Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди


2007.12.10

Голландийә шәрқий түркистан вәхпи билән мәркизи голландийидики вакаләтсиз милләтләр тәшкилати, хитайниң уйғурларға қаратқан диний бесимиға қарши паалийәтлирини башливәтти.

Мәзкүр тәшкилатлар болупму уйғурларниң әркин һәҗ һоқуқиға игә болалмаслиқтәк қийинчилиқлирини дуня җамаитигә ашкарлаш мәқситидә имза топлаш һәрикити қозғиди вә бу мәсилидә хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә мәшһур шәхсләрниң қоллишиға еришти, буниңдин сирт икки тәшкилатниң мәхсус орунлаштуруши астида 10 ‏- декабир күни, дуня инсан һәқлири күнидә, "уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик " дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш елип берилди.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң бу һәқтики тәпсили мәлуматини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.