Хитай һөкүмитигә қарши германийидә намайиш


2007.10.01

1 - Өктәбир чүштин кейин хитайниң миюнхендики консулханиси хитайниң дөләт байрими үчүн катта зияпәт бериватқанда, консул сиртида дуня уйғур қурултийиниң уюштуруши билән , германийидики уйғурларниң күчлүк наразилиқ намайишиға дуч кәлди.

Хитай консули алдиға йиғилған уйғурлар, хитай коммунист һөкүмитиниң 58 йилдин бери уйғурларға қаратқан мустәмликә сиясәтлиригә қарши кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзди.

Намайишчилар шәрқий түркистан хәлқиниң мустәқиллиқ арзулирини намаян қилидиған шоарларни товлап ,тәшвиқат варақлирини тарқитип хитайниң уйғурларға селиватқан зулумлирини паш қилди.

юқиридики улиништин, миюнхендики намайиш мәйданидин ихтияри мухбиримиз пәрһат муһәммидиниң бәргән тәпсили нәқ мәйдан хәвирини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.