Ангела меркел: хитай оюнниң хәлқара қаидисигә бойсунуши керәк
2007.08.27

Германийә баш министири ангела меркелниң хитайда елип баридиған 3 күнлук зиярити дүшәнбә күни башланди. У, шу күни хитай баш министири вен җябав билән сода, муһит, әқлий мүлүк һоқуқи, дарфур мәсилиси вә кишилик һоқуқни өз ичигә алған бир қатар мәсилиләр үстидә сөһбәт елип барди вә мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзди. Маркелниң зиярити, германийә мәтбуатлирида хитай һәрбий даирилириниң германийә һөкүмәт тор бәтлирини хаклиғанлиқини хәвәр қилған, кейин хитай даирилири бу хәвәрни асассиз дәп инкар қилған, мәзгилдә елип берилмақта. Кишилик һоқуқ органлири меркелниң зияритидә кишлик һоқуқни оттуриға қойғанлиқини қарши алди.
Меркел кишилик һоқуқни унтуп қалмиди
Бу ангела меркелниң германийә баш министири болуп сайланғандин бери хитайни -2 қетим зиярәт қилиши болуп, у дүшәнбә күни хитай баш министири вен җябав вә дөләт рәиси ху җинтавлар билән өткүзгән сөһбитидә сода, әқлий мүлүк һоқуқи, експорт мәһсулатлириниң бихәтәрлик мәсилиси вә муһит қатарлиқ темиларни музакирә қилипла қалмай, у йәнә хитай һөкүмитиниң нәзиридә наһайити сәзгүр һесаблинидиған талаш-тартиштики мәсилиләрни, болупму дарфур мәсилиси вә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди.
Германийә баш министири билән вен җябав вә ху җинтавларниң сөһбити, германийә билән хитай арисидики сода мунасивитигә мәркәзләшкән болсиму, лекин ангела меркел, хитай билән германийә арисида талаш-тартиштики мәсилиләргә көз юмулмаслиқи керәк, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән. У, шу күни вен җябав билән биллә өткүзгән мухбирларни күтивелиш йиғинида "мән сөһбитимдә хитай рәһбәрлири билән кишилик һоқуқни сөзләштим. Болупму мән олимпик йиғининиң йетип келишигә әгишип, пүтүн дуняниң диққити хитайға бурулидиғанлиқини алаһидә тәкитлидим " дәйду.
Хитай оюнниң қаидисигә бой сунуши керәк
Хитай комунистик һөкүмити йеқинқи һәптиләрдин бери бейҗиң олимпик йиғинини хитай кишилик һоқуқи хатирисини яхшилашниң яхши пурсити, дәп қарайдиған хәлқара тәшкилатлар вә сияси өктичи гуруһларниң күчлүк бесимиға дуч кәлмәктә. Хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң арзуси ангела меркелниң хитай зияритидә кишилик һоқуқни оттуриға қоюши вә хитай рәһбәрлирини бу мәсилидә агаһландурушини қолға кәлтүрүш иди.
Меркелниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида әскәртишичә, у вен җябав билән өткүзгән сөһбитидә әқлий мүлүк һоқуқи вә експорт таварлириниң сүпити мәсилисини оттуриға қоюп,"һәр бир дөләтниң өз тәрәққият йолини бәлгиләш һоқуқи болсиму, лекин хитайға охшаш тәрәққият сүрити тез болуватқан чоң дөләтләр оюнниң қаидисигә бойсунуши керәк " дәп тәкитлигән.
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи ангела меркелға хитай зияритидә кишилик һоқуқни оттуриға қоюш, өлүм җазаси вә әмгәк билән өзгәртиш лагирлирини бикар қилиш, уйғур илиға көчмән йөткәшни тохтитишни тәләп қилиш тоғрисида хәт язған тәшкилатларниң бири болуп, мәзкур органниң иҗраийә комитети рәиси әсқәр җан, ангела меркелниң бейҗиңда кишилик һоқуқни оттуриға қойғанлиқини қарши алди.
Хитайниң " гулаг тақим араллири"
Ангела меркел, ху җинтав вә вен җябавлар билән кишилик һоқуқни сөзләшкәндә конкрет қайси мәсилиләрдә пикир алмаштурғанлиқини ашкарилимиди. Лекин германийә хитайниң әмгәк билән өзгәртиш лагирлирини тақиветишни тәләп қилип келиватқан дөләтләрниң бири болуп, германийә парламенти 5 - айда мақуллиған бир қарар лайиһисидә хитайниң әмгәк билән өзгәртиш лагирлирини совет иттипақиниң " гулаг тақим араллири"ға охшатқан вә" совет иттипақиниң гулаглири алла бурун тарихқа айланған болсиму, лекин дәвримиздә хитайниң буниңға охшайдиған әмгәк билән өзгәртиш түзүми йәнила бастуруш қорали болуп кәлмәктә, дәп тәкитлигән иди.
Әнвәр җан, дуня уйғур қурултийиниң хетидә өлүм җазаси, әмгәк билән өзгәртиш лагири, сиясий мәһбуслар мәсилисиниң алаһидә тәкитлинишидики сәвәбләрни чүшәндүрди.
Дарфур мәсилиси нимә үчүн муһим ?
Хитай, дарфур мәсилисидики мәйдани вә судан һөкүмитини қоллаш сиясити түпәйли хәлқара җәмийәтниң әйиблишигә учраватқан дөләт болуп, әгәр дарфурдики ирқий қирғинчилиқни тохтитишқа күч чиқармиса, бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш һәққидики бесимиға дуч кәлмәктә. Маркел, ху җинтав вә вен җябавлар билән өткүзгән сөһбитидә дарфур мәсилисини оттуриға қойған яки қоймиғанлиқини тилға алмиди.
Лекин у, алдинқи күни хитай сәпиригә чиқиш алдида хитай рәһбәрлири билән дарфур мәсилисини музакирә қилидиғанлиқини әскәртип, "биз әлвәттә суданниң дарфур районидики кишилик һоқуққа еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш мәсилисини музакирә қилимиз " дәп тәкитлигән иди. Хитай суданниң нефит вә тәбий газ игиликигә әң көп мәбләғ салидиған дөләт болупла қалмай, у йәнә суданни һәрбий ярақлар билән тәминләйдиған муһим дөләттур.
Хитайниң дарфур мәсилисидики сиясити хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлирила әмәс, америка дөләт мәҗлиси һәм тәнқид қиливатқан мәсилә болуп, әгәр хитай дарфур мәсилисидә өзиниң тәсир күчини ишләтмисә, бейҗиң олимпик йиғини "ирқий тазилаш олимпики " дегән намға қалидиғанлиқини агаһландурмақта.
Америка авам палатаси ташқи мунасивәтләр комитети рәиси там лантос дөләт мәҗлисидики бир ахбарат йиғинида нурғун яшларниң бейҗиң олимпик йиғинини 'ирқий тазилаш олимпики' дәп атайдиғанлиқини әскәртип,"мән бу йәрдә йәнә шуни әскәртимәнки, хитай һөкүмити мәдәний дуня билән бир мәйданда туруп, дарфурдики миңлиған бигунаһ әрләр, аяллар вә балиларниң әрәб җаңҗавед қораллиқ күчлири тәрипидин басқунчилиққа учримаслиқи вә өлтүрүлмәслики үчүн судан һөкүмитигә бесим ишлитиш керәк " дәп тәкитлигән иди.
Германийә һөкүмәт тор бетини ким хаклиди
Ангела меркелниң сәпири германийә мәтбуатлирида хитай һәрбий даирилириниң германийә һөкүмәт тор бетини хаклиғанлиқини хәвәр қилған, лекин хитай һөкүмити буни инкар қиливатқан мәзгилдә елип берилмақта. Германийә "әйнәк" һәптилик жорнили алдинқи күнки бир хәвиридә, германийә ахбарат оргини һөкүмәт тармақлириниң тор сестимисида "трой яғач ат һилиси " дәп атилидиған компютер вируси байқалғанлиқини вә германийә асасий қанун қоғдаш идарисидики мутәхәссисләр бу вирусни хитайниң һәрбилири билән мунасивәтлик, дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән.
Германийә баш министири бейҗиңдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида бу вәқәни тилға алди вә "мән бу һәқтики хәвәрләрни оқудум. Әгәр биз мунасивитимизни илгири сүримиз дәйдикәнмиз, чоқум хәлқара қаидиләргә һөрмәт қилишимиз керәк " дәп көрсәтти. Вен җябав болса германийә һөкүмәт органлириниң тор бети һуҗумға учраш вәқәсигә әһмийәт беридиғанлиқини әскәртип, "һөкүмитимиз қәтий тәдбирләрни қоллинип, компютер сестимисини хаклайдиған қилмишларға қарши туриду "дәп тәкитлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәуди әрәбистан һөкүмити хитай чиш пастилирини чәклиди
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?
- "Хитайниң мәһсулатлирини тәкшүрүш техникиси йетәрлик әмәс"
- Оттура асияниң чиқиш нуқтиси - йипәк йолини қайта қуруш
- "Бейҗиңниң аталмиш террорчилиққа қарши уруши, уйғурларға қаритилған рәһимсиз бастурушни йошурмақта" (1)
- яврупа иттипақи хитай мәһсулатлириниң сүпитини яхшилашни , сахта малларни қаттиқ чәкләшни тәләп қилди
- Америка кеңәш палатаси хитай йемәкликлириниң бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилди
- Рабийә қадир һәққидики учурлар германийә мәтбуатлирида давамлиқ елан қилинмақта
- Хитайниң сода ишлири муавин министири сүрийидә рәсмий зиярәттә болди
- Уйғурлар һәр җәһәттин тәңсизликкә йолуқмақта
- "Америка -хитай мунасивәтлири дуняниң киләчикини шәкилләндүриду"
- Хитай-түркийә сода мунасивити