Германийә парламент башлиқи хитай рәһбәрлиригә имбаргони бикар қилиш шәртини тәкитлигән


2005.05.05

Волфигаң тирсий хитайдики бир һәптилик зиярәт сәпирини 1 - май күни ахирлаштурди. Бу германийә парламент рәисиниң хитайни тунҗи қетим зиярәт қилиши болуп, зиярәт җәрянида ху җинтавни өз ичигә алған юқири дәриҗилик хитай рәһбәрләр билән сөһбәт елип барди. Тирси, һазирға қәдәр тибәтни рәсми түрдә зиярәт қилған тунҗи юқири дәриҗилик чәтәл рәһбири болуп һесаблиниду. У, мәркизи партийә мәктипидики компартийә кадирлириға сөзлигән нутуқида, хитай компартийисини алди билән өзиниң тарихидики паҗиәләр билән йүзлишишкә чақирған.

Хитай өзиниң тарихй кәчүрмүшлири билән йүзлишиши керәк

Волфгаң тирси, компартийә кадирлириға сөзлигән " түгүнни түгүнниң игиси йешиш керәк " дегән темидики нутуқида, " әгәр хитай явропа иттипақиниң һәрбий ярақлар имбаргосини бикар қилишини үмид қилса, өзиниң тарихи кәчүрмиши билән йүзлишиши керәк. Сияси түзүлмә вә кишилик һоқуқ мәсилисидики пурсәтпәрәсликкә хатимә берип, хәлқара җәмийәтниң үмидини әмәлий һәрикити билән ақлишиға тоғра келиду," дәп тәкитлигән.

Тирси алдинқи күни "франфорд обзори" гезитиниң зияритини қобул қилғанда, хитай зияритиниң һазирға қәдәр кечиктүрүлүш сәвәбини ашкарилиди. У, германийә сотсиял демократлар партийиси билән йешиллар партийиси 1998 - йилдики сайламда ғәлибә қилғандин кейин, германийә парламентиниң рәһбири болуп сайланған. Униң тәкитлишичә, 1989 - йилдики тйәнәнмин оқуғучилар намайишини бастуруш һәрикитиниң баш җавапкари ли пең, хитай хәлқ қурултийиниң мудири мәзгилидә хитайни зиярәт қилип, униң билән қол елишишни тоғра тапмиған. "Германийә долқуни" радиосиниң хәвәр қилишичә, волфигаң тирсиниң көз қариши германийә парламенти вә германийидики хәлқ райиниң асаси еқимиға вәкиллик қилидикән.

Қорал ярақ- имбарго мәсилиси

Германийә парламенти бу йил 3 - айда баш министири герхард шрөдирниң хитайға қаритилған һәрбий ярақлар имбаргосини бикар қилиш тоғрисидики тәклипини рәт қилған иди. Германийә парламент рәиси билән хитай башлиқлар оттурисидики сөһбәтниң конкерт әһвалини һәр иккила тәрәп елан қилмиди. Әмма германийә парламент рәисиниң баянатчисиниң ашкарилишичә, волфигаң тирси хитай хәлқ қурултийиниң мудири ву баңго қатарлиқлар билән хитай кишилик һоқуқ хатирисини музакирә қилғанда, хитайдики әмгәк билән өзгәртиш түзүми, сияси өктичиләрни халиғанчә тутқун қилиш шундақла өлүм җазасини кәң көләмдә иҗра қилиш қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойған.

Өлүм җазаси мәсилиси германийә парламент рәиси хитайдики зияритини башлашниң алдида, мәркизи мюнхендики дуня уйғур қурултийиниң бу қетимқи зиярәт тоғрисидики баянатида тилға елинған иди.

Уйғур сиясий паалийәтчилири өлүм җазасиға һөкүм қилинмақта

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришид "германитйә долқуни" радиосиға бәргән баянатида, " хитайда сияси мәһбусларға җазаси бериш уйғурларғила қаритилмақта," дәп тәкитлигән. Уйғурларниң " бөлгүнчилик" билән әйиплиниватқанлиқини илгири сүргән "германийә долқуни", "бөлгүнчилик билән әйибләнгән уйғурлар дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити билән сотланмақта. Бу җинайәтниң ақивити өлүм җазаси билән ахирлишиду," дәп көрсәткән.

Хитай хәлқ қурултийидики даириләрниң ашкарилишичә, хитайда һәр йили өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар сани 10 ға йетидикән. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң конкерт санини елан қилип бақмиди, әмма хәлқара омуми кәчүрүм тәшкилати 2004 -йилда хитай бойичә өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар 3000 дин ашқанлиқини җакалиған.

Қорал ярақ имбаргосиниң вақти өттиму?

"Франфорд обзори" ниң ашкарилишичә, хитай хәлқ қурултийиниң мудири ву баңго волфигаң тирси билән өткүзгән сөһбәт арисида, явропа иттипақиниң һәрбий ярақлар имбаргосини қачан бикар қилидиғанлиқини сориған. Һәрбий ярақлар имбаргоси хитай билән явропа иттипақи оттурисидики әң сәзгүр мәсилиләрниң бири шундақла хитай хәлқ қурултийиниң германийә парламент рәисини зиярәткә тәклип қилишидики мәқсиди иди. Ву баңго, һәрбий ярақлар имбаргосиниң "вақти өтти," дәп көрсәткән.

Волфигаң тирсиниң хитайдики зиярити, хитай - японийә оттурисида японийә армийисиниң 2 - дуня урушидики ишғалийәт һәрикитини чөридигән талаш тартиш әвҗигә чиққан мәзгилгә тоғра кәлди. У, мәркизи партийә мәктипидики нутуқида компартийә кадирлириниң бу һәқтики суалиға, " бир дөләт башқиларниң өтмүштики җинайи җавапкарлиқини сүрүштүрүтин бурун, алди билән өзиниң өтмүшитики җавапкарлиқидин һесап елиш керәк," дәп җаваб бәргән.

Тирсиниң тәкитлишичә, хитайниң ташқи дуняға ашкарә сигнал берип, сияси түзүлмә вә кишилик һоқуқ мәсилисидә әмәлий өзгириш ясишиға тоғра келидикән. У, "шундақ қилғандила явропа иттипақиниң хитайға һәрбий ярақлар имбаргоси қоюш сәвәби қалмайду," дәп тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.