5-Феврал шаһитлириниң баяни

1997-Йилдики ғулҗа феврал вәқәсидә или тәвәсидин түркүм-түркүм уйғур яшлири қолға елинип, уларниң нурғунлири әйни чағда түрмиләрдә паҗиәлик һалда өлүп кәткәнлики бүгүнгичә кишиләр арисида тәриплинип кәлмәктә.
Мухбиримиз меһрибан
2011.02.02
abduxelil-abdumijit-305.jpg 1997-Йили 5- феврал ғулҗа вәқәсидин кейин қолға елинған абдухелил адумиҗитниң түрмидики сүрити. Мәлум болушичә, абдухелил абдумиҗит қолға елинғандин кейин, 2000-йили 15-өктәбир күни чапчал түрмисидә қийнап өлтүрүлгән.
www.uyghurnews.com

Әйни чағда феврал вәқәси сәвәбидин хитай түрмисидә йетип чиққан шаһитлар радиомиз зияритини қобул қилип, өзлириниң әйни чағда түрмидә йолуққан қийин-қистақларни һәм түрмидин қоюп берилгәндин кейинки назарәт астидики һаятини баян қилди.

1997-Йили 5-феврал күни миңлиған ғулҗа яшлири демократийә һәм әркинлик тәләп қилип ғулҗида намайиш қилди. Әйни чағда миңлиған или яшлири тинчлиқ билән елип барған бу намайиш һөкүмәт даирилири тәрипидин қанлиқ бастурулди. Шундин буян һәр йили 5-феврал күни чәтәлләргә чиқип олтурақлишип қалған уйғурлар, дуняниң һәрқайси җайлирида 5-феврал намайишчилирини хатириләп түрлүк йиғилишларни өткүзүп кәлмәктә.

Игилигән материяллардин мәлум болушичә, шу қетимлиқ вәқә сәвәбидин йүзлигән уйғур яшлири түрмиләргә ташланған. Радиомиз зияритини қобул қилған икки нәпәр шаһитниң билдүрүшичә, 5-феврал намайишидин кейин, уйғур елиниң һәрқайси җайлирида 5-февралға бағлинишлиқ дәп қаралғанларни зор көләмлик тутқун қилиш башланған болуп, тутқун қилиш таки 1998-йили 6-ай һәм униңдин кейинки мәзгилләргичә давамлашқан.

1997-Йили намайиштин кейин, 8 -феврал күни вәқәгә мунасивәтлик дәп қарилип, өз өйидин қолға елинған бирәйлән әйни чағда, сақчиларниң өзини тутқун қилиш җәрянида қаттиқ қийнаш усулини қолланғанлиқини баян қилди.

Униң билдүрүшичә, әйни чағда сақчилар униң билән биллә йәнә 17 нәпәр уйғур яшни қолға алған болуп, бу балилар әйни чағда күйтүңдики биңтуән түрмисигә қамилип, биңтуәнниң қораллиқ сақчилири тәрипидин сақчи апшаркилириға талитиш қатарлиқ тән җазасиға учриған.

Или 5-феврал вәқәсидин кейин, уйғур елидә хәлқ арисида диний илмий бар дәп қаралған бир түркүм диний әрбабларму тутқун қилинған. Әйни чағда феврал вәқәси билән бағлиниши бар дәп түрмидә сорақ қилинған бирәйлән, сақчиларниң сорақ қилиш җәрянини баян қилди.

Униң билдүрүшичә, сақчилар уни хитайниң түрмә қанунида бәлгиләнгән “җинайәтчиләрни 70 саәттин артуқ уйқусиз һаләттә қалдурушқа болмайду” дегән бәлгилимисигә хилап һалда уда 120 саәткичә уйқусиз һаләттә сорақни давамлаштурған. Бу киши өзиниң сорақтин кейинки саламәтлик әһвалини тәсвирләп, уда 120 саәт уйқусиз һаләттә қалдурулуп сорақ қилинғандин кейин, өзидә хамушлуқ, тили калвалишиш қатарлиқ кесәл аламәтлири көрүлгәнликини билдүрди.

Бу киши йәнә, әйни чағда өзи ятқан түрмидә, 5-феврал вәқәсидин кейин қолға елинған обул абдулла исимлик бир балиниң түрмә сақчилири тәрипидин уруп өлтүрүлүп, түрмә мәйданиға ташлап қоюлған җәситини өз көзи билән көргәнликини баян қилди.

Бу кишиниң баян қилишичә, у түрмидики чағда йәнә, 5-феврал ғулҗа намайишини пиланлиғучиларниң бири дәп қолға елинип, өлүм җазасиға һөкүм қилинған ибраһим хелил 1998-йили 6-ай мәзгилидә, ғулҗа шәһири айдөң мәһәллисидә қолға елинған икән.

Бу киши йәнә, өзиниң түрмидин чиққандин кейинму давамлиқ назарәт астида турғанлиқини баян қилип, нөвәттә уйғур елидә җаза муддити тошуп, түрмидин қоюп берилгән сиясий мәһбусларниң давамлиқ назарәт астида туридиғанлиқини илгири сүрди.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири һәм уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, 1997-йилидики феврал вәқәсидин кейин тутқун қилинған уйғур яшлириниң сани хитай һөкүмити тәрипидин давамлиқ мәхпий тутуп келиниватқан болуп, һазирғичә әйни чағда түрмигә қамалған һәм түрлүк қийнашлар сәвәбидин түрмидә өлгән уйғурларниң һәқиқий сани йәнила бир сир икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.