Голландийә уйғурлар вә тибәтләр бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди
2008.03.18
18 - Март күни голландийиниң амистердам шәһиридә тибәт вә уйғурларниң бирликтә иштирак қилиши билән хитай һөкүмитиниң тибәт районида елип бериватқан қирғинчилиқини әйибләйдиған дағдуғилиқ намайиш елип берилди. Намайишқа тибәт вә уйғурлардин сирт йәнә бир қисим голландийилик кишиләрму қатнашқан.
Бугүнки намайишни тәшкиллигүчиләрниң бири болған голландийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси ғәйрәт рузи намайишниң тәпсилати һәққидә тохтилип мундақ дәйду.
Голландийә һөкүмити хитай һөкүмитиниң тибәт районида елип бериватқан зораванлиқиға қарита әң күчлүк инкас қайтурған ғәрб дөләтлириниң бири болуп, голландийә уйғур җәмийитиниң рәиси мурат алмас әпәндиниң билдүрүшчә, голландийә һөкүмити хитайниң голландийидә турушлуқ баш әлчисини чақиртип өзлириниң наразилиқини билдүргән. (ялқун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Голландийидики уйғурлар голландийә заңдам шәһәрлик аяллар бирләшмиси уюштурған паалийәткә қатнашти
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Барат һаҗиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләнди
- Пакистан сайлимида көп киши аваз беришкә қатнишалмиди
- Голландийидики уйғур җәмийити сайлам өткүзди
- Америка пайтәхти вашингтонда 5- феврал ғулҗа вәқәси хатириләнди