Мюнхен чәтәлликләр мәҗлисиниң муавин рәиси әсқәрҗан билән сөһбәт


2006.11.21

Германийә федерал җумһурийити әгәр явропаниң санаәт тәрәққият мәркизи һесапланса, германийидики баварийә штати германийиниң санаәт вә мәдәнийәт тәрәққият мәркизи болуп һесаплиниду.

Уйғурларниң германийидики орни, д у қ вә явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатлириниң баш шитабиниң баварийиниң пайтәхти мюнхенға җайлашқанлиқи биләнла әмәс, бәлки бу шәһәрдики уйғурларниң башқа милләтләргә селиштурғанда маарип, мәдәнийәт вә иш саһәлиридә қолға кәлтүргән утуқлири билән өлчиниду.

Мюнхен чәт`әлликләр мәҗлисиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди билән елип барған сөһбитимиздин, сиз уйғурларниң германийидики, болупму баварийә штатидики орниниң зади қанчилик икәнлики һәққидә бәлгилик мәлуматқа еришәләйсиз.

Әсқәрҗан әпәнди уйғурлар мәсилисиниң баварийә парламентида тонулған бир мәсилә һалиға келип болғанлиқини тилға елиш билән биргә, мюнхен чәт`әлликләр мәҗлисиниң уйғурлар мәсилисини техиму җанлиқ аңлитиватқанлиқини әскәртти.

Германийә уйғурлири дуч келиватқан әң қейин мәсилә, бир қисим уйғурларниң сиясий панаһлиқ тәлипиниң қобул көрүлмәслик мәсилиси иди. Бу һәқтики соалимизға әсқәрҗан әпәнди җавап берип, уйғурларниң панаһлиқ тәлипиниң қобул көрүлүш нисбитиниң башқа милләтләргә селиштурғанда йәнила алдинқи орунда туридиғанлиқини вә 75% уйғурниң мәсилисиниң һәл болғанлиқини тилға алди.

Сөһбәт җәрянида әсқәрҗан әпәндиниң ейтишичә, уйғур өсмүрлириниң алий дәриҗилик оттура мәктәпкә қобул қилиниш нисбити 50%тин ашқан болуп, башқа чәт`әлликләргә селиштурғанда нәччә һәссә юқири туридикән. Уйғур өсмүрлириниң сәвийиси һәтта герман өсмүрлириниң сәвийисидинму юқири икән.

Чәт`әлликләр мәҗлисиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди йәнә, германийидики ата – аниларниң өз пәрзәнтлиригә қаттиқ тәләп қоюшидики сәвәп һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.