Уйғурлар канадада өткүзүлгән хәлқаралиқ мәдәнийәт вә тамақ фестивалида оз мәдәнийитини намайән қилди
2006.05.10
Канаданиң Sherbrooke шәһридә канада көчмәнләр министирлики вә көчмәнләр идарисиниң уюштуруши билән, 35-новәтлик хәлқаралиқ мәдәнийәт вә тамақ фестивали өткүзүлди. Бу фестивалға 36 дөләттин кәлгән өмәкләр қатнашти. Уйғурлар "уйғуристан" дегән исим билән бу көргәзмигә қатнишиш салаһийитигә еришип, өзлириниң кейим -кечәк, тамақ мәдәнийитини намайән қилиш вә сияси тарихи һәмдә уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан кишилик һоқуқ вә сияси мәсилиләрни тонуштуруш пурситигә игә болди.
Фестивалиниң рәис сәһнисигә бу паалийәткә қатнашқан дөләтләрниң байрақлири қуюлған болуп, уйғурларниң ай юлтузлуқ көк байриқиму бу байрақлар ичидин йәр алди.
Көргәзмә җәрянида уйғурлар өзлиригә айрилған бөлүмини ай юлтузлуқ көк байрақ, 1933 - йили қурулған шәрқи түркистан ислам җумһурийитиниң дөләт гриби, уйғурлар вәтининиң сияси хәритиси вә мили чалғу әсваплириға охшаш уйғурларниң өзигә һас болған сияси тарих вә милли алаһидиликлирини әкс әттүридиған буюмлар билән безәлди.
Sherbrooke Шәһири Quebec шитатиға қарашлиқ шәһәр болуп, Quebec шитати франсуз тилида сөзлишидиған вә франсуз мәдәнийитини асас қилған канададики бирдин бир раюни болуп һесаблиниду.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, канададики ихтияри мухбиримиз камил турсундин аңлаң.