Уйғур елиниң тәрәққияти кимләргә мәнпәәт елип келиватиду?(1)

Уйғур ели һәқиқәтән тәрәққи қилдиму? һәқиқәтән уйғурлар бәхтияр яшаватамду? игиз-игиз биналарда хизмәт қиливатқанлар, сода қиливатқанлар кимләр? уйғурларму?

Алмутадики мухбиримиз йеқинда қазақистандин үрүмчигә берип кәлгән бир уйғур кишини зиярәт қилип, у йәрдә көргән әһваллар һәққидә сөһбәт өткүзгән. Бу киши үрүмчиниң һәқиқәтән тәрәққи қилғанлиқини, әмма бу тәрәққиятниң уйғурларға әмәс бәлки хитайларға мәнпәәт елип келиватқанлиқини оттуриға қойди, бу һәқтики мәлуматларни, қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлаң.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org