Һөкүмәт бағ игилириниң қаршилиқи алдида амалсиз қалди

Ғулҗа наһийә турпанюзи йезисидики бағларниң тәқдири мәсилиси, һазир турпанюзи йезисидики деһқанлар арисида ғулғула қозғиған болуп, йезилиқ һөкүмәтниң,деһқанларға 50 йиллиқ һөддигә бәргән бағларни йәнә 25 йил вақти бар туруқлуқ, әсли игилиридин әрзан баһада сетивелип, ичкиридин кәлгән хитай содигәрлиригә "ким ашти" қилип сетивәтмәкчи болғанлиқи һәм бу йәрдә истираһәт бағчиси қурмақчи болғанлиқи, бағ игилириниңла әмәс, бәлки турпанюзи деһқанлириниңму наразилиқини қозғиған.
Мухбиримиз миһрибан
2009.05.05
Uyghur-dixan-boway-305 Кочида кетиватқан яшанған уйғур бовай вә момай. Хотән.
RFA Photo

Исмини ашкарилашни халимиған бир деһқан өзиниң йезилиқ һөкүмәтниң қарариға болған наразилиқ пикрини баян қилди.

Турпанюзи бағлириниң тәқдиригә йеқиндин көңүл болуп келиватқан бу деһқан, һазирқи мәсилиниң пәқәтла бу бағларниң ичкиридин кәлгән хитай көчмәнлиригә сетиветилиш мәсилисила әмәс, бәлки или уйғурлириниң қәдими юртлиридин бири болған, 400 йиллиқ тарихқа игә турпанюзидин ибарәт бу қәдими уйғур маканиға ят қәвмләрниң сиңип кириши, бу юртниң әслидики гүзәл сап мәдәнийитиниң бузғунчилиққа учришидин әнсирәш, бу йәргә қурулмақчи болған истираһәт беғида бу юртниң әслидики гүзәл әхлақ - йосунлириға хилап болған нашаян ишларниң йүз беришидин, яш әвладларниң әхлақ җәһәттин бузулушидин әнсирәш икән.

Әҗәба деһқанлар ойлап йетәлигән мушундақ аддий мәсилини, охшашла уйғур миллитидин болған йеза кадирлири ойлап йетәлмигәнмиду ? юқириқи турпанюзи кәнтиниң кәнт башлиқи абдусәмәтниң нәзиридә, йезилиқ һөкүмәтниң техиму яхши унум яритиш учун, деһқанлардин бу бағни қайтурувелип, ичкиридин кәлгән хитай көчмәнлиригә ким ашти қилип сетиши тамамән әқилгә мувапиқ иш болуп, йезилиқ һөкүмәт, бу қәдими гүзәл бағларни, ичкиридин кәлгән хитай көчмәнлиригә ким ашти қилип сетишни қарар қилған чеғида бу ишниң уйғурлар учун қандақ ақивәт елип келидиғанлиқини ойлашмиғандәк қилатти.

Биз бүгүн турпанюзи йезисиниң башлиқи пәхиридинниң қол телефониға телефон қилиш арқилиқ униң билән алақилишиш пурситигә игә болдуқ. Пәхиридин әпәнди бу қетим телефонни алған болсиму, әмма у мухбирниң әркин асия радиосидин телефон қиливатқанлиқини билгинидин кейин, өзиниң мухбирниң зиярәт қилишини қобул қилалмайдиғанлиқини ейтип телефонимизни үзивәтти.

Гәрчә йеза башлиқи пәхиридин әпәнди, мухбирниң соалиға җаваб беришни рәт қилған болсиму, әмма у деһқанларниң йезилиқ һөкүмәтниң деһқанларниң қолидики бағларни мәҗбури қайтурувелиш пиланиға нарази икәнликини яхши билидиғандәк қилатти.

Биз бу бағларниң игилиридин нури ака вә үмгүлсүм һәдиләрниң бағлириниң тәқдириниң қандақ болғанлиқини билиш учун,омгулсум һәдә вә нури акиларниң өйигә телефон қилдуқ.
 Телефон зияритимизни қобул қилған үмгүлсүм һәдә, өзиниң йезилиқ һөкүмәтниң қарариға қошулмиғини үчүн һазирчә йезилиқ һөкүмәтниң униң беғини сетивалалмиғанлиқини, әмма уларниң беғиниң әтрапидики бир қанчә бағларниң игилириниң йезилиқ һөкүмәтниң бесими алдида бағлирини сетишқа мақул болғанлиқини баян қилди.

Нури акиниң өйигә телефон қилғинимизда, телефонимизни нури акиниң ханими хәлчәм һәдә алди, у бизгә нури акиниң һазир ағриқ икәнликини, зияритимизни қобул қилалмайдиғанлиқи ейтқандин кейин, уларниң балилири билән мәслиһәтлишип, бағни сатмаслиқ қарариға кәлгәнликини баян қилди.

Көрүнүп туруптики, гәрчә турпанюзи йезилиқ һөкүмәт бир қисим деһқанларниң бағлирини мәҗбурий сетивалған болсиму, әмма нури ака вә үмгүлсүм һәдигә охшаш қанун арқилиқ өз һәқ - һоқуқини қоғдиған деһқанлар алдида амалсиз қелип, һазирчә бу бағларни сетивелиш нийитидин вақтинчә болсиму ваз кәчкән.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.