Түркийидә фалунгоңчиларниң паалийәтлири җанланмақта


2006.12.13
falungong-turkiye1.jpg
Көргәзмидин бир көрүнүш

Фалунгоң җәмийитиниң түркийә шөбиси 12-айниң 10-күнидин тартип хитайдики өлүм җазаси вә тән җазасиға қарши туруш қол қоюш паалийитини башливәтти. Улар әнқәрәниң шәһәр мәркизидики йүксәл кочисида тәшвиқат паалийити өткүзгән болуп, тәшвиқат паалийитидә хитайдики фалунгоңчилар учраватқан инсан һәқлири дәпсәндилири көрситилгән рәсимләр вә материяллар қоюлған.

Бу паалийәт зиярәтчиләрниң қаттиқ диққәт етибарини қозғиған болуп, биз фалунгоң түркийә шөбиси мәсули ваң әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

У алди билән хитайдики инсан һәқлири дәпсәндилири һәққидә тохтилип мундақ деди:

- 1999-Йилидин бүгүнгичә хитай коммунист партийиси тән саламәтлики үчүн тәнтәрбийә қиливатқан нурғун ақкөңүл кишиләрни бастурди. Һазирғичә миңларчә киши өлтүрүлди. Йүзмиңларчә киши түрмиләргә ташланди. Йәнә йүзмиңларчә киши әмгәк билән өзгәртиш лагириға соланди. Хитай хәлқиниң инсан һәқ һоқуқи йоқ. Һазир фалунгоң 78 дөләткә йейилди. Һәр дөләттә 25 миң киши бу гумпини қиливатиду.

У түркийидики фалунгоңчилириниң паалийити үстидә тохтилип мундақ деди:

- Фалунгоңчилар түркийидә 1993 - йилидин башлапла паалийәт елип беришқа башлиған иди. 2003-Йилида дуняниң һәрқайси йәрлиридин кәлгән фалунгоңчилар бирлишип түркийидә қанунлуқ фалун гумписи җәмийитини қурдуқ. Бүгүнки бу паалийәтни мана бу җәмийитимиз уюштурған.

У түркләрниң хитайдики инсан һәқлири дәпсәндилиригә болған көз қариши һәққидә тохтилип мундақ деди:

- Түркләр наһайити ақкөңүл. Биз бу паалийәтни техи түнүгүнла башлиған болсақму һазирғичә 3000 дин артуқ тәшвиқат вариқи тарқитип болдуқ. Униң үстигә нурғун кишиләр бизни қоллап қол қойди. Түрк хәлқи 21- әсиргә киргән күнимиздиму хитай һөкүмитиниң бундақ бир инсанлиқ гунаһи ишләватқанлиқиға һәйран қалди. Улар бизгә һесдашлиқ қиливатиду, қоллап қуввәтләватиду.

Ваң әпәнди уйғур мәсилисигә болған көз қариши үстидә тохтилип мундақ деди:

falungong-turkiye2.jpg

-Хитай коммунист партийисиниң ақкөңүл фалунгоңчиларға қилған бесимидин шуни көрүвелишқа болидуки, бу партийә явуз бир партийә. У пәқәт уйғурларнила бастуруп қалмастин, тибәтләрниму бастуриватиду. Улар хитайда коммунист партийисидин башқа һәммә нәрсигә қарши. Шуңа биз уйғур хәлқигә һесдашлиқ қилимиз.

Биз бу тәшвиқат паалийитини көрүватқан зиярәтчиләр биләнму сөһбәт елип бардуқ.

- Рәсимләрни көргәндин кейин нимиләрни һес қиливатисиз? - қаттиқ әйибләймән. Немә дегән вәһшийлик. Бу қирғин вә тән җазалирини көргәндин кейин нәпрәтләндим. Қайта қайта әйибләймән.

Бүләнт исимлик бир киши зияритимизни қобул қилип мундақ деди: адәм адәмгә буни қилмайду. Мәнчә буларни қилған адәм әмәс.

Гамзә исимлик қиз тәсиратини ейтип мундақ деди: мәнчә бу интайин йиргинишлик. Улар инсан қелипидин чиқип кетипту.

Озан буғдайчи исимлик бир түрк фалунгоңчи мундақ деди:

- Хитай һөкүмити әпсуски, өзиниң нәзирийиси сиртидики һәрқандақ бир етиқадқа, көз қарашқа, идийигә қарши. Христианлиқ, мусулманлиқ һәммисигә қарши. Хитайдики инсанларниң етиқад әркинлики йоқ. Буни пүтүн дуня билиду. Әмма фалунгоңчилар хитайниң бу нәзәрийисигә қаттиқ қарши чиқти. Мениң билишимчә хитайлар фалунгоңчиларни бастуруш үчүн 300 милярд доллар пул хәҗлигән икән.

Фалунгоңчи озан буғдайчи хитайдики инсан һәқлири дәпсәндилирини аңлитиш үчүн түркийидә қиливатқан паалийәтлири үстидә тохтилип мундақ деди:

- Биз инсан һәқлири дәпсәндилирини аңлитиш үчүн нурғун ишларни қиливатимиз. Түркийә парламентиға бардуқ. Университетларда лексийә бәрдуқ. Аилилиримизгә, достлиримизға аңлитиватимиз. Мәнчә бүгүн хитай һөкүмитиниң фалунгоңчиларға елип бериватқан бесим сиясити дунядики әң чоң инсан һәқлири палакитидур. Чүнки, фалун гумписини қиливатқанлар авам хәлқтин тәшкил тапқан болуп, уларниң һечқандақ сияси муддиаси йоқ .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.