Гөрүдики хитай инҗенирларни өлтүрүш вақит чәклимиси кечиктүрүлди


2004.10.11

Пакистандики икки хитай инҗенирини гөрүгә еливалған қораллиқ муслиман пидаилар, пакистан - афғанистан чегрисидики дәргаһини қоршивалған пакистан қисимлири чекинмигән тәқдирдә гөрүдики икки хитайниң өлтүрүлидиғанлиқини агаһландурди. Хәвәрләргә қариғанда муслиман пидаилар гөрүдики хитай инҗенирларни өлтүрүш вақтини кечиктүргән. Бирақ һазир кечиктүрүгәндин кейинки вақит чәклимиси тошуп болди, гөрүдики тутқунларниң тәқдири һазирға қәдәр мәлум әмәс. Раюндики муслиман пидаиларниң қомандани абдулла мәсуд, қоршав ичидики пидаиларниң қоршавдин аман- исән чиқип кетишигә рухсәт қилинмиған тәқдирдә гөрүдики икки хитайниң өлтүрилидиғанлиқини елан қилған. Сабиқ талибан командири абдулла мәсуд, йәкшәнбә күни җәнубий вазиристандики җандулайда мухбирларни күтивалди. У пакистан аманлиқ қисимлирини агаһландуруп, һәр қандақ кишиниң гөрүдикиләрни қораллиқ күч билән қутқузуш һәркити тутқунларниң өлтүрүлешигә сәвәп болиду дәп тәкитлигән.

Абдулла мәсудниң қол астидики қораллиқ күчләр гөрүдикиләрни җәнубий вазиристанниң чақмалай раюнидики бир җайда тутуп турмақта. Бу җай пакистан пайтәхти исламабадниң 330 ғәрбий җәнубиға тоғра келиду. Пакистан қисимлири гөрүгә тутқучи пидаиларни қоршивалған. Пакистан ички ишлар министири афтаб ахмәд хан шерпониң билдүрүшичә, бәдинигә бомба теңивалған қоршав ичидики пидаилар, тәлипи қандурулмиған тәқдирдә гөрүдики тутқунларни қошуп партилтивалидиғанлиқи тоғрисида тәһдит салған. Пакистан ички ишлар министири, гөрүгә алғучилар пакистан түрмисидики икки өзбәк муслиман пидаини азат қилишни тәләп қилди дәп көрсәтти. Пакистандики бейҗиңпәрәс мәтбуатлар вәқәниң шәрқий түркистан күчлири билән мунасивәтлик болуш иһтималлиқи йоқ әмәс дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән. Бирақ пакистан һөкүмити һазирға қәдәр уйғурларни тилға алмиди. Амма хитай мәтбуатлири вәқәниң раюндики шәрқий түркистан күчлири билән алақидар болуш иһтималлиқини чәткә қақмайдиғанлиқи тоғрисида бишарәт бәргән.

Пакистан ички ишлар министири афтаб әхмәд хан шерпо, гөрүгә алғучи пидаилар ичидә икки әрәп, иккиси пакистан пухрасиниң барлиқини илгири сүргән. Пакистандики исмини ашкарлашни халимайдиған бир уйғур муһаҗир мухбиримизға афғанистан даирлириниң бу вәқәни техи уйғурларға чатмиғанлиқини ейтти.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, юқири дәриҗилик бир пакистан бихәтәрлик әмәмлдари, раюндики қәбилә ақсақаллириниң пидаилар билән сөһбәт елип бериватқанлиқини билдүргән. Муслиман пидаилар йәнә пакистан қораллиқ қисимлириниң җәнубий вазиристан қәбилиләр раюнидики һәрбий һәркитигә хатимә беришини тәләп қилған. Пакистан қисимлири бу йил 4 - айдин бери мәзкур раюнда тазилаш елип берип, җәнубий вазиристанда йәрлик қәбилиләрниң қоллиши астидики әл қайдә билән мунасивети бар дәп қаралған өзбәк, чечән вә әрәп муслиман пидаилардин нәччә йүз кишини өлтүргән иди.

Өзини җәнубий вазиристандики муслиман пидаиларниң камандири дәп ативалған абдулла мәсуд, бу йил 3 - айда америкиниң гуантанамо арлидики мәһбуслар лагиридин қоюп берилгән. Америка дөләт мудапиә министирлики, гуантанамодики абдулла мәсудни өз ичигә алған 25 мәһбусни америкиға тәһдит салмайдиғанлиқи вә уларниң ахбарат қиммити қалмиғанлиқи сәвәбидин қоюп бәргән. Абдулла мәусуд тәвә болған қәбилиниң ақсақаллири дүшәнбә күни пидаилар командири билән сөһбәт елип барған. Бу вәқә йеқинқи 5 ай ичидә йүз бәргән пакистан вә афғанистандики хитайларға алақидар вәқәләрниң 3 - болуп һисаплиниду. Бу йил 5 - айда хитайниң пакистандики гвадар деңиз порт қурулушиға ярдәмлишиватқан 3 техник хадими бомба партлаш вәқәсидә өлгән. 8 - Айда афғанистанда йол ясаватқан 11 нәпәр хитай ишчи қораллиқ һуҗумда өлтүрүлгән.

Раюндики хитай нишанлиқиға қаритилған һуҗумниң көпийиватқанлиқини илгири сүргән түркийә явру- асия стиратигийә тәтқиқат мәркизиниң мутәхәсиси доктур әркин әкрәм, вәқәниң хитай су вә һидро ениригийә ширкити қатнишиватқан раюндики гомал зам су амбири қурулуши билән мунасивәтлик болуш иһтималиқини илгири сүрди. Бу йил 5 - айда гвадардики порт қурулушиға қатнишиватқан хитай техниклириға һуҗум қилиш вәқәсини, гвадардики йәрлик қәбилиләрниң наразилиқи кәлтүрүп чиқарди дәп қаралған. Пакистанда гөрүгә елинған хитайлар дөләт игиликидики хитай су вә һидро ениргийә лаһийиләш ширкитиниң хадимлири иди. Улар пакистан билән хитай һәмкарлиқидики 203 милйон доллар мәбләғ селинидиған гомал зам су амбири қурулушуға қатнишивататти. Пакистан хитайниң раюндики әң йеқин стиратигййилик дости, бирақ пакистан юқирқи вәқә мунасивети билән бейҗиң даилириниң дипломатик бесимиға дуч кәлди.

Пакистанда турушлиқ хитай баш әлчиси җаң чүншиң дүшәнбә күни ташқи ишлар министирлики секритари рияз қаһар билән җидди көрүшүп, бейҗиң гөрүдики хитайларниң тәқдиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини йәткүзгән. У йәнә гөрүдики хитайларниң һаятиға капаләтлик қилиш, хитай тәрәпни әһвалниң тәрәққиятидин хәвәрдар қилип турушни тәләп қилған. Рияз қаһар, призидент мушәррәфниң пакистан ички ишлар министири вә йәрлик даириләргә кризисни һәл қилиш тоғрисида буйруқ чүшүргәнликини билдүрүрүп, хитай баш әлчисини хатирҗәм қилишқа тиришқан. Пакистан ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси масуд хан, вәзийәт интайин мурәккәп дәп көрсәтти. У, бир хаталиқ йүз бәрмәслиги үчүн иһтиятчан тәдбирләр елишқа тоғра келидиғанлиқини илгири сүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.