Тәйвәндики гоминдаңниң бирликкә кәлтүрүш дегәнни тәйвәнләштүрүшкә өзгәрткәнлики тоғрисида мутәхәссисләрниң мулаһизиси
2007.05.25
Асия вақит гезити, б б с қатарлиқ бирнәччә хәлқаралиқ учур вастилири бүгүн тәйвәндики гоминдаң партийиси өзиниң низамнамисиға түзитиш киргүзүп 'вәтәнни бирликкә кәлтүрүш' дегәнни 'тәйвәнләштүрүш' дәп өзгәрткәнликини хәвәр қилди.
Һазир тәйвәндә туруватқан чиңйүн университетиниң профессори доктор әркин әкрәм вә әркин асия радиосиниң обзорчиси лин бавхуа әпәндиләр телефон зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә мулаһизә елан қилди.
Тәйвәндики гоминдаңчиларниң ичидә әхлақий җәһәттә өзгириш болуватиду
Тәйвәндики чиңйүн университети оттура асия институтиниң тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм әпәндиниң баян қилишичә, йеқинда тәйвәндики гоминдаңчиларниң ичидә әхлақий җәһәттә өзгириш болуватиду.
Әмма гоминдаңниң партийә низамнамисиға өзгәртиш киргүзүп 'бирликкә кәлтүрүш' дегәнни 'тәйвәнләштүрүш'гә өзгәртиши, бу йәнә бир нәччә айдин кейин гоминдаңниң қурултийида мақуллиниши керәк, буни күтүп турушқа тоғра келиду.
Гоминдаң өзиниң партийә низамнамисини өзгәртсә, бу бир хил илгириләш болиду
Һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, әгәр гоминидаңчилар, худди бүгүнки хәвәрләрдә баян қилинғандәк 'бирликкә кәлтүрүш' дегәнни 'тәйвәнләштүрүш'гә өзгәртсә, бу бир хил илгириләш болиду, чоң қуруқлуқтики хитай коммунист партийисигә селиштурғанда бир хил илгириләш болиду.
Әмма әмма гоминдаң тәйвәндә ялған гәпни бәк көп қилған, бу бәлким йәнила келәр йилидики сайлам үчүн қилиниватқан гәп болушиму мумкин.
Гоминдаң тәйвәндә ялған гәпни бәк көп қилған, тәйвән хәлқи уларниң гепигә асанлиқчә ишәнмәйду
Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, гоминдаң чоң қуруқлуқта 29 йил һакимийәт бешида турған иди, чоң қуруқлуқта мәғлуп болуп 1949- йили тәйвәнгә қечип кәлгили 58 йил болуп қалди. Гоминдаңчилар мушу вақитқичә тәйвән арилиниң намини етирап қилмай келиватиду.
Гәрчә қолидин кәлмисиму, йәнила нәнҗиңнила әсләп туруватиду. Бу бир ғәлитә иш. Әмди 'тәйвән' дегән әмәлий дөләт намини етирап қилса, бу йәнила бир илгириләш болиду. Әмма гоминдаң ялған гәпни бәк көп қилған, шуңа тәйвән хәлқи уларниң гепигә асанлиқчә ишәнмәйду.
Тәйвән хәлқи икки мәсилә арқилиқ гоминдаңчиларниң нийитиниң яманлиқини ениқ биливалди
Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, буниңдин бурун ли деңхуй әпәнди гоминдаңниң рәиси болуп турғанда 'тәйвәнләштүрүш'ни оттуриға қойған иди, гоминдаң уни партийидин чиқиривәтти.
Һазирқи әһвалға қарайдиған болсақ, буйил тәйвәнниң хамчот лайиһиси техичә мақулланмиди. Гоминдаңчилар тәйвәнниң парламинтида көп санлиқни тәшкил қилиду, әгәр улар қошулса, тәйвәнни сөйсә, тәйвән хәлқиниң турмуши вә тәрәққиятиға зич мунасивәтлик болған бу хамчот лайиһиси мақуллинип кетәтти, бу бир мәсилә.
Йәнә бир мәсилә, тәйвәнниң парламинтида америкидин қорал сетивелип тәйвәнниң бихәтәрликини қоғдаш лайиһисиму мақулланмай туруватиду. Гоминдаңчилар бу лайиһини 70 нәччә қетим рәт қилди. Әгәр чоң қуруқлуқтики коммунист һөкүмити тәйвәнгә һуҗум қилса, тәйвәнни бесивалса мәйлимикән? тәйвән хәлқи һазир бу мәсилиләр арқилиқ гоминдаңчиларниң нийитиниң яманлиқини ениқ биливалди.
Әгәр гоминдаңчиларниң һазирқи гепи рас болса, уни әмәлдә көрсәтсүн
Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, 2004 - йилидики президент сайлимида гоминдаңниң рәиси лйәнҗән әпәнди 'биз тәйвәнни сөйимиз' , 'тәйвәнниң мустәқиллиқини һемайә қилимиз' дәп тәйвәнниң туприқини сөйгән иди, сайламда мәғлуп болғандин кейинла чоң қуруқлуққа берип, сериқ падишаһниң қәбрисини зиярәт қилди, нәнҗиңниң тописини сөйди, тәйвәндә демократийини тәшәббус қилғучиларни 'бөлгүнчи' , 'мустәқилчи' дәп тиллиди.
Тәйвән хәлқи гоминдаңчиларниң гепигә асанлиқчә ишинип кәтмәйду. Әгәр гепи рас болса, гоминдаң қилған гепини әмәлдә көрсәтсүн. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар
- Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң учуш мусаписини ашурди
- Чен шуйбйән билән ма йиңҗюниң сөһбәт хатириси (2)