11 - Айниң 11 - күни д у қ ниң германийидики баш шитабида икки җумһурийәтни хатириләш паалийити өткүзүлгән. Бу паалийәткә дуқ рәһбәрлири вә әзалиридин көплигән киши қатнашқан. Паалийәттә 1933 - йили 11 - айниң 12 - күни қәшқәрдә қурулған „шәрқий түркистан ислам җумһурийити" билән 1944 - йили 11 - айниң 12 - күни ғулҗида қурулған „шәрқий түркистан җумһурийити"ниң тарихи әһмийити һәққидә мақалилар оқулған һәм илмий муһакимиләр елип берилған.
Тарихчилар 20 - әсирниң дәсләпки йеримида қурулған бу икки җумһурийәтни 19 - әсирниң ахири қәшқәрийә уйғур дөлити ағдурулғандин кейинки, уйғурларниң хитай таҗавузиға хатимә берип, өзиниң игилик һоқуқини әслигә кәлтүргән миллий дөләтлиридин ибарәт иди, дәп қарайду вә уйғурларниң ахирқи җумһурийитиниң 1949 - йили қизил коммунист хитай тәрипидин ағдурулғанлиқини тилға алиду.
2004 - Йили дуқ һәр йили 11 - айниң 12 - күнини уйғурларниң дөләт байрими, дәп бекитип уни қутлуқлашни тәшәббус қилғандин кейин, чәтәлләрдики уйғурлар һәр йили ай - юлтузлуқ көк байрақлар вә шәрқий түркистан дөлитиниң дөләт герби алдида йиғилип, бу җумһурийәтләрни хатириләп кәлмәктә һәмдә бу һәқтә һәр хил илмий муһакимиләр елип беришни давамлаштурмақта. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийиниң хитайға қарита йеңи сиясити
- Уйғур өсмүрлири ана вәтинигә тәлпүнмәктә
- Түркийиниң қәйсири вилайитидиму икки шәрқий туркистан җумһурийити хатириләнди
- Германийидә җумһурийәт байрими өткүзүлди вә мәрһум күрәш күсәнниң нәзириси берилди
- Қирғизистан уйғурлири җумһурийәт күнини хатирилиди
- Норвегийидә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Шветсийидә икки җумһурийәт вә мәрһум көрәш күсән әпәнди хатириләнди
- Түркийидә шәрқий түркистан җумһирийәтлири хатириләнди
- Қазақистандики уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатирилиди
- Әнқәрәдә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди