Голландийидики уйғур җәмийити сайлам өткүзди
2008.02.18
17- Феврал күни голландийидә яшаватқан уйғурлар бир йәргә җәм болуп,голландийә уйғур җәмийитиниң йиңи рәһбәрлирини сайлап чиққан. Сайламға қатнашқучиларниң билдүрүшичә, бу сайлам голландийигә уйғурлар келип йәрләшкәндин буянқи көлими әң чоң, тәйярлиқ хизмәтлири узун мәзгил ишләнгән, әң демократик усулда елип берилған бир қетимлиқ сайлам болған.
Сайламда утуп чиққанлар сайламдин кейин җамаәт алдида қәсәм берип вәзипә тапшуруп алған вә голландийидә уйғур дәва ишлириниң тәрәққияти үчүн җан дил билән хизмәт қилидиғанлиқлирини билдүрүшкән. Голландийә уйғур җәмийитиниң рәисликигә уйғур хәлқиниң атағлиқ тарихчиси турғун алмас әпәндиниң оғли мурат алмас әпәнди сайланған, бәхтияр шәмшидин, ғәйрәт розилар муавин рәисликкә, абдусалам ниҗат баш катиплиққа сайланған.
Голландийә уйғур җәмийитиниң йеңидин сайланған рәиси мурат алмас әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, сайламдин кейинки һес-туйғулирини сөзләп бәрди.
Голландийә уйғур җәмийити бу қетимқи сайлам арқилиқ 9 кишлик идарә һәйитини қуруп чиққан болуп, муавин рәис ғәйрәт розиниң билдүрүшичә: бу қетим җәмийәт тәркипидә оқуған, алий мәлуматлиқ яшлар көпрәк болуп, бу голландийидә уйғур дәва ишлириниң барғанчә мукәммәллишишигә қарап китиватқанлиқидин дирәк беридикән.
юқиридики улиништин, ихтияри мухбиримиз ялқунниң ғәйрәт әпәнди билән елип барған телефон зияритини аңлайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- 5 - Феврал ғулҗа вәқәси унтулмайду
- Бир түркүм америка палата әзалири: " тәйвәнниң келәчикини хитай әмәс, тәйвән хәлқи бәлгилиши керәк"
- Қирғизистанда өктичи гуруһлар бақийеф һакимийитини тәнқид қилмақта
- Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (3)
- Хитай өткүнчи һөкүмитиниң хитабнамиси вә миллий мәсилә һәққидики қарашлири
- Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (2)
- Бәнәзир бутто дадиси зулфиқар әли буттониң йениға дәпнә қилинди
- Рабийә қадир ханим голландийидики уйғурниң паалийитини җанландурди
- Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (1)
- Қирғизистан парламентида уйғур вәкили - пәрһат һаҗи
- Көзәткүчиләрниң нәзиридики өзбекистан президент сайлими
- 2007 - Йилидики дунявий сиясий һәрикәтләрдә аяллар