5-Июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар (22)
2012.09.25
Ғайибниң исми имин мөмин, 2009-йили 28 яш. 6 яшлиқ бир оғул пәрзәнтниң дадиси болған имин мөминниң яшанған дадиси, у ғайиб болғандин кейин дәрд-әләмдә һаятидин айрилған. Нөвәттә униң бир ачиси вә аяли үрүмчидә бир тәрәптин еғир җисманий әмгәк билән тирикчилик қилса, йәнә бир тәрәптин униң из-дерикини елиш үчүн һәпиләшмәктә.
Имин мөмин қурулуш ишчиси болуп, у 5-июл күни иштин чүшүп өйгә кетиватқанда, атбәйгә мәйданидики бир май искилатниң алдида сақчилар тәрипидин тосувелинған вә тутуп кетилгән. Әслидә улар биллә келиватқанлар төт киши болуп, сақчилар тосувалғанда улардин бири йәни иниси арқисиға йенип қечип қутулған; қалған иккиси йәни икки достиму тутуп кетилип, бири бирқанчә айдин кейин қоюветилгән, йәнә бири 17 йиллиқ кесиветилгән. Әмма, имин тутуп кетилгәндин кейин һечқандақ учури болмиған.
Униң ачиси вә аяли сүрүштә қилип барғинида, һөкүмәт орунлири бундақ бир кишиниң тизими йоқлуқини ейтқан; мәлум бир орун уни издәйдиғанлиқини билдүрүп тизимға алған, әмма аилисигә һазирғичә һечқандақ җаваб қайтурмиған. Имин мөминниң ачиси үрүмчидики дийәнтәй сақчиханисиға барғанда, бир нәпәр сақчи имин мөминниң рәсимини көрүп, уни мушу сақчиханида сорақ қилинған биригә охшатқанлиқини ейтқан, әмма ениқ вә кесип гәп қилалмиған.
Оғли имин мөминниң из-дерикини алалмиған яшанған ата, өткән йили дәрд-әләм билән аләмдин өткән. Нөвәттә униң ачиси, аяли вә бир балиси үрүмчидә яшимақта. Икки аял бир тәрәптин, тазилиқ ишчилиқи, қурулуш иши вә һәтта бәзидә пахта териш қатарлиқ деһқанчилиқ ишлири билән шуғуллинип турмуш кәчүрмәктә. Йәнә бир тәрәптин һөкүмәт органлири, сақчиханилар вә қамақханиларға берип ғайибниң из-дерикини алмақта.
Юқирида 5-июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар намлиқ чатма хәвәрниң 22-қисмини аңлидиңлар. Бүгүнгә қәдәр игилигән мәлуматлиримизда җәмий 27 кишиниң кимликлири толуқ айдиңлашти. Буларниң 11 нәпири үрүмчидин, 9 нәпәр қәшқәрдин, 5 нәпири хотәндин вә 2 нәпири ақсудиндур.