Голландийидики иптарлиқ йиғилишта шәрқий түркистан һәққидә филим көрситилди

Голландийидики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң орунлаштуруши билән өткүзүлгән бу паалийәткә 100 гә йеқин уйғурдин башқа, “сәлмийә җамәси” ниң 300 гә йеқин түрк әр-аял җамаитиму қатнашти.
“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң вәкили иптар мунасивити билән узундин бири уйғурларни қоллап келиватқан “сәлимийә җамәси” ниң җамаәтлиригә рәһмитини билдүрди. Уйғур полуси вә уйғур суюқашлири билән ғизаланған иптар әһлиму уйғурларға рәһмәт ейтип, бәрикәтләр тилиди һәмдә шам, хуптән вә тәравиһ намазлирини биргә қилип, өйлиригә қайтишти.
Кейин 50 дин артуқ уйғур “сәлмийә җамәси” дә түнәп, намаз, қираәт, вәз-нәсиһәт вә дуалар билән дәвр қилған ибадәтлирини, таки соһурлуқ вақтиғичә давам қилди. Сәһәр соһурлуқтин кейин бамдат намизини оқуп, андин тарқилишти.
Кечә намаз арилиридики дуалирида вәтән ичи-сиртидики вәтәндашларниң һәққидиму дуалар қилинди. Болупму, 2008-йили 4-авғуст қәшқәр шәһиридә хитай армийисигә һуҗум қилған абдурахман азад билән қурбанҗан һимитлар вә уларниң иш-излири алаһидә яд қилинди.
Мунасип йәрләргә йәткүзүп бериш мәқсити билән, рамзан ейида ада қилинишқа тегишлик “питир сәдиқиси” топланди. Закат вә башқа мунасивәтлик ибадәтләргә алақидар мәсилиләрдә дуч кәлгән соалларға, җаваблар берилди.
“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” һәр йили рамзан айлирида мушундақ паалийәтләрни тәшкилләп, голландийидә яшаватқан уйғурларни хушал қилмақта.
Мәлум болушичә алдимиздики шәнбә күни улар, барлиқ абитлар үчүн пурсәт дейилидиған “шәби қәдир кечиси” дики пәзиләтләрни қолға кәлтүрүш үчүн, йәнә бир қетимлиқ паалийәт тәшкилләйдикән.