"Бирлик" гезитидә "шәрқий түркистан"
2006.10.09
Германийә түрклириниң 40 бәтлик һәҗим билән нәширдин чиқидиған "бирлик" гезитиниң 10 – айлиқ санида, "шәрқий түркистан" дегән нам билән толуқ икки бәтлик бир әсәр елан қилинди.
"Бирлик" гезитиниң муһәррирлири тәрипидин һазирланған бу әсәрниң қошумчә мавзуси "йерим әсирдин буян үнсиз қирғинчилиққа учраватқан игисиз мәмликәт" дегәндин ибарәт. Бу әсәр, уйғурларниң алтун дәври һесабланған миладиниң 751 – йилидин 1216 – йиллириғичә болған мәзгилләрдә, уйғур миллитиниң қурған бүйүк дөләтлири вә яратқан шанлиқ мәдәнийитини тонуштуруштин башланған. Әсәрдә шәрқ әдәбият вә мәдәнийәт сәһнисидә чолпан болуп чақниған фараби, мәһмут қәшқири, йүсүп һас һаҗип қатарлиқ онлиған илим адәмлири тонуштурулуш билән биргә, уйғур вәтининиң йәр көлими, нопуси, җуғрапийилик әһвали, йәр асти тәбии байлиқлириниң түри, миқдари, бу байлиқларниң һазирқи қезилиш вә ичкири хитайға тошулуш әһвали қатарлиқлар тәпсили баян қилинған. Шундақла, хитайниң 1949 – йили бу земинға бесип киргәндин буян елип барған булаңчилиқ характеридики байлиқ йөткәш һәрикәтлири вә уйғур миллитини йәр йүзидин йоқ қилип ташлаш үчүн йүргүзүп кәлгән һәр түрлүк сиясий, мәдәний, иҗтимаий зулумлири илмий мәнбәләргә асасланған һалда оттуриға қоюлған.
Уйғур вәтини бай, йәр игиси хәлқ намрат
Мәзкур әсәрдә, хитайда мәвҗуд болған 148 хил елементниң 118 хилиниң уйғур дияридин чиқидиғанлиқи, алтун, күмүш, оран қатарлиқ қиммәт байлиқлардин башқа, 300 милйон тонна нефит, 220 милярд куп метир тәбии газ, икки трилйон тонна көмүр записиға игә болған вә хитай үчүн әң чоң хам әшя мәнбәси һесабланған уйғур вәтинидики йәрлик хәлқниң, интайин еғир намратчилиқ ичидә яшайдиғанлиқи тонуштурулған. Шуниң билән биргә, омуми нопусниң 82% ини игиләйдиған уйғур дәһқанлириниң йиллиқ кириминиң 45 – 50 доллар әтрапида болуватқанлиқи, уларниң мәктәпләргә төләйдиған пули йоқ, пәрзәнтлирини оқушсиз қалдуриватқанлиқи вә уйғурларниң һаят йолиниң күнсери тарлишип бериватқанлиқи пакитлар асасида шәрһиләнгән.
Уйғурларниң әһвали тохтимай тәшвиқ қилиш керәк
Түрк зиялиси, жорналист һайрәттин гүләкйүз әпәнди, бу әсәр һәққидә тохтилип "шәрқий түркистан хәлқиниң дәрдини икки бәт әсәр билән йезип түгәткили болмайду. Уйғурларниң қан – яшлиқ тарихи техи бу дуняниң йетәрлик диққитини чәккини йоқ. Уйғурларниң түнүгүнки азаплириға әмәс, бүгүнки пәрятлириға қулақ салсиму инсанниң тақити йәтмәйду. Башқа зулумларни көрмәскә селип, күнимиздә давам қиливатқан диний зулумни мисалға алсақ, хитайлар инсанниң әң тәбии һәққи болған диний әркинликни халиғанчә дәпсәндә қиливатиду" деди вә бүгүнкидәк рамазан айлирида, уйғур мусулманлириниң роза тутуш, топлишип тарави намазлирини оқуш һәм башқа диний мәҗбурийәтлирини ада қилишниң чәклиниватқанлиқини вә бесимгә учраватқанлиқини өзиниң яхши билидиғанлиқини, буни демократик әлләр хәлқлиригә тохтимай тәшвиқ қилиш билән, дуня җамаитиниң бесими арқилиқ хитайниң инсан қелипидин чиққан зораванлиқиға хатимә беришкә теришиш кирәкликини тәкитлиди.
Хитайниң шәрқий түркистандики қилмишлири паш қилинған
"Шәрқий түркистан" намлиқ бу әсәрдә йәнә; уйғур вәтинидә хитайниң 1949 – йилидин илгирики омуми нопуси 280 миң болған болсиму, бүгүнки күндә 8 милйонлуқ һалға кәлгәнлики, күнигә оттура һесаб билән төт миң хитайниң бу тупраққа еқип кириватқанлиқи, һазирға қәдәр уйғур дияриға сүргүн қилинған хитай мәһбуслар саниниңла 40 миңдин ашқанлиқи илгири сүрүлгән.
Мәзкур әсәрдә йәнә, 1964 – йилидин буян елип берилған атум синиқи түпәйли 210 миң уйғурниң һаятидин айрилғанлиқи вә сансиз уйғурниң һәр хил бинормал кесәлләргә гириптар болғанлиқи тилға елинған. Шундақла, һазирға қәдәр 29 миңдин артуқ мәсчитниң чеқип ташланғанлиқи, 1991 – йилидин кейин қурулушқа башлиған1500 дин артуқ йеңидин селинған мәсчитләрниң қанунсиз қурулуш атилип бузуветилгәнлики, илгири – кейин болуп, йерим милйондин артуқ диний китапниң көйдүрүп ташланғанлиқи, 54 миң диний затниң қолға елинип, түрмиләрдә өлтүрүлгәнлики вә 2002 – йили хитайниң йәнә бир қетим 200 миң кишилик армийини уйғур дияриға йеңидин йөткәп келип, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини бастурушқа тәйярлап қойғанлиқи шәрһиләнгән. Шуниң билән биргә, хитайниң мәдәний қирғинчилиқиниң һелиму давам етиватқанлиқи, 2002 – йили қәшқәрдә кона китапларни көйдүрүш паалийити елип барғанлиқи мисал қилинған.
Әсәрдә, уйғур миллий маарипиниң әһвали, деһқанлар йилда мәҗбурлинидиған 45 күнлүк һашар, пиланлиқ туғут сиясити билән елип бериливатқан қирғинчилиқлар вә һәр хил тутқун қилиш һәрикәтлири, өлүм җазасиниң кәң иҗра қилиниватқанлиқи қатарлиқ темиларму әтраплиқ йорутуп берилгән. Бу әсәрниң диққәтни чекидин бир тәрипи шуки, нурғунлиған санлиқ мәлуматлар яврупа вә америка тәтқиқатчилириниң уйғурлар һәққидә елан қилған әсәрлирини мәнбә қилған. Бу һал әсәрниң тәсир көрситиш күчини зор дәриҗидә ашурған. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики уйғур мусулманлар
- Хитайлар германийә долқунлири радиосиниң уйғурлар һәққидики мақалисидин нарази болди
- Хитай террорчилиққа қарши уруши башланған һаман уйғурларни бастурушқа киришкән
- "Германийә авази" да: "уйғурлар террорист әмәс!"
- Хитайниң қурбанлиқи
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри
- Уйғурлар мюнхенда өткүзүлгән милләтләр мәдәнийити көргәзмисигә қатнашти
- Германийидә уйғурлар һәққидә йезилған "дозахқа қечиш" намлиқ әсәр елан қилинди
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши рус тилидики мәтбуатларда