Франкфорт шәһиридә өткүзүлгән "уйғур мәдәнийәт һәптилики" вә уйғурлар намайиши


2007.10.03

Хитай һөкүмитиниң тәшкиллиши билән явропаға оюн қоюш үчүн кәлгән уйғур сәнәткарлар, алдинқи айниң кейинки йеримидин буян явропадики һәрқайси чоң шәһәрләрдә оюн қоюп келиватқан иди.

Әмма хитай һөкүмити мәхсус уйғурлардин тәшкилләп явропаға елип кәлгән бу оюн қоюш гурупписи, мәйли явропаниң қайси шәһиригә бармисун, шу җайлардики уйғур муһаҗирлар вә уйғур аммиви тәшкилатлириниң тәшкиллиши арқисида елип берилған намайишларға дуч кәлди.

Мәзкур оюн қоюш өмики мушу айниң 25-,26-, 27- күнлири германийиниң пайтәхти берлинда 28 -, 29- күнлири явропадики санаәт вә иқтисад мәркизи вә германийиниң даңлиқ шәһәрлириниң бири болған франкфорт шәһиридә оюн көрсәтти вә башқа паалийәтләрдә болди.

Биз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитай һөкүмити тәшкиллигән оюн қоюш өмики германийиниң франкфорт шәһиригә йетип кәлгәндә, франкфорт шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан бирлики намайиш тәшкилләп, уйғур вәтәндашларни башқичә бирхил йосунда қарши алған болса, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан һәрхил бастуруш һәрикәтлири вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши өз мәйданини ипадилигән.

Франкфортқа җайлашқан шәрқий түркистан бирликиниң рәиси, яш язғучи вә тәтқиқатчи күрәш ата ханниң билдүрүшичә, франкфорттики уйғур паалийәтчиләр, шәрқи түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини уйғур елидин кәлгән сәнәткарлар чүшкән меһман ханиниң кириш ишикигә удул җайиға есип вәтәндаш сәнәткарларға алий еһтирам билдүргән вә 29 - чесла кәчқурун, уйғур сәнәткарлар оюн қойған тиятирхана алдида хитай һөкүмитигә қарши намайиш тәшкиллигән.

юқиридики улиништин, мухбиримиз җүмәниң франкфорттики намайишниң тәпсилати һәққидә тәйярлиған мәлуматини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.