Саркозий кишилик һоқуқи вә хәлқ пули мәсилисидә ху җинтавға нәсиһәт бәрди
2007.11.26
Хитайни зиярәт қиливатқан франсийә президенти николас саркозий дүшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзгәндә хитай рәһбирини хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәшкә чақирип, кишилик һоқуқ мәсилисини тәкитлиди. Шуниң билән биргә саркозийниң бу сәпиридә хитай билән франсийә соммиси зор миқдардики ядро енергийә вә авиатсийә тохтамнамиси имзалиди.
" Франсийә әдлийә, қанун, мухбирларниң әркинлики вә өлүм җазаси қатарлиқларда илгирилигән тәрәққиятни көрүшкә тәқәзза "
Кишилик һоқуқ мәсилиси франсийә президенти николас саркозийниң 3 күнлүк хитай зияритидә музакирә қилинидиған тизимликтики муһим темиларниң бири әмәс, дәп қаралған болсиму, лекин саркозий дүшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән өткүзгән хәлқ сарийидики мухбирларни күтивелиш йиғинида кишилик һоқуқ мәсилиси йәни өлүм җазасини азайтиш, җәмийәтни қанун билән идарә қилиш, ахбарат әркинлики, берма мәсилисидә ярдәмчи болуш шундақла муһитни түзәш қатарлиқ мәсилиләрни тилға алди.
Саркозийиниң зиярити, германийә баш министири ангела меркелниң далай ламани баш министирлик ишханисида күтивелиш вәқәси түпәйли хитайниң германийигә болған ғәзипи пәсәймигән мәзгилдә елип берилған болуп, у мухбирларни күтивелиш йиғинида тибәт мәсилисини тилға алмиди. Лекин ахбарат әркинлики, өлүм җазаси вә җәмийәтни қанун билән идарә қилиш қатарлиқларда хитайни қәдәм бесишқа чақирди.
Саркозий мухбирларға хитайниң пуқралар һоқуқини яхшилаш җәһәттики илгирилишигә мәдһийә оқуйдиғанлиқини әскәртиш билән биргә, у йәнә бу саһәдә" франсийә илгирилигән тәрәққиятни көрүшкә, болупму әдлийә саһәсидә қанунға һөрмәт қилиш, мухбирларниң әркинлики вә өлүм җазаси қатарлиқларда илгирилигән тәрәққиятни көрүшкә тәқәзза " дәйду.
" Саркозийниң ахбарат әркинликини тәкитлигәнлики пәқәт явропалиқларға тәсәлли бериш "
Саркозий хитай сәпиригә йолға чиқиш алдида мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати униңға хәт йезип, хитай рәһбәрлири билән көрүшкәндә ахбарат әркинлики, болупму хитай түрмисидики 33 нәпәр мухбир һәмдә 55 нәпәр интернет обзорчисиниң делосини оттуриға қоюшни тәләп қилған.
Франсийә президент ишханиси елейсе сарийиниң әскәртишичә, саркозий йәкшәнбә күни ху җинтав билән кәчлик зияпәткә қатнашқанда хитай дөләт рәисигә өлүм җазасини аз бериш тоғрисида нәсиһәт бәргән. Әгәр елесей сарийиниң баянати тоғра болса, бу нәсиһәт хитай һөкүмити йеқиндила уйғур аптоном райониниң қәшқәр шәһиридә 6 нәпәр уйғурға өлүм җазаси бәргән мәзгилигә тоғра кәлди.
Саркозийниң дөләт рәһбәрлик салаһийити билән елип барған бу қетимқи зиярити франсийиниң хитай сияситини игиләшниң яхши пурсити болуп, көзәткүчиләр франсийиниң хитай сияситидә өзгириш болған яки болмиғанлиқиға диққәт қилмақта иди. Америка милваке университетиниң хәлқара мунасивәтләр доктор кандидати қилич қанатниң әскәртишичә, франсийиниң хитай билән болған әнәнивий мунасивитидики мәнпәәтни асас қилиш сияситидә өзгириш болмаслиқи мумкин. У, "саркозийниң ахбарат әркинликини тәкитлигәнлики пәқәт явропалиқларға тәсәлли беришла үчүн халас, " дәйду.
Хитай хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәш керәк
Саркозий ху җинтав билән өткүзгән хәлқ сарийидики мухбирларни күтивелиш йиғинида оттуриға қойған муһим мәсилиләрниң бири, хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәш мәсилисидур. У хитай даирилирини хәлқ пули ислаһат қәдимини тезлитип,"хәлқ пулиниң айривашлаш қиммитини мувапиқ вә адил" тәңшәшкә чақирди һәмдә хитайниң явропа иттипақи билән болған содидики актип баланисини азайтишни тәләп қилди.
явропа кархана саһәси хитайни хәлқ пулиниң қиммитини төвән тутуп, әрзан баһадики хитай товарлирини явропаға төкмә қилиш вә франсийә һәм явропа билән болған содида үстүнлүккә еришиватиду, дәп тәнқид қилмақта. Саркозий,"хитай өзиниң пайдисини көздә тутуп болсиму, хәлқ пули билән яврониң қиммитини тәңшәшкә алдириши керәк" дәп көрсәтти.
Муһит мәсилисиниң бәдили еғир болиду
Шуниң билән биргә саркозий хитайни муһит мәсилисидә агаһландуруп, муһит мәсилисигә көңүл бөлмисә, буниң бәдили наһайити еғир болидиғанлиқини тәкитлигән. У, "биз хитайниң тәрәққияти давам қилишини үмид қилимиз. Лекин биз йәнә хитай тәрәққиятиниң карбонсиз, муһит мәсилисигә достанә болушини арзу қилимиз. Биз буниң хитай биләнла мунасивәтлик мәсилә әмәс, бәлки пүтүн дуняниң мәнпәәти билән мунасивәтлик мәсилә икәнликигә ишинимиз " дәп көрсәтти.
Ху җинтав мухбирларни күтивелиш йиғинида саркозий билән өткүзгән сөһбитиниң "қизғин" вә "достанә " елип берилғанлиқини, саркозийниң бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишиш тәклипини қобул қилғанлиқини билдүргән болсиму, лекин мелваки университетидики қилич, явропа билән хитай арисида мәһсулатларниң бихәтәрлики, әқлий мүлүк һоқуқи вә хәлқ пулиниң қиммити қатарлиқларда ихтилап мәвҗүт болупла қалмай, йәнә кишилик һоқуқ саһәсидә зор ихтилап барлиқини вә саркозийниң һәрикити явропа иттипақида қарши елинмайдиғанлиқини билдүрди.
" Бизниң сәвр - тақитимиз йәнә қанчилик давамлишиду, бир немә демәк тәс "
явропа иттипақи сода комиссари манделсон дүшәнбә күни хитайни әқлий мүлүк һоқуқиға һөрмәт қилиш тоғрисида агаһландуруп, бу мәсилидә явропа иттипақиниң сәвр - тақити түгәватқанлиқини билдүрди. Хитай даирилирини явропа таварлириниң әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш ишида йетәрлик тәдбир алмиди, дәп әйиблигән манделсон, "улар бизниң бу мәсилидики сәмимийитимизни синаватиду. Әгәр хитай буниңға тәдбир алмиса, бизниң сәвр - тақитимиз йәнә қанчилик давамлишиду, бир немә демәк тәс " дәйду.
Саркозийниң хитай сәпиридики әң зор муваппәқийити франсийиниң хитай билән соммиси зор һәҗимлик ядро енергийә вә авиатсийә сода тохтамнамиси имзалиғанлиқидур. Франсийә дүшәнбә күни хитай билән қиммити 30 милярд доллар келидиған сода тохтамнамиси имзалап, хитайға 160 данә йолучилар айрупилани, франсийә арева ширкити хитайниң гуаңдуң ядро електир енергийә ширкитигә 2 данә ядро реактор қазини сетип беридиған болди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Албанийидә яшаватқан адил шветсийигә йитип кәлди
- Хәлқара дини әркинлик комитети ахбарат елан қилип, хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди
- Б д т 2009 - йили хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүриду
- яху интернет ширкити, америка дөләт мәҗлиси вә ши тавниң аилисидин әпу сориди
- Дуня кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайда ахбарат әркинлики изчил қамал қилиниватқанлиқини оттуриға қойди
- Хитай рәһбәрлири дәватқан 'демократийә' һәққидики мулаһизиләр давамлашмақта
- Мутәхәссис мартин: хәлқара террорчилиққа қарши һәрикәт сиясий панаһланғучиларға зәрбә берип қоймақта
- Хитай рәһбәрлири 'демократийә' дегән аталғуниң мәнисини өзгәртмәктә
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (4)
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (2)
- Мәшһур дава қайта сәһнидә
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (1)
- Хитайниң чиқиш йоли бирла: демократийә