Ғулҗа вәқәси мунасивити билән өткүзүлгән наразилиқ һәрикәтлири хәлқара җамаәтчилик һәмдә мәтбуатларниң диққитини қозғиди


2007.02.07

ghulja-weqesi-amerika-10.jpg
Ғулҗа вәқәси мунасивити билән 5 – феврал күни америкиниң пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш.

Бу йил ғулҗа вәқәсиниң он йиллиқи мунасивити билән чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тәрипидин кәң көләмлик наразилиқ һәрикәтлири елип берилған болуп, бу наразилиқ һәрикәтлири һәм хәлқара җамаәтчилики һәмдә хәлқара мәтбуатниң диққитини қозғиди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати ғулҗа вәқәсиниң он йиллиқи мунасивити билән өзиниң рәсмий тор бетиниң баш бетидә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң "ғулҗа вәқәсини хатириләйли" дегән темидики мақалисини елан қилди. Инглизчә, әрәбчә вә франсузчә тилларда елан қилинған бу мақалисидә рабийә қадир ханим 1997‏- йили 7‏- феврал күни ғулҗа вәқәсини нәқ мәйданда ениқлаш үчүн ғулҗини зиярәт қилғинида өз көзи билән көргәнлирини әсләп өткән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати буниңдин сирт йәнә, хитай һөкүмитиниң ғулҗа вәқәсидә тинчлиқ билән наразилиқ һәрикити елип барған уйғур яшлирини қандақ бастурғанлиқини өз тор бетидә һәрқайси тилларда шәрһилигән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири америка вә германийә қатарлиқ ғәрб дөләтлиридә уйғур тәшкилатлири тәрипидин елип берилған наразилиқ намайишлириға актип қатнишип, хитай һөкүмитиниң 10 йил бурун ғулҗида елип барған бастуруш һәрикитини һәмдә ғулҗа вәқәсидин кейин, уйғурларға қарита елип бериватқан қаттиқ қол сиястини қаттиқ тәнқид қилди.

Бу йил ғулҗа вәқәсини хатириләш үчүн һәр қайси дөләтләрдә елип берилған наразилиқ һәрикәтлири ғәрб мәтбуатидә тунҗи қетим алаһидә орун игилиди. Франсийә агентлиқи қатарлиқ ғәрбдики чоң хәвәр агентлиқлири һәмдә америка авази қатарлиқ ахбарат васитилири ғулҗа вәқәсиниң он йиллиқи мунасивити билән елип берилған намайишлар һәққидә хәвәр бәрди.

Америка авази радиоси 6‏- фиврал күнидики аңлитишида" чәтәлләрдики уйғурлар ғулҗа вәқәсини хатириләш паалийити өткүзди" сәрләвһилик мақалә елан қилип, мәзкур мақалисини шу күнидики тор бетигә қойди. Мақалидә ғулҗа вәқәсиниң он йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлирида айрим-айрим һалда хатириләш паалийити вә наразилиқ намайиши өткүзгән уйғурлар, бизгә кишилик һоқуқ керәк, бизгә һәқиқәт керәк дегәнгә охшаш шуарларни товлап, хитай һөкүмитидин ғулҗа вәқәсиниң җавабкарлиқини үстигә елишини тәләп қилди, дәп көрситилгән.

Мақалидә ейтилишичә, америка авази радиоси мухбириниң зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришт, хитай һөкүмити вә армийисиниң 10 йил аввал ғулҗида һәққанийәт үчүн тинчлиқ намайиши өткүзгән уйғур яшлирини қанлиқ бастурғанлиқини, 11‏- сентәбирдин кейин болса уйғур елидики бу хил бастурушларниң техиму күчәйгәнликини һәмдә уйғурларниң иқтсадий җәһәттин булаң-талаңға, мәдәнийәт җәһәттин кәмситишкә учраватқанлиқини оттуриға қойған.

Ғулҗа вәқәсиниң он йиллиқи мунасивити билән һәр қайси дөләтләрдә елип берилған наразилиқ һәрикәтлири әлҗәзирә телевзийиси қатарлиқ ислам дунясидики чоң ахбарат органлири һәмдә ислам учур торбети қатарлиқ тор бәтлириниң хәвәрлиридиму алаһидә орун алди. Әлҗәзирә телевизийиси 6‏- феврал күни өзиниң рәсмий тор бетидә елан қилған "шинҗаңдики қирғинчилиқ хатириләнди" сәрләвһилик хәвиридә, вашингтондики хитай баш әлчиханисиниң алдида елип берилған намайишни алаһидә тилға елип, нурғун кишиләр 10 йил бурун хитай һөкүмити тәрипидин ғулҗида елип берилған қирғинчилиқни 1989‏- йили тийәнәнмин мәйданида елип берилған қирғинчилиқ билән селиштуриду, дегән.

Уйғурларниң наразилиқ намайиши һәққидики хәвиридә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири ғулҗида йүз бәргән вәқәдә йүзлигән кишиниң хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгәнликини баян қилмақта дәп тәкитлигән әлҗәзирә телевизийиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вәкили т кумар әпәндиниң вашингтондики намайишта қилған сөзлиригә алаһидә орун бәргән.

Әлҗәзирә телевизийисиниң хәвиридә шундақла, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип, уйғурларға қаратқан бесимини техиму күчәйткәнлики әскәртилгән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.