Дуняниң һәр қайси җайлирида "5- феврал ғулҗа вәқәси" ни хатириләш паалийәтлири өткүзүлиду
2006.02.03
"5 - Феврал ғулҗа вәқәси" ниң 9 йиллиқи мунасивити билән, дуняниң һәр қайси җайлирида кишилик һоқуқ паалийити елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, өзлири турушлуқ дөләтләрдики хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзиду һәмдә шу вәқәдә қурбан болғанларниң роһиға атап нәзир - чирақ өткүзүш қатарлиқ паалийәтләрни елип бариду.
Бу мунасивәт билән, мухбиримиз әқидә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти вә америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәндиләрни зиярәт қилип, бу тәшкилатларниң ғулҗа вәқәсини хатириләш паалийәтлири һәққидә сөһбәт елип барди.
©
2006 Radio Free Asia









