Америка, русийә вә явропа қирғизистанниң нөвәттики вәзийитини яхшилаш үчүн ярдәм көрситидиғанлиқини билдүрмәктә
2005.03.28
Америка ташқи ишлар министирлиқи қирғизистанниң вақитлиқ һөкүмити билән һәмкарлишип, ақайеф һөкүмити ағдурулғандин кейинки тәртипни яхшилаш үчүн ярдәм беридиғанлиқини билдүрди.
Ройетирс агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси "америка чоқум қирғизистанниң нөвәттики вәзийитини бир тәрәп қилишиға һәмдә қирғизистан вәзийитиниң тинчлиқ вә һәқиқәт билән нәтиҗилинишигә ярдәм бериши керәк" дегән. Мәзкур баянатчи йәнә, америка дипломатийә хадимлириниң қирғизистанниң вақитлиқ һөкүмәт рәһбәрлири қурманбек бақейиф вә филикис қулофлар билән алақә бағлап, мәсилләрни бир тәрәп қилиш үстидә музакирә елип баридиғанлиқини тәкитлигән.
Америка вә русийиниң позитсийиси
Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис җүмә күни русийә ташқи ишлар миниситири сергәй лавруф билән телефон арқилиқ сөһбәтлишип, икки тәрәпниң һазирқи вәзийәттә ролиниң интайин чоң икәнликини шуниңдәк қирғизистанниң һәр икки тәрәпниң ярдимигә еһтияҗлиқ икәнликини оттуриға қойған.
Бу арида америка бирләшмә ахбарат агентлиқи, русийиниң қирғизистан сабиқ президенти ақайефниң сиясий панаһлиқ тәливини қобул қилиш билән биргә дәрһал қирғизистан вақитлиқ һөкүмәт рәһбәрлири билән диалог қурғанлиқини ашкарилиған.
Көзәткүчиләрниң оттуриға қоюшичә, буниңдин русийиниң, украинийә дуч кәлгән вәзийәттин савақ елип, өзиниң оттура асиядики истратегийилик орнини сақлап қелиш муддиасини көрвилишқа болидикән.
Мәтбуатларда бу һәқтә елан қилинған мақалиларда йәнә , украинийидә өткән йили йүз бәргән "хәлқ намайиши арқилиқ һакимйитини ағдурвитиш" инқилаби русийигә интайин чоң дәрс бәргән болуп, русийә ашкара һалда украинийиниң сабиқ һакимйәт даирилирини қоллиған иди. Әпсус мәзкур һакимийәт ағдурулуп, русийә өзиниң йеңилғанлиқини тонуп йәткән иди. Шуңа, русийә бу қетим қирғизистанниң мәйли һазирқи вақитлиқ рәһбәрлири билән болсун яки сабиқ рәһбири билән болсун өз алақисини үзмигәнлики оттуриға қоймақта.
Ақайеф тәхттин чүшүп узун өтмәй, русийә президенти путин қирғизистанда йүз бәргән топилаңдин биарамлиқ һис қилғанлиқини бирақ өктичиләрниң русийә вә қирғизистан мунасивитини тәрәққи қилдурушқа көрсәткән һәссисигә юқири баһа беридиғанлиқини һәмдә қирғизистанда тикилинидиған йеңи һөкүмәтниң русийә билән техиму яхши бир мунасивәт бәрпа қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистанниң вәзийитидин охшашла әндишиләнгән явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати 3 нәпәр қанун мүтәхәссисини қирғизистанға әвәтип, кона вә йеңи парламент оттурисидики сиясий ихтилапларни бир тәрәп қилишқа ярдәмлишишини буйриған.
Наразилиқ
Ақайеф һакимйитигә қарши өктичиләрдин бири мухбирларниң зияритини қобул қилип, парламент әзалиридин үмитсизләнгәнликини, парламент әзалириниң алди билән дөләткә бихәтәрлик вә димократийә елип келиши керәкликини, әксинчә һазир парламент әзалириниң болса сиясий һоқуқни алдинқи орунға қоюп, бихәтәрликкә вә хәлиқниң нөвәттики вәзийтигә көңүл бөлмәйватқанлиқини, хәлқниң әркин вә адил сайлам арқилиқ президент вә парламент сайлап чиқишни тәләп қиливатқанлиқини билдүргән.
Қирғизистан вақитлиқ һөкүмити, 6 - айниң 26 -күни призидент сайлими елип берилидиғанлиқини елан қилған.
явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң қирғизистанға әвәткән алаһидә вәкиллири йәкшәнбә күни өткүзүлгән мухбирларни күтивилиш йиғинида, сайламдин бурун ишләшкә тегишлик хизмәтләрниң наһайити көп икәнликини болупму қирғизистанниң бихәтәрлик вәзийитини яхшилашниң муһим икәнликини тәкитлигән. (Әқидә)