Истанбулда " 5 - феврал ғулҗа вәқәсини" хатирләш йиғини өткүзүлди
2008.02.04
2008 - Йили 2 - айниң 3 - күни түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити 1997 - йили 5 - феврал күни йүз бәргән ғулҗа вәқәсиниң 11 йиллиқини хатириләш йиғини уюштурди.
Йиғин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәркизидә өткүзүлгән болуп 100 дин артуқ киши қатнашти. Йиғинға җәмийәтниң баш катипи доктур алимҗан риясәтчилик қилди. Йиғинда җәмийәтниң мәсуллиридин һидайәтулла оғузхан, абликимхан мәхсум, баш катип доктур алимҗан, қатарлиқ шәхсләр нөвәт билән " 5 - феврал ғулҗа вәқәси" һәққидә сөз қилди. Доктур алимҗан " 5 - феврал ғулҗа вәқәси" ниң тарихтин бири уйғур хәлқиниң хитай һакимийитигә қарши елип берилған қаршилиқ көрситиш һәрикитиниң тәркиби қисими дәп баһа бәрди.
Кейин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилип, " 5 - феврал ғулҗа вәқәси" ниң хитай қураллиқ сақчи вә әскәрлири тәрипидин вәһшиянә түрдә қилинған уйғур яшлирини чин қәлбидин әсләйдиғанлиқини билдүрди.
Уйғур яшлиридин әхмәтҗан " 5 - феврал ғулҗа вәқәси" дики қәһриманларға атап йезилған шеирни үнлүк һалда декламатсийә қилди, ахирида " 5 - феврал ғулҗа вәқәси" дә шаһид қилинған вә түрмидә йетиватқан уйғур яшлириға дуа қилинди. (Арслан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур давасиға төһпә қошқанлар д у қ тәрипидин мукапатланди
- Муһәммәт ака аилисиниң 5 - феврал ғулҗа вәқәсиидики паҗиәси
- Өктичи партийә муавин мәсули д у қ һәйитини қобул қилди
- Д у қ һәйити түркийә рәис җумһури билән көрүшти
- Д у қ һәйитини түркийә җумһурийити алий рәһбәрлиридин буләнт аринч әпәнди ишханисида қобул қилди
- Дуня уйғур қурултейи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Сүргүндики тибәт һөкүмити хитайға қарши пиядә меңиш паалийити қозғиди
- Дуня уйғур қурултейи һәйәтлири түркийә парламентида
- Түркийә вәтәндеши болуш асанлашти
- Түрк мәтбуатида хитай һәққидә муназирә
- Хоңкоңлуқларниң тәлипи: йерим демократийидин толуқ демократийигә өтүш
- Истанбулда яшаватқан уйғур җамаити қурбан һейт байримини тәбрикләшти