Муһәммәт ака аилисиниң 5 - феврал ғулҗа вәқәсидики паҗиәси (3)
2008.02.12
1997-Йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә уйғурларниң демократийә вә инсаний һәқ -һоқуқлирини тәләп қилип өткүзгән намайиши шу күндин башлап хитай һөкүмити тәрипидин бастурулуп , аридин 11 йил өткән болсиму , ғулҗа хәлқиниң , җүмлидин муһәммәт ака аилисидикиләрниң дәрт-әләмлик вә аччиқ традигийиси вә сәрсан-сәргәрданлиқлири һелиһәм давам әтмәктә.
Бүгүн биз мәзкур чатма хәвәрниң ахириқи қисмида бу аилидики оттуранчи оғул болған һазир норвигийидә яшаватқан тәләт һаҗиниң ахириқи баянлириға қулақ салдуқ. Униң ейтип беришичә 2-акиси наһәқ қарилинип 6 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилинғандин кейин униң бәхтлик аилиси бузулған .
Түрмидин чиққандин кейин у өзиниң киндик қени төкүлгән юрти ғулҗа шәһиридә туруш имканийитидин айрилип үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә мусапир болуп яшашқа мәҗбур болған болсиму ,сақчилар униң ата-анисиға һәр даим тәһдит ишлитип униң башқа шәһәрдики туруватқан җайини вә қайси ишлар билән мәшғул болуватқанлиқини билишкә тиришқан. Буниң биләнла қалмай таки үрүмчигичә қоғлап берип уни задила тинч қоймиған ,уни өзлири билән биллә қайтишқа қистиған вә бу мәқсидигә йетәлмигәндин кейин , уни үрүмчидики өзи туруватқан райондики сақчиларниң назарәт астиға елишиға өткүзүп бәргән.
юқиридики улиништин, мухбиримиз айгүл йүсүпниң бу һәқтики тәпсилатини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- 5 - Феврал вәқәси унутулмайду (2)
- Муһәммәт ака аилисиниң 5 - феврал ғулҗа вәқәсиидики паҗиәси
- Уйғур яшлирини үмидсизликкә иттириватқан амиллар тоғрисида
- 11 - Сентәбир вәқәсиниң изналири унтулмиди
- Бир уйғур яшниң хитай түрмисидики азаб оқубәтлик сәргүзәштиси (1)
- Әркин асия радиоси уйғурчә аңлитишини аңлап, хитай түрмисидә азар йигән бир уйғур (1)
- "Бейҗиңниң аталмиш террорчилиққа қарши уруши, уйғурларға қаритилған рәһимсиз бастурушни йошурмақта" (2)
- Тарихтики қанлиқ 29 - май ғулҗа вәқәси
- Қаримай вақәсиниң һәқиқий маһийити ашкариланди
- Ғулҗа вәқәси мунасивити билән өткүзүлгән наразилиқ һәрикәтлири хәлқара җамаәтчилик һәмдә мәтбуатларниң диққитини қозғиди
- Берген шәһридә "ғулҗа вәқәси" дә қурбан болғанлар үчүн гүлчәмбирәк қоюлди
- Бир атиниң ғулҗа вәқәсидин кейин тутқун қилинип өлтүрүлгән оғли һәққидики әслимилири(5)
- Қирғизистандики уйғурлар ғулҗа вәқәсини хатирилиди