйҗан узун йил русларниң қол астида яшиди, русчә оқуди, әмма бу йәрдә һәммә киши ана тилини билидикән, бу қандақ болди?
Тәвфик әпәнди: 1960-йилларда һәрқандақ бир милләт әгәр тилини қоғдап қелиш һәққидә бир нәрсә десә өлүмни нәзәрдә тутуши керәк иди. Бир милләт тилини йоқутуп қойса у милләт йоқ болди демәктур. 1960-Йилларда сабиқ совет иттипақи мәзгилидә бәзи язғучилиримиз, зиялийлиримиз ана тили үчүн күрәш қилди. Ана тилимда оқуймән дегән адәмләрни рус коммунистлири җазалайтти. 1988-Йилларда әзәрбәйҗан хәлқи мустәқиллиқ үчүн қозғалди. Өз ана тилиниң мәдәнийитиниң миллитиниң қәдрини билди. Маңа мустәқиллиқ лазим, ана тилим лазим деди. Совет иттипақиниң йимирилишидә әзәрбәйҗан, грузийә вә балтиқ җумһурийәтлириниң роли наһайити чоң болди. Оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқиллиқ үчүн һечқандақ күрәш елип бармиди, әзәрбәйҗан хәлқи болса мустәқиллиқ үчүн җенини бәрди. 1990-Йилдики қанлиқ вәқә буниң бир мисалидур. Қисқиси тил бир милләт үчүн интайин муһим, уни қоғдап қелиш үчүн күрәш қилиш керәк. Тилни қоғдап қалсиңиз мустәқиллиқиңизму асанлишиду. Қериндаш уйғур түрклири бүгүн мустәқиллиқ үчүн күрәш қиливатиду. Бай мәдәнийәткә игә уйғур түрклири чоқум мустәқиллиққа еришәләйду чүнки бу милләт 2000 йилдин бери көп қетим дөлитини йоқутуп қоюп қайта дөләт қурған бир милләт. Мән әзәрбәйҗандин пүтүн уйғур қериндашлиримға салам йоллаймән. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түрк дунясиниң алдини һечким тосалмайду
- 11 - Нөвәтлик түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр достлуқ - қериндашлиқ - һәмкарлиқ қурултийи
- Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Алматада нәшр қилинған " уйғур земинида " намлиқ китабта немиләр баян қилинған? (3)
- 7- Нөвәтлик хәлқара оттура асия тәтқиқат йиғини тәйвәндә ечилди
- Нефит вә тәбиий газларни пилансиз қезиш екологийилик бузғунчилиқ елип кәлмәктә
- Мәркизий асияниң алдидики таллаш йоли- өзара бирлишиш вә яки русийә билән бирлишиш
- Оттура асия бирликини қуруш кун тәртипи йеқинлашмақта
- Хитайниң қаттиқ оюни вә юмшақ сиңип кириши
- Түркийидики уйғурлар америка авам палатасиниң қараридин шадланди
- Ислам кәримоф өзбекистанда президент сайлими елип беришқа қошулди
- Уйғур каризлириға сәпәр намлиқ китабтин туғулған ойлар