Ширак хитайдики зияритини давамлаштурмақта
2004.10.12
Франсийә презденти җәк ширак сәйшәнбә күни хоңкоңға йитип берип, хитайға қилған зияритини давамлаштурди. У дүшәнбә күни шаңхәйдә франсийә карханилири үчүн техиму көп сода пурсити яритип бәргән. У шундақла йәнә хитайниң сабиқ рәһбири җияң земин билән көрүшкән иди.
Җәк ширак өткән шәнбә күни 250 кишилик вәкилләр өмикини башлап, хитайға қаратқан бәш күнлүк сәпирини башлиған. У бу сәпиридә хитай билән болған сода алақини күчәйтишни көзлигән болуп, униң билән кәлгән вәкилләрниң көпинчиси франсийиниң сода саһәсидики рәһбәрлири иди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, франсийә сода саһәсидикиләр дүшәнбә күнигичә хитай ширкәтлири билән қиммити 1 милярд доллардин ашидиған сода килишими түзгән. Хитай франсийидин 700 миң тонна ашлиқ вә алтә данә йолучилар айрупилани сетивилишни өз ичигә алған бир йүрүш тохтамларни түзгән.
Хәвәргә қариғанда, җәк ширак дүшәнбә күни йәнә, шаңхәй туңҗи университетида сөз қилип, түнҗи қетим очуқ ашкара һалда кишилик һоқоқ мәсилисини тилға алди. Буниң алдида җәк ширак хитайниң кишилик һоқоқиға мунасивәтлик мәсилиләрдә интайин иһтиятчан болған. У һәтта өткән йәкшәнбә күни фирансийә 2 - телевизийисиниң зияритини қубул қилғанда, хитайни тәнқитләштин баш тартип, хитайни кишилик һоқоқ хатирисини яхшилашқа дәвәт қилишта очуқ ашкара тәнқитниң әкиснчә рол ойнайдиғанлиқини билдүргән иди.
Хитай франсийә вә яврупа билән болған алақини күчәйтишни халайду
Анализчиларниң көрситишичә, хитайму нөвәттә франсийә вә яврупа билән болған алақисини күчәйтишни интайин үмид қилмақта. Парижда турушлуқ хитай әмгәкчиләр һоқоқини күзитиш жорнили тәһрири сәй зуңгониң мулаһизә қилишичә, франсийә хитайниң базириға иһтияҗлиқ болса, хитай асаслиқи франсийиниң сиясий җәһәттики қоллишиға муһтаҗ икән.
ـ Әмилийәттә франсийә хитай мунасивитидә, франсийә асаслиқи иқтисадий мәнпәәтни көзләйду. Хитай базирини техиму игәлләшни, екиспортни көпәйтишни вә өз дөлитигә хизмәт пурсити яритишни, шундақладөләт игиликидики тақилишқа йүзлиниватқан чоң типлиқ карханиларни қутулдурушни ойлайду. Әмма хитайға ниспәтән франсийидин килидиған иқтисадий мәнпәәт анчә чоң әмәс. Чүнки хитай франсийидин сетивалидиған нәрсиләргә башқа дөләтләрдинму еришәләйду. Бирақ хитай франсийиниң сиясий җәһәттики қоллишиға интайин муһтаҗ, хитай франсийә арқилиқ яврупа бирликиниң хәлқара сиясий мәсилиләрдики қоллишиға еришишни үмид қилиду.
Қорал чәклимисиниң бикар қилиниш иһтималлиқи чоң әмәс
Ширак хитайни зиярәт қиливатқан мәзгилдә, изчил түрдә яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал екиспорт қилиш чәклимисини бикар қилиш лазимлиқини тәкитләп кәлди. Буниң алдида, бәзи мәлуматларда яврупа бирликиниң хитайға йүргүзгән қорал чәклимисиниң киләр йили язғичә бикар қилиниши момкинлики билдүрүлгән иди. Бирақ, бир қисим анализчилар ширакниң бу тиришчанлиқини пәқәт хитайға яхшичақ болуш үчүн қоллиниватқан бир тактика дәп қаримақта. Шундақла униң қисқа вақит ичидә яврупа бирликини хитайға йүргүзгән қорал чәклимисини бикар қилишқа қайил қилалишиға гуман билән қаримақта.
Париждики франсийә пән тәтқиқат мәркизиниң юқири дәриҗилик тәтқиқатчиси пиер кәбистенниң билдүришичә, бу йил яврупа бирлики кеңәйгәндин кийин, хитайға йүргүзгән қорал чәклимисиниң бикар қилиниш иһтималлиқи зор дәриҗидә төвәнләп кәткән. Шуниң үчүн франсийиниң буни бикар қилишни тәкитлиши әмилийәттә интайин бихәтәр бир тактика болуп, франсийә яврупа бирликиниң бу мәсилидә франсийигә әгәшмәйдиғанлиқини очуқ билидикән.
Хоңкоң шинбав гезитиниң сабиқ баш тәһрири , нөвәттә әнгилийидә турушлуқ чиюшияңҗуңму бу әһвалларни мулаһизә қилип мундақ диди:
ـ Әнгилийә, данийә, шивитсийә, полша, вингирийә қатарлиқ дөләтләр франсийиниң һәммила пикригә қошуливәрмәйду. Һазир мушу қорал чәклимисини бикар қилиш мәсилисидә боламду вә шундақла башқа мәсилиләрдә боламду, шуниси аян болдики , яврупа бирликидики дөләтләрниң сиясий мәсилиләрдә бир пикиргә килиши асанға чүшмәйду.
Ройтирс ахбарат агентлиқиниң сәйшәнбә күни бәргән хәвиригә қариғанда, яврупа бирликидигә әза дөләтлири ташқи ишлар министирликиниң дүшәнбә күни өткүзүлгән йиғинида, һәр қайси дөләтләр хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш мәсилисидә техи бир пикиргә киләлмигән.
Франсийә презденти җәк ширак дүшәнбә күни шаңхәй туңҗи университетида сөзлигән нутуқида йәнә, франсийә билән хитайниң хәлқарада америкиниң тәсирини тәңпуңлаштуруш мәҗбурийити барлиқини алаһидә тәкитлигән. Бирақ юқириқи анализчиларниң һәммиси, гәрчә франсийә билән хитайниң америкиниң тәсир күчини чәкләп, хәлқара сәһнидә көп қутуплуқ дуня вәзийити шәкилләндүрүш хаиши охшаш болсиму, хәлқара пиринсипал мәсилиләрдә франсийиниң йәнила америка билән болған ортақлиқиниң көп икәнликини көрсүтүп, хитай - франсийә һәмкарлиқиниң кәлгүсиниң унчилик парлақ әмәсликини илгири сүрди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати ширакни хитайға бесим ишлитишкә үндиди
- Франсийә презденти ширак шаңхәйгә йетип барди
- Франсийә призиденти хитай рәһбәрлиригә сияси мәһбуслар мәсилисидики әндишисини йәткүзди
- Франсийә президенти ширак, хитай билән һәмкарлиқни күчәйтишни оттуриға қойди
- Франсийә призиденти хитайни зиярәт қилди