Сабиқ совет иттипақи президенти горбачев йеңи китаб язди

70 Йиллиқ мустәбит империйини йоқитип, демократик түзүмниң орнитилишиниң улини салғучи сабиқ совет иттипақи президенти михаил горбачев йеқинда америкини зиярәт қилғанда өзиниң пат йеқинда һазирқи русийә вә президент владимир путининиң дөләт башқуруш сиясити һәмдә совет иттипақи дәвригә аит мәхсус китабини нәшир қилдуридиғанлиқини билдүрди. Москвадики горбачев фондиму рәсми йосунда михаил горбачевниң " қайта қуруш һәққидики чүшиниш немә үчүн һазирму муһим?" дегән тема астидики китабиниң нәшир қилинидиғанлиқини елан қилди.

Горбачев өзиниң йеңи китабида совет иттипақиниң йимирилгинигә 15 йил болсиму, лекин кишиләр арисида давамлишиватқан совет иттипақини йоқитиш вә сақлап қелиш һәмдә горбачев йүргүзгән " қайта қуруш" тин ибарәт демократик ислаһат шуниңдәк бүгүнки русийә һәм президент путинға аит бир қатар талаш-тартишлар һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қойиду .

Горбачев йелтсинни дөләтни бузивәтти дәп әйиблиди

Русийиниң www.newsru.com Намлиқ интернет учур ториниң хәвиридә көрситилишичә, михаил горбачев сабиқ русийә президенти борис йелтсинни әйибләп, униңға "дөләтни бузивәтти" дәп баһа бәргән.

Горбачев " борис йелитсин дөләтниң байлиқиниң бир қанчә адәмләр тәрипидин игилинишигә йол қойған болуп, бу вақитта ғәрб һечқачан йелтсинни тәнқид қилмиди"дәйду.

Әйни вақитта совет иттипақиниң йимирилиш мәсилиси һәл қилғуч басқучқа киргәндә борис йелитсин билән михаил горбачев арисида өткүр күрәш давамлашқан болуп, өзиниң "глостности" вә "қайта қуруш" дәп аталған сиясий ислаһати арқилиқ сабиқ совет иттипақини демократийиләштүргән михаил горбачев әмәлийәттә совет иттипақиниң бирақла парчилинип кетишини халимиған болуп, у совет иттипақи дегән аталғуни әмәлдин қалдуруп , " игилик һоқуқлуқ дөләтләрниң баравәрлики астидики "явро-асия иттипақи" вә яки башқа бир хил нам астидики йеңи иттипақни шәкилләндүрмәкчи болған иди. Әнә шу вақитта, борис йелитсин дадиллиқ билән мәйданға чиқип, совет иттипақиниң бирақла парчилинип кетишини тезләткән иди. Шуңа , горбачевниң баштин ахири йелтсингә тәнқидий позитсийидә болуп келиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Михаил горбачевниң қаришичә, һазирқи русийә президенти владимир путин әнә шу йелитсин қалаймиқан қиливәткән русийини түзәшкә интилмәктә һәмдә у техиму иҗтимаий -демократик сиясәт йүргүзүп, сәһийә вә маарип җәһәтләрдә яхшилаш елип беришқа қарап тиришчанлиқ көрсәтмәктә. Бирақ, ғәрб русийиниң баш көтиришини қобул қилмайду.

Горбачевни пәқәт кона коммунистларла әйибләйду

Михаил горбачев өзиниң немә үчүн бу китабни язғанлиқиниң сәвәбини чүшәндүрүп, өзиниң бу китабини әйни вақиттики совет иттипақиниң қайта қуруш мәзгилидики әһвалларғиму беғишлиғанлиқини көрситиду. Униң ейтишичә, 1985-йилидики қайта қуруш һәрикитиниң башлиниши совет иттипақи тарихидики 1917-йилидики инқилаб вә 40-йиллардики иккинчи җаһан урушиниң ғәлибиси билән охшаш үч әһмийәтлик зор вәқәниң биридур. Униң қаришичә, һазир русийидә йәнә көплигән кишиләр әйни вақиттики қайта қуруш һәрикити һәққидә муназирә елип бармақта, бир қисим адәмләр униңға сәлбий баһа бәрмәктә, лекин истатистикилиқ мәлуматлар ашкарилидики йәнила 77% русийилик әркин вә демократик дөләттә яшашни халайду, мана бу демократийә әнә шу қайта қурушниң мирасидур.

Михаил горбачевниң қаришичә, бүгүнки күндә пәқәт әшу мәзгилдин ешип қалған кона коммунистлар, әйни вақитта рәһбәрлик вәзипилирини ақтурған синиплар шуниңдәк уруш қатнашқучилири горбачев йүргүзгән демократик ислаһат йәни қайта қурушни яман болди дәп әйибләйду, улар горбачевни совет иттипақини йимириветишкә елип кәлгән дәп чүшиниду. " Мән уларни чүшинимән, чүнки улар қийинчилиқта яшимақта, бир қисим кишиләр үчүн русийидә яшаш наһайити мүшкүл, бирақ мән уларниң әшу йүз бәргән ишлар һәққидә қайта ойлинип беқишини үмид қилимән" дәйду михаил горбачев.

Горбачевниң шәхсий турмуши

Нәвсру. Ком интернет ториниң учуридин мәлум болушичә, михаил горбачев өзиниң шәхсий һаяти болупму, 1999-йили униң аяли райиса өлгәндин кейинки әһвали һәққидә тохтилип, өзиниң һазир қизи вә икки нәвриси билән яшайдиғанлиқини билдүргән. У йәнә қерип қалғанлиқи түпәйлидин саяһәт ишлирида җисманий қийинчилиққа йолуқиватқанлиқини әскәрткән.

Михаил горбачев өзиниң пенсийә киримини йошурмай ашкарилиған болуп, униң бир айлиқ дөләт тәрипидин берилидиған пенсийә мааши 40 миң рублей йәни бир миң 400 доллар әтрапида икән. У тәнһәрикәт билән шуғуллинишни яхши көргәнлики үчүн һәр күни дегүдәк өйидә чениқидикән. Рус тамақлиридин башқа италийиликләрниң вә оттура йәр деңиз бойидики хәлқләрниң миллий тамақлиридин һозурлинидикән.

Ғәрб сиясәтчилириниң нәзиридә бу йил 75 яшқа киргән сабиқ совет иттипақи коммунистлар партийисиниң биринчи секритари вә совет иттипақиниң биринчи һәм ахирқи президенти михаил горбачев коммунистик түзүмни ахирлаштуруп, дуня йүзидә демократик ислаһат орнитилишниң асасини салғучи әрбабтур. Шуңа у ғәрб дунясида зор һөрмәткә сазавәр болуп, һәр йили көп қетим америка қатарлиқ ғәрб мәмликәтлиригә келип, сиясәтчиләр саһәси һәмдә университет қатарлиқ илим дәргаһлирида нутуқ сөзләйду. Горбачев даим дегүдәк русийиниң сиясий әһвали, йүзлиниши һәмдә мәвҗут мәсилиләр һәққидә тәклипләрни берип туриду. Униң бу тәклиплири вә тәнқидлири мәтбуатларниң баш бәтлиридин орун елип туриду. У көплигән хәлқаралиқ мукапатларниң еришкүчисидур .

Мунасивәтлик кишиләрниң ейтишичә, михаил горбачев уйғурлар мәсилисиниму билгән, у 1997 -йили өзиниң чоң һәҗимлик китабиниң биринчи бетигә " уйғур хәлқиниң кутупханисиға тәқдим" дәп имза қоюп, уйғурларға тәқдим қилған иди. Горбачеев 1992-йилидин етибарән хәлқаралиқ горбачев фондини башқуруп кәлмәктә. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org