Уйғурлар түркийидә хәлқара фестивалға қатнашти
2006.05.03
Шәрқий туркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси оттура шәрқ университети уюштурған 20-новәтлик хәлқаралиқ баһар фестивалиға қатнишип көргәзмә ачти. Түркийиниң даңлиқ университетлиридин бири болған оттура шәрқ университетида 20-новәтлик хәлқаралиқ баһар фестивали рәсмий башланди. 5-Айниң 3-кунидин 6-кунигичә давам қилидиған бу фестивалға азәрбайҗан, туркмәнистан, иран, қазақистан, қирғизистан, ирақ, пакистан, камбоджа қатарлиқ дөләтләрдин башқа қирим татарлири, уйғур қатарлиқ түркий милләтләрму қатнашти.
Буҗан туркмән: мустәқил болған болмиған путун милләтләрни бу йәрдә көрүшни арзу қилдуқ
Уйғурларға вакалитән шәрқий туркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити анкара шөбиси қатнишип, уйғурларниң тарихи, мәдәнийити тонутуштурулған көргәзмә ачти. Бу фестивал җәрянида дуняниң һәрқайси дөләтлиридин кәлгән музика гуруппилири консерт бериш билән бирликтә, оқуғучилар арисидиму шаһмат, путбол, васкитбол мусабиқилириму өткүзилидикән.
Бу фестивалиниң уюштурғучиси явроасия оқуғучилар бирликиниң башлиқи буҗан туркмән бу фестивал һәққидә мәлумат берип мундақ деди:
"20-Новәтлик хәлқара баһар фестивалини явроасия оқуғучилар бирлики уюштурдуқ. Бу һәр йили болуп өткәндәк бу йәрдә мәдәнийәт көргәзмиси өткузүливатиду. Бу йилқи фестивалиниң пәрқи, биз явроасиядики мустәқил болған болмиған путун милләтләрни бу йәрдә көрүшни арзу қилдуқ. Шуниң билән җәмий 24 дөләт вә райондин милләтләр қатнашти. Шәрқий түркистанлиқларму бу фестивалға қатнишип бизни сөйүндүрди. Бу фестивал дөләт вә милләтләрниң бир бирини тонуши вә чүшиниши үчүн интайин муһим әһмийәткә игә дәп қараймән.
Уйғурларға вакалитән фестивалға қатнишиватқан хайрулла әпәндигүл әпәнди бу фестивалға қатнишиштики мәқсити үстидә тохтилип, буниң уйғур миллий сәнәтлирини тонуштуруш, хитайниң уйғурларға қиливатқан зулумлирини унверситет оқуғучиларға аңлитиш икәнликини ейтти.
Зиярәтчиләрниң тәсиратлири
Биз микрофонимизни уйғурларниң йәрмәнкисини зиярәт қиливатқан оқуғучиларға узаттуқ. Мәтин алтинок исимлик бир оқуғучи тәсиратини ейтип мундақ деди: мәнчә шәрқий туркистан мустәқил болушқа һәммидин бәк лайиқ бир дөләт. Мән тарихқа қизиққанлиқим үчүн шәрқий түркистанни билимән. Нурғун яшлар билмәйду. Шуңа шәрқий туркистан мәсилисини радио телевизийәләрдә тәшвиқ қилиш керәк. Чүнки кишиләр радио телевизийиниң тәсиригә бәк җик учрайду.
Қирғизистандин келип магистирлиқта оқуватқан оқуғучи самир манасоф көргәзмини көргәндин кейинки тәсиратини аңлитип мундақ деди:
"Тарихи җәһәттин елип ейтқанда, 20-30-йил бурун оттура асия түркий җумһурийәтлириниң мустәқиллиққә еришәләйдиғанлиқини һечким хиялигиму кәлтүрмәйитти. Әмма сүрәт билән өзгириватқан дуняда ойлимиған ишлар юз берип туриду. Шуңа уйғурларму мустәқиллиққә еришиши мумкин".
Йәрмәнкә мәйданини зиярәт қиливатқан бир ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
"Мән америкида яшаймән. Шәрқий туркистан мәсилисини америкидин тартипла билимән. У йәрниң шинҗаң дәп атилидиғанлиқини билимән. Уларға интайин ичим ағрийду. Кейинки 10 йил ичидә шәрқий туркистан һәққидә нурғун материял оқудум. Дуня шәрқий түркистанни билмәйду, у йәрни хитайниң бир парчиси дәп чүшиниду. Шуңа уйғурлар өзлириниң хитайдин тамамән пәрқлиқ вә айрим бир милләт икәнликини дуняға чүшәндүрүши керәк.
Қазақистанға вакалитән фестивалға қатнашқан муқаҗан бу фестивалиниң әһмийити үстидә тохтилип мундақ деди:
"Тарихқа қарайдиған болсақ империалист күчләр түркий хәлқләрни парчиливәткән иди. Түркий хәлқләрдә бирлик болса, улар зор бир куч болалайду. Гәрчә бу фестивалида камбоджа, корийә, пакистан қатарлиқ дөләтләрму йәр алған болсиму, копи түркий дөләт вә хәлқләрдин кәлгән кишиләрдур. Шуңа бир - биримизни чүшинишимиз, бирлик иттипақлиқни әмәлгә ашуришимиз үчүн бу хил фестиваллар интайин муһим әһмийәткә игә.
Уйғурлар тонутиливатқан бу көргәзмә бөлүмигә зиярәтчиләрниң қизиқиши қандақ дегән суалимизға җавап бәргән шәрқий туркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити хадими абдулла турсун әпәнди мундақ деди:
"Оқуғучиларниң қизиқиши интайин яхши, улар ‘бу нениң байриқи, бу нениң хәритиси, шәрқий түркистан дегән нәдә? һазир кимләр яшайду? ‘ дегәндәк соалларни сораватиду. Улар йәнә ‘силәр немә иш қиливатисиләр, силәрниң мустәқиллиқ үчүн күрәш қиливатқан киши вә тәшкилатлар барму – йоқ’ дегәндәк соалларни сориди. Мән дуня уйғур қурултийи, рабийә қадир қатарлиқ орган вә шәхсләрниң бу һәқтики паалийәтлирини тоснуштуруп өттүм".
Мунасивәтлик мақалилар
- Осман батурниң шеһит болғанлиқиниң 55 - йиллиқи хатириләнди
- Ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулған йиғин маарипчилар уюшмиси залида ечилди
- Чәтәлләрдики уйғурлар исмаил тиливалдиниң сөзлиригә баһа бәрди
- Уйғурлар түрк дуняси аяллар кечиликидә
- Түркийидики уйғурлар түрк дуняси әдәбият сәнәт көрикигә қатнашти
- Әнқәрәдә уйғурлар хәлқара йәрмәнкигә қатнашти
- Хәйрулла әпәнди түркийә ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл билән көрүшти
- Түркийидики шәрқий түркистан тәшкилатлири данийә әлчиханисиға хәт язди
- Түркийидики шәрқий туркистан тәшкилатлири инсан һәқлири күни мунасивити билән паалийәт өткүзди