Финландийә "пайтәхт мунбири" гезити бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқи елан қилди


2008.02.28

"Германийә долқунлири радиоси" хитайчә қанилиниң 2 - айниң 27 - күнидики хәвиригә асасланғанда, финландийидики әң чоң гезитләрдин бири финландийә әркинлик партийисиниң нәширәфкари болған "пайтәхт мунбири" гезитидә, 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқи елан қилинған.

Чақириқта, 1936 - йили берлинда елип берилған олимпик мусабиқиси гитлерниң сиясий һоқуқини тәшвиқ қилидиған қоралға айлинип қалған болса, аридин 70 йил өткән бүгүнки күндә, бу мусабиқиниң йәнә бир қетим сиясәтниң қоралиға айлинип қеливатқанлиқи илгири сүрүлгән. Шуниң билән биргә, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң барғансири әвҗи еливатқанлиқи тәкитлинип, кишиләрни хитайниң әрзан маллирини сетивалмаслиққа дәвәт қилған.

юқиридики улиништин, ихтияри мухбиримиз әкрәмниң тәпсилий учурини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.