Германийә парламентида уйғурлар тоғрилиқ қарар қобул қилинди
5 - Айниң 13 - күни, германийә парламентида уйғурларға аит йеңи бир қарарниң қобул қилинғанлиқи, германийә мәтбуатлирида алаһидә йәр игилиди. Бу хәвәр, гүәнтанамодики уйғурлар тоғрисидики хәвәрләр билән қошулуп, уйғурлар мәсилисини германийә җамаити нәзиридә алаһидә диққәткә сазавәр бир мәсилигә айландуруп қойди.
Мухбиримиз әкрәм
2009-05-14
Бу мунасивәт билән биз, мәзкур қарар тоғрисида д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.