Франсийидә "5 - феврал ғулҗа вәқәси" ниң 11 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди


2008.02.04

1997 - Йили 2 - айниң 5 - күни уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан миллий вә диний зулум сияситигә наразилиқ билдүрүп, өзлириниң һәқ - һоқуқлирини тәләп қилиш үчүн намайиш қилған вә нәтиҗидә қолида төмүрниң сунуқиму болмиған, асасән яшлардин тәркип тапқан уйғур намайишчилири хитай һакимийити тәрипидин қанлиқ бастурулуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан зораван сияситини дуняға көрситишкә йетәрлик пакит болидиған "5 - феврал ғулҗа қирғинчилиқи" вәқәси садир болған иди.

Бу йил бу қанлиқ вәқәниң йүз бәргинигә топ ‏ - тоғра 11 болди. Бу мунасивәт билән чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар "ғулҗа вәқәси" ниң 10 йиллиқини хатириләш йүзисидин, хитайға қарши кәң - көләмлик намайиш паалийитини башлиди.

3 - Феврал йәни йәкшәнбә күни франсийидики уйғурлар, саниниң аз болушиға қаримастин, париждики хитай баш әлчиханисиниң алдида 1 - болуп намайиш өткүзди.

Бүгүнки бу паалийәтниң асаслиқ тәшкиллигүчиси вә башқурғучиси болған әркин әпәнди намайиш қатнашқучилири вә бу йәргә йиғилған франсийиликләргә " 5 - феврал ғулҗа вәқәси" ниң келип чиқиш сәвәби, җәряни вә хитай һөкүмити тәрипидин қандақ бастурулғанлиқи һәққидә уйғур вә франсуз тилида нутуқ сөзлиди.

Униңдин кейин бүгүнки бу паалийәтниң йәнә бир тәшкиллигүчиси болған әкбәр әпәнди зияритимизни қобул қилди. Ахирида намайиш қатнашқучилиридин болған керим әпәнди намайиш һәққидә өз тәсиратлирини баян қилип өтти.

"5 - Феврал ғулҗа вәқәси" мунасивити билән париждики хитай баш әлчиханиси алдида өткүзүлгән хатириләш паалийити шу йәр вақти чүштин кейин саәт 15:00 - 1700 гичә икки саәт давам қилип нәтиҗилик ахирлашқан. (Айгул йүсүп)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.