Түркийидә ғулҗа вәқәсиниң 9-йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлди
2006.02.06

1997 - Йили 5 – феврал күни, ғулҗидики уйғур яшлириниң тинч йол билән елип барған наразилиқ намайишиниң хитай һөкүмити тәрипидин қораллиқ бастурулғанлиқиға 9 йил болди. Шундин буян, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар һәр йили дегүдәк түрлүк паалийәтләр билән бу күнни хатириләп кәлди.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати әнқәрә шөбисиниң орунлаштуруши билән 2-айниң 5-күни хитайниң әнқәрәдики әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди.
Намайишқа әнқәрәдә яшаватқан уйғурлар вә әнқәрәдики бәзи аммивий тәшкилатларниң мәсуллири вә әзалири қатнашти. Намайишчилар қоллирида түркийә җумһурийитиниң ай юлтузлуқ қизил байриқи билән ай юлтузлуқ көк байрақни шундақла һәрхил шуарлар йезилған лозункиларни көтуривелишқан иди. Һәммә бирдәк шуарларни товлашти.
Бу намайишниң әмәлий әһвали һәққидә мәлумат елишни халисиңиз әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин тарим тәйярлиған мәхсус программидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистандики уйғурлар 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатирилиди
- Ғулҗа вәқәсини хатириләш йүзисидин намайишлар елип берилди
- Дуняниң һәр қайси җайлирида "5- феврал ғулҗа вәқәси" ни хатириләш паалийәтлири өткүзүлиду
- Түркийидә ғулҗа вәқәсиниң 9 йиллиқи хатириләнмәкчи
- Д у қ 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатириләшкә тәйярлиқ көрмәктә
- Қирғизистандики уйғурлар 5-феврал күнини хатирилимәкчи
- Бешкәктики уйғурлар ғулҗа вәқәсини хатирилиди









