Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бирла вақитта 2 фестивалға қатнашти
2006.06.19
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бирла вақитта әнқәрә вә мәрсиндә өткүзүлгән икки чоң фестивалға қатнишип уйғур мәсилисини аңлатти.
6-Айниң 15 - күнидин 18 - күнигичә әнқәрә шәһәрлик һөкүмитиниң уюштуруши билән түркийидики аммивий тәшкилатлар әнқәрәдә учришиду, мавзулуқ көргәзмә өткүзүлди. Бу көргәзмә түркийәдә паалийәт елип бәриватқан 85 әтрапида аммивий тәшкилат қатнашти. Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси қатнашти. Йәнә 6-айниң 18-күни түркийәниң җәнубидики мәрсин вилайитидә өткүзүлгән түркмән фестивалға вәкил әвәтип қатнашти вә уйғур мәсилисини аңлатти.
Бу паалийәтләр һәққидә мәлумат елиш үчүн, түркийидики ихтиайри мухбири миз мәрсиндә бу паалийәткә қатнашқан турсунҗан әпәнди билән телефон сөһбити елип барди вә әнқәрәдә бу паалийәткә қатнашқан абдуллаһ турсун әпәнди билән сөһбәтләшти.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар монтеаралдики "дуня хәлқлириниң тойлири" фестивалида
- Уйғур балилири 2-нөвәтлик хәлқара балилар учришишиға қатнашти
- Түркийидә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәсмий қурулди
- Түркийә дуня тиҗарәт мәркизидә шәрқий түркистан көргәзмиси ечилди
- Уйғурлар канадада өткүзүлгән хәлқаралиқ мәдәнийәт вә тамақ фестивалида оз мәдәнийитини намайән қилди