Франсийидә 5 - феврал ғулҗа вәқәсини хатирләш паалийити өткүзүлди
2007.02.02

1997-Йили 2-айниң 5-күни уйғур әлиниң ғулҗа шәһридә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан милли зулум сияситигә наразлиқ билдүрүп, өзлириниң һәқ-һоқуқлирини тәләп қилиш үчүн намайиш қилған, көпчилики яшлардин тәшкил тапқан, қолида төмурниң суниқиму болмиған нәччә йүзлигән уйғур, хитай зораван һакимийити тәрипидин қанлиқ бастурулуп, дуняни зил-зилигә салған "5-фәврал ғулҗа қирқинчилиқи" вәқәси садир болған иди.
Бу йил бу қанлиқ вәқәгә топ тоғра 10 болди. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи һәрқайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаитигә "5-фәврал ғулҗа вәқәси" ниң 10 йиллиқини хатирләш йүзисидин һәр хил шәкилдики хатирләш паалийити вә хитайға қарши кәң-көләмлик намайиш тәшкилләш һәққидә бир туташ чақириш чиқарған иди.
Бүгүн 2-фәврал, җүмә франсийидики уйғурлар, саниниң аз болишиға қаримастин, париждики хитай баш әлчиханисиниң алдида хатирләш паалийити уюштуруп, "5-фәврал ғулҗа вәқәси" ниң 10 йиллиқини хатирләш үчүн һәрқайси дөләтләрдә кейинки бирқанчә күн ичидә әп берилидиған паалийәтләрниң муқәддимисини башлиди.
Бугүнки бу паалийәтниң асаслиқ тәшкиллигүчиси вә башқурғуси болған әркин әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу паалийәтниң уюштурлуш мәқситини баян қилди.
Франсийидә уйғурларниң сани аз болғанлиқтин, бугүнки бу хатирләш паалийити адәттики хитайға қарши өткүзүлгән наразлиқ намайишлиридин пәрқлиқ бир шәкилдә, йәни асаслиқи нутуқ сөзләш вә мухбирларға ахбарат бериш шәклидә өткүзүлди. Тунҗи болуп әркин әпәнди сөзгә чиқип, паалийәт қатнашчилири вә бу йәргә йиқилған франсийиликләргә " 5-фәврал ғулҗа вәқәси" ниң келип чиқиш сәвәби, җәряни вә хитай һөкүмити тәрипидин қандақ бастурулғанлиқини чүшәндүрүп өтти.
Әркин әпәнди өз сөзидә йәнә, уйғурларниң нөвәттики кишлик һоқуқ әһвали үстидиму тохтилип, хитай һөкүмитиниң "терроризмға қарши туруш" ниқаби билән уйғурларға қаритилған бастурушни техиму күчәйтиватқанлиқини, болупму йеқинқи күнләрдин буян хитай даирлириниң, уйғурларниң мәниви аниси вә уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң нобил тинчлиқ мукапатиға бу йил йәнә намзат болуп көрситилиши вә ахирда бу аләмшумул мукапатқа растинла сазавәр болуп қелишиниң алдини елиш үчүн рабийә қадир ханимни қарилаш мәқситидә, хәлқараға униң һәққидә түрлук сәлби учурларни тарқатқанлиқини паш қилди.
Бугүнки бу паалийәткә уйғурлардин башқа, демократчи хитайлар, фалунгуң муритлири, түрүк достлар, бир қисим франсийиликләр вә гезит мухбирлириму иштирак қилған болуп, әркин әпәндиниң сози түгигәндин кейин демократчи хитайларниң вәкили чиқип соз қилди:
"1997-Йили 2-айниң 5-куни ғулҗа шәһридә җуңгу мустәбит һакимийити тәрипидин 500 дәк уйғурниң өлтүрүлишидәк қанлиқ вәқә юз бәргән иди, бүгүн биз бу йәргә уйғурлар билән биргә бу вәқәниң 10 йиллиқ хатириси мунасивити билән йиқилдуқ. Уйғур хәлқи җуңгода коммунист һакимийитиниң милли зулумиға әң қаттиқ учрап келиватқан хәлқ. Уйғурлар. Тибәтләр , биз демократчи хитайлар вә фалунгуңчиларниң коммунист һакимийитигә қарши турушта ортақ тәрипимиз бар".
Демократчи хитайлар вәкили соз қилип болғандин кейин, фалунгуң мурутлири вәкили вә башқа вәкилләр чиқип соз қилди. Биз уларниң ичидики бәзи уйғурлар вә франсузларни зиярәт қилип уларниң пикир вә туйғулирини билип беқишқа һәркәт қилдуқ. Уйғурлардин тунҗи болуп франсийигә келип йәрләшкән әхәт һаҗим зияритимизни қобул қилип, өз һесиятини баян қилди.
Бугүнки паалийәткә уйғурларниң франсуз достлириму қатнашқан болуп, уйғурлар билән техи йеқиндила тонушуп дост болған бир нәпәр франсуз оқуғучиму зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
"Мән уйғурлар билән, франсийигә оқуқили кәлгән уйғур оқуғучилар арқилиқ тонушқан, һазир улар билән йеқин достлардин боп қалдуқ, мән уйғурларни техиму яхширақ чүшүрүш вә башқа уйғурлар биләнму тонушуш үчүн бүгүн бу паалийәткә қатнаштим, бундин кейинму уйғурлар уюштурған һәрқандақ паалийәткә қатнишимән"
Ахирда биз йәнә бугүнки бу паалийәтниң актип иштракчиридин бири болған турғун әпәндини зиярәт қилдуқ.
"5-Фәврал ғулҗа вәқәси" мунасивити билән париждики хитай баш әлчиханиси алдида өткүзүлгән бугүнки бу хатирләш паалийити шу йәр вақти чүштин кейин саәт 15:00 - 16:30 қичә бир йерим саәт давам қилди.
Бу һәқтә, норвегийидики ихтияри мухбиримиз абдусәмәтниң телефун арқилиқ франсийидики паалийәттин игилигән мәлуматидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Бир атиниң ғулҗа вәқәсидин кейин тутқун қилинип өлтүрүлгән оғли һәққидики әслимилири(3)
- Дуня уйғур қурултийи ахбарат йиғини өткүзди
- Бир атиниң ғулҗа вәқәсидин кейин тутқун қилинип өлтүрүлгән оғли һәққидики әслимилири(2)
- Қирғизистан уйғурлири ғулҗа вәқәсини хатирилимәкчи
- Бир атиниң ғулҗа вәқәсидин кейин тутқун қилинип өлтүрүлгән оғли һәққидики әслимилири(1)
- Америкида вәтән қәһриманлирини әсләйдиған 29 - май күни уйғурлар немини әслиди?
- 1962 – Йилдики ғулҗа қанлиқ вәқәси һәққидә әслимә
- Қирғизистандики уйғурлар 5-феврал вәқәсини хатирилиди
- Түркийидә ғулҗа вәқәсиниң 9-йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлди
- Қазақистандики уйғурлар 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатирилиди