Әзәрбәйҗан мәтбуатида уйғурлар


2007.11.30

aydin-medetoghlu.-200.jpg
Әзәрбәйҗанниң баку шәһридә чиқиватқан түркистан гезитидә догу түркистанда вә я индики кузәй чин түрклири уйғурлар йәни 'шәрқий түркистанда яки һазирқи хитайниң шималидики уйғурлар' мавзулуқ мақалә елан қилинди. RFA Photo / Erkin Tarim

Йеқинқи йиллардин буян болупму 11- сентәбир вәқәсидин кейин, дуня мәтбуатлирида уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилмәктә. Йеқиндин бери әзәрбәйҗан мәтбуатлиридиму уйғур мәсилисигә йәр берилишкә башлиди. Әзәрбәйҗанниң баку шәһридә чиқиватқан түркистан гезитидә догу түркистанда вә я индики кузәй чин түрклири уйғурлар йәни 'шәрқий түркистанда яки һазирқи хитайниң шималидики уйғурлар' мавзулуқ мақалә елан қилинди. Бу мақалини түрк дуняси һәққидә китаблири нәшир қилинған дотсент. Др. Айдин мәдәтоғлу язған болуп, мақалидә уйғурларниң қисқичә тарихи, һазирқи әһвали вә келәчики һәққидики пәрәзлири оттуриға қоюлған. Биз 11-айниң 19-күни әзәрбәйҗанниң баку шәһридики түркистан гезитиниң ишханисида бу мақалиниң аптори айдин мәдәтоғлу әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Әркин тарим: һөрмәтлик айдин мәдәтоғу әпәнди өзиңизни қисқичә тонуштуруп өтсиңиз қандақ?

Др. Айдин: мән илимләр намзати дотсенти, пүтүн түрк дуняси һәққидә елип барған тәтқиқатлирим бар. Түрк дуняси һәққидә икки китабим нәшир қилинди. Түркий милләтләрниң тарихи, әхлақ -пәзиләтлири, әнәнилири һәққидә тәтқиқатлар елип бериватимән. Мениң әң ахирқи мәқситим түркистан гезитидә пүтүн түркий милләтләрниң өтмүшини, бүгүнини вә келәчикини йезип чиқиштин ибарәт.

Мән пүтүн өмрүмни түрк дунясини тәтқиқ қилишқа атидим, буниңдин кейинму давам қилимән. Йеқинда түркистан гезитидә 'шәрқий түркистан вәя һазирқи шималий хитайдики уйғурлар' мавзулуқ бир мақаләм елан қилинди.

Әркин тарим: һөрмәтлик дотсент др. Айдин мәдәтоғлу әпәнди уйғурлар һәққидә язған бу мақалиңизда немиләрни яздиңиз?

Др. Айдин: түркий милләтләр тарихта давамлиқ һалда 3 милләт билән уруш қилди. Булардин бирси хитайлар иди. Хитайлар тарихта түркий милләтләрни өзигә әң көп ассимилатсийә қилған милләтләрдин биридур. Түркий милләтләр тарихта әң көп руслар билән хитайларниң қол астида яшашқа мәҗбур қалди. Дуняда хитайларға охшаш ассимилатсийә қилишқа уста башқа бир милләт йоқтур. Түркий милләтләр тарихта узун йил хитайларға хошна болуп яшиди, буларниң көпи хитайларға ассимилатсийә болуп кәтти. Уйғурларниң әң муһим алаһидиликлиридин бири дунядики пүтүн чоң динларни қобул қилип, тәтқиқат қилди.

Мани дини, будда дини кейин ислам дини уйғурларниң дөләт дини болди, уйғурлар түркий милләтләр ичидә тунҗи қетим мукәммәл дөләт түзүми қуруп чиққан бир милләт. Уйғурлар қурған дөләт түзүмидин чиңгизханму пайдиланди. Чиңгизханниң мәслиһәтчилири, қоманданлири, қәләмкәшлириниң көпи уйғурлар иди. Пүтүн ғәрбий түркистандики тарихи әсәрләрниң тили уйғурчәдур. Һәтта уйғур мәдинийити яврупа мәдинийитигиму тәсир көрсәтти. Шуңа биз уйғурларниң бу шанлиқ тарихини билмәй туруп уйғурларниң келәчики үчүн пикир йүргүзүшимиз мумкин әмәс, бүгүн 20 милйон уйғур шәрқий түркистанда мустәқиллиқ һәрикити елип бериватиду.

Уйғурларниң хитайларниң қол астида қелиши бир тәләйсизлик, руслар татарларни, хитайлар уйғурларни бозәк қилғандәк бозәк қилалмиди. Хитайлар тарихтин бери башқа милләтләрни ассимилатсийә қилип йоқутуш сиясити йүргүзүп кәлгән бир милләт болғачқа уйғурларға еғир зулум қиливатиду. Мән бу мақаләмдә буларни аңлаттим.

Әркин тарим: һөрмәтлик айдин мәдәтоғлу әпәнди уйғурлар һәққидә йәнә немә әсәрләрни язмақчисиз?

Др. Айдин: мән бу мақаләмдә уйғурларниң өтмүши, бүгүни вә кәлгүсини аңлаттим. Хитай мәнбәлиридә уйғурларниң нопусини аз көрситип йезиватиду. Әслидә шәрқий түркистанниң сиртидиму көп санда уйғур бар. Мәсилән, сериқ уйғурлар. Мән бурун язған китаплиримдиму уйғурлар йәр бәргән идим, буниңдин кейинму түркистан гезитидә давамлиқ һалда уйғурлар һәққидә мақалә язмақчимән.

Мән һунлар, көктүркләр һәққидә мақалә тәйярлаватимән, буларни йезип болғандин кейин уйғур мәдинийити һәққидә мақалә язмақчи. Уйғур түрклириниң көңлимиздә алаһидә орни бар. Түркистан гезитиниң һәр санида уйғурлар һәққидә қисқа хәвәрму болса берип келиватимиз, буниңдин кейинму беришкә давам қилимиз. Уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханимниң паалийәтлиригиму гезитимиздә йәр бериватимиз, униң давасини қоллап қуввәтләймиз.

Әркин тарим: сиз русларниң татарларни ассимилатсийә қилалмиғанлиқини дәп өттиңиз? хитайлар уйғурларни ассимилатсийә қилаларму сизчә?

Др. Айдин: мән хитайлар уйғур түрклирини ассимилатсийә қилип кетәлмәйду дәп ойлаймән. Немә үчүн дегәндә, буниң сәвәблири бар. Уйғурлар әнәнисигә, тарихиға өрп вә адәтлиригә мәһкәм бағланған бир милләт. Бундақ бир милләтни ассимилатсийә қилиш бәк тәс. 11- Сентәбирдин кейин хитайлар көп уйғурни өлтүрди, адәм өлтүрмәк билән бу иш һәл болмайду, күнимиздә дуняниң бир йеридә бирсиниң бурни қаниса дәрһал хәвәрдар болиду, дуня дөләтлири бу ишқа арилишиду. Шуңа хитайлар уйғурларни өлтүрүш арқилиқ әмәс, тилини йоқутуп ассимилатсийә қилишқа тиришиватиду, буни хәлқарада иран усули ассимилатсийә дәйду.

Иран дөлити узун йиллардин бери ирандики түркий милләтләрниң тилини мәни қилипму ассимилатсийә қилалмиди. Чүнки бала туғулғанда аниси униңға ана тилида гәп қилди, бөшүктин тартип өйдә ана тили билән гәп қилишти. Уйғур мәдәнийитигә охшаш бай бир мәдәнийәтни дуня сәһнисидин йоқ қилиш мәнчә мумкин әмәс. Хитайлар немә қилса қилсун 20 милйон уйғурни йоқ қилалмайду, хитайниң бесими күчәйгәнсери уйғурларниң хитайларға болған наразилиқиму күчийиду, уйғур даваси күчийиду. Хитайларниң бесими күчәйгәнсери уйғурларниң милли ғурури күчийиду. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.