Голландийә парламенти уйғурлар вә тибәтләр һәққидә қарар мақуллиди
2005.12.05

2005-Йили 11-айниң 29-күни, голландийә парламенти, хитайниң шәрқий түркистан вә тибәттики зулум сияситини қаттиқ әйибләп қарар қобул қилди.
Голландийә парламентининиң нопузлуқ вәкиллиридин Hans van Baalen, Henk de Haan вә Bernard Dietrich қатарлиқларниң тәшәббуси билән, голландия парламенти, хитай һөкүмитиниң шәрқи түркистан вә тибәттики инсан һәқлири сияситини қаттиқ қарилап, 29- ноябир күни қарар чиқарди.
Бу қарар, голландия парламентидики 150 парламент әзасиниң мутләқ көпчилики тәрипидин мақулланди. Қарарда, хитай һөкүмитиниң шәрқи түркистан вә тибәттәки сияситидә һазирға қәдәр һич бир иҗабий өзгиришниң болмиғанлиқи, уйғурларниң әң тәбиий инсаний һәқлириниң һелиму әғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиғи илгири сүрүлгән.
Қарарда йәнә, уйғурларниң сөз әркинлики, пикир әркинлики, йиғилиш әркинлики вә мәтбуат әркинликиниң чәкләниватқанлиғи вә инсандәк яшаш һәққини тәләп қиливатқан уйғурларниң "террорист" дегән баһанә билән тутқун қилинватқанлиғи, турмиларда тән җазасиға дучар болуватқанлиғи һәтта өлүм җазалариға һөкүм қиливатқанлиғи оттуриға қоюлған. Мәзкур қарар, хитай һөкүмитини, шәрқий түркистан вә тибәт хәлқлиригә қарши елип бериватқан бу ғәйри инсаний сияситини тохтитишқа, бу хәлқләрниң әң тәбиий һәқлиригә һөрмәт қилишқа вә хитайда демократик ислаһатлар елип бәришқа чақирилған.
Голандийә парламентидин тибәт вә шәрқи туркистан һәққидә бир қарар чиқартиш үчүн, вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати, хәлқ`ара тибәт һәрикити вә дуня уйғур қурултийи, 2004-йили 6-айда голландийиниң гага шәһридә бир-ариға келип, бирликтә һәрикәт қилишқа келишкән вә бу келишим бойичә, өткән бир йилдин артуқ вақит җәрянида голлландийә парламентида бир қатар лоби фаалийәтлирини елип барған.
Д у қ рәиси әркин алиптекин әпәнди, бу қарарниң қобул қилинишиға, атағлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси рабийә қадир ханимниңму түрткилик рол ойниғанлиқини әскәртип өтти.
Бу һәқтики мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмниң д у қ рәиси әркин алиптекин әпәндини зиярәт қилиш асасида тәйярлигаһн программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Голландийидә асия мәсилилири бойичә илмий йиғин өткүзүлди
- Д у қ рәиси әркин алиптекин хәлқара җәмийәтни уйғурларниң вәзийитигә диққәт қилишқа чақирди
- Д у қ ваң лечүәнниң рабийә ханимға төһмәт чаплишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Д у қ рәиси әркин алиптекин истратегийә мутәхәссислири билән соһбәт өткүзди (2)
- Д у қ рәиси әркин алиптекин истратегийә мутәхәссислири билән соһбәт өткүзди (1)