Уйғурлар дөләт мәҗлиси әзаси франк волф әпәндиниң шан - шәрипи үчүн өткүзүлгән мурасимда


2006.10.17
frank_wolf-200.jpg
Дөләт мәҗлиси әзаси франк волф әпәнди.

16 ‏- Өктәбир күни чүштин кейин саәт 5 тә, америкидики диний әркинлик мәркизи, хәлқара тибәт һәрикити, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ фонди җәмийити қатарлиқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирлишип америка дөләт мәҗлисидә, америка дөләт мәҗлиси әзаси франкволф әпәндиниң һәр қайси дөләтләрдики езиливатқан хәлқләрниң кишилик һоқуқи үчүн көрситиватқан хизмитиниң шан - шәрипи үчүн "рәхмәт ейтиш" паалийити өткүзүлди.

Франкволф әпәнди кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниватқан хәлқләр, болупму уйғур, тибәт, моңғул вә хитай христиан муритилириниң диний әркинликини қолға кәлтүрүш йолида узундин бери тиришчанлиқ көрситиватқан америка дөләт әрбаби һесаблиниду.

Франк волф, ялғуз уйғурлар тибәтләр вә моңғуллар үчүнла әмәс, бәлки пүтүн дунядики йәни африқидики суданға охшаш дөләтләрдики хәлқләргиму алаһидә көңүл бөлмәктә. Франкволф йәнә езилгән мәзлум хәлқләрниң тәқдирини өзгәртиш үчүн уларниң авазини америка хәлқигә йәткүзүш, америка сияситигә киргүзүш йолида зор тиришчанлиқ көрсәткән.

Бу қетимқи "рәһмәт ейтиш" паалийитигә, америкидики барлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, һәр дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири, һәр қайси дөләт әлчихана хадимлири шуниңдәк уйғур сиясий һәрикитиниң рәһбири, кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим вә америка уйғур бирләшмисиниң бир қисим әзалири қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.