Мюнхендики хитай консулханиси алдида йәнә намайиш өткүзүлди

Хитай даирилириниң үрүмчидики қирғинчилиқи дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур муһаҗирлирини һәрикәткә кәлтүрди. Чоң - кичик, қери - яш, оғул - қиз вә әр - аяллар шу дөләтләрдики хитай әлчихана вә консулханилириниң алдида йиғилиш өткүзүп, хитай даирилириниң уйғур намайишчиларни қирғин қилғанлиқи, хитай лүкчәклириниң уйғур аммисиға һуҗум қилишиға йешил чирақ йеқип бәргәнликигә наразилиқ билдүрди.
Мухбиримиз әкрәм
2009.07.07
Girnamaniye-guangdong-namayish-305 Сүрәт, дунйа уйғур қурултийиниң орунлаштурушиға асасән, 3 - ийул күни германийидики шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң мийунхен шәһиридә өткүзгән намайишидин бир көрүнүш.
wetinim.net Дин елинди.

Сәйшәнбә күни германийиниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида өткүзүлгән намайиш, бу түрдики наразилиқ һәрикәтлириниң бир қисими иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.