1 - Өктәбир, голландийидә хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди
2007.10.01

Һәр йилдикигә охшаш бу йил 1 - өктәбир күнидиму, дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурлар, кәң көләмдә наразилиқ намайишлири уюштурди.
Америка , германийә, түркийә, норвегийә вә голландийиләрдә елип берилған намайишлар интайин қизғин вә җушқун кәйпиятта елип берилған болуп, дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға бинаән изчил түрдә өткүзүлүватқан намайишларда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситиниң рәзиллики түрлүк тәшвиқ варақлири вә намайишта товланған шуарлар арқилиқ намайән қилинмақта.
Хитай дөләт байриминиң 58 - йиллиқи мунасивити билән голландийидиму намайиш өткүзүлди. Голландийидә өткүзүлгән намайишқа қатнишиш үчүн , норвигийидики намайишни ахирлаштуруп кәлгән бир қанчә уйғур яшлири" биз хитайға болған нәпритимизни ипадиләш һәмдә голландийидики юртдашлиримизниң авазиға аваз қошуш мәқситидә бу йәргә йетип кәлдуқ " дейишти.
юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң һазирлиған тәпсили мәлуматиға қулақ салғайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида намайиш
- Берма һәрбий һөкүмити өз хәлқини бастурса, немә үчүн дуня хитайни әйибләйду?
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Бермидики будда раһиплири намайишта әркинлик марши ейтти
- Қирғизистан президенти қолдин кәткән һоқуқлирини қайтурувалди
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- RFA Ниң зияритини қобул қилған кучар һакими өзини тәкшүргән
- Қәһриман ғоҗамбәрди қирғизистанда йүз бәргән намайиш һәққидә тохталди
- Қирғизистан сақчилири тәшкилатчи турсун исламниң оғлини тутуп кәтти
- Куча хәлқиниң наразилиқидин дуня хәвәрдар болди
- Куча наһийисидә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши елип берилған
- Хитайниң уйғур қизлирини хитайға йөткәш сиясити қирғизистан уйғурлириниң әйиблишигә учриди