Меркелниң хитай зиярити һарписида германийә дөләт мәхпийәтлик органлири хитайниң җасуслуқ һуҗумиға учриған


2007.08.30

Йеқинда германийә баш министири ангела меркел ханим хитайни зиярәт қилип, хитай баш министири вен җябав қатарлиқ хитай рәһбәрлири билән көрүшүп, германийә билән хитайниң көп тәрәплимилик һәмкарлиқ мунасивәтлири һәққидә пикир алмаштурди.

Бу зиярәткә хитай вә германийә тәрәп алаһидә әһмийәт бәргән иди. Мәлуматларға қариғанда, учришиш җәрянида ангела меркел ханим хитайдики инсан һоқуқи мәсилилирини тилға елип, хитай рәһбәрлирини өз хәлқиниң инсан һоқуқи вә демократик әркинликигә көңүл бөлүшкә чақирған.

Хәвәрләрдин қариғанда, меркел ханимниң зиярити һарписида германийә министирлар мәһкимисиниң компиютерлириниң хитай һәрбий тәрәп җасуслуқ оргининиң һуҗумиға учриғанлиқи ашкариланған болуп, германийә асаси қанунни қоғдаш идариси вә федератсийә ахбарат - техника бихәтәрлик идариси мәлумат елан қилип, германийә министирлар мәһкимисидики һәр қайси органларниң компиютерлириға қилинған бу һуҗуминиң хитай армийиси җасуслуқ органлири тәрипидин елип берилғанлиқини ашкарилиди. Бирақ, хитай тәрәп буни инкар қилған.

Тәһлилчиләр бу әһвалниң германийә-хитай һәмкарлиқиға сәлбий тәсир елип келидиғанлиқини билдүрүшмәктә. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.