Голландийидики уйғурлар голландийә заңдам шәһәрлик аяллар бирләшмиси уюштурған паалийәткә қатнашти


2008.03.12

8 - Март күни голландийиниң заңдам шәһиридә шәһәрлик аяллар бирләшмиси вә голландийә хәлқара кәчүрүм тәшкилатниң уюштуруши билән 8 - март хәлқара аяллар байримини күтүвелиш милләтләр йиғилиши болуп өткән.

Йиғилишқа голландийидә яшаватқан һәр қайси милләт хәлқлириниң вәкиллири қатнашқан болуп, уйғурлар бу паалийәтниң асаслиқ меһманлири сүпитидә тәклип билән қатнашқан. Улар паалийәттә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити вә сияси тәқдирини ипадиләйдиған һәр хил рәсимләрни, уйғурчә тамақ үлгилирини көргәзмә қилғандин сирт , уйғурлар һәққидә мәхсус доклатлар бәргән. Бу паалийәтни оюштурушта алаһидә күч чиқарған голландийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси ғәйрәт рузи әпәндим телефон зияритимизни қобул қилип паалийәт һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.

Паалийәт давамида , бу йиғилишни уюштурғучи асаслиқ органниң бири болған заңдам шәһәрлик аяллар бирләшмисиниң башлиқи таңна ханим сөзгә чиқип , уйғурлар һәққидә мәхсус мәлумат баян қилған. Таңна ханим доклатида уйғур мәсилисигә болған қизиқишини вә уйғурларниң тәқдиригә болған ечинишини ипадилигән. Ғәйрәт әпәнди бу һәқтә мәлумат берип қарашлирини оттуриға қойиду. (ялқун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.