Пакистанда гөрүдики хитай инҗенирларни қутқузуш һәркити қанлиқ ахирлашти


2004.10.14

Пакистан қисимлириниң җәнубий вазириситандики хитай тутқунларни қутқузуш һәркити қанлиқ ахирлашти . Гөрүдики хитай тутқунларниң бири пакистан қисимлири тәрипидин қуртулдурувелинди , тутқунларниң йәнә бири қутқузуш һәркити җәриянида өлди . Өлтүрүлгән хитай инҗенирниң исми ваң пиң болуп , ваң енди исмидики тутқунларниң йәнә бири қутулдурувелинди . Гөрәдики хитай тутқунлар җәнубий вазиристандики гумал зам су амбири қурулушиға қатнишиватқан дөләт игиликидики хитай су вә һидро ениргийә қурулуш ширкитигә тәвә хадимлар болуп , улар 9 - өктәбир күни өзини җәнубий вазиристандики муслиман пидаиларниң қомандани дәп ативалған сабиқ талибан камандири абдулла мәсудниң қол астидики муслиман пидаилар тәрипидин гөрүгә елинған .

Пакистан аманлиқ қисимлири пәйшәнбә күни гөрүгә алғучиларниң чақмалай раюнидики туралғусиға һуҗум қозғиди . Пакистан учур министири шәйх рәшиди , алаһидә һәркәт қисимлар гөрүдики хитайлар тутуп туриливатқан өйдин оқ авази аңланғандин кейин муслиман пидаилар туралғусиға һуҗум башлиғанлиқини билдүрди . Пакистан һәрбий тәрәп баянатчиси , қутқузуш җәриянида өлгән хитай инҗенир пидаилар тәрипидин өлтүрүгәнликини илгири сүргән . Хитайларни гөрүгә еливалған бәш нәпәр муслиман пидаи пакистан қисимлири тәрипидин өлтүрүлди . Пакистан һәрбий тәрәп баянатчиси генерал шавкәт султан , қутқузуш тиришчанлиқиниң нәтиҗә қазинаймиғанлиқини тәкитлигән . У мундақ дәйду : аманлиқ қисимлири пидаилар туралғусиға һуҗум қилди . Гөрүгә алғучиларниң бәшилиси өлтүрүлди . Гөрүдики хитай инҗенирларниң бири қутулдурувелинди .

Абдулла мәудниң қол астидики муслиман пидаилар гөрүдики хитайларни җәнубий вазиристанниң чақмалай раюнидики туралғусида тутуп туривататти . Пакистан пайтәхти кабулниң 330 к м ғәрбий җәнубиға тоғра келидиған бу җай пакистан аманлиқ қисимлири тәрипидин қоршивелинған . Пакистан даилири гөрүгә еливелиш вәқәси йүз берип 6 күндин кейин қутқузуш һәркити елип барди . Бу җәриянда пакистан һөкүмити җәнубий вазиристандики қәбилә ақсақаллирини абдулла мәхсуд билән тутқунлар мәсилиси бойичә сөһбәт елип беришқа йоллиған , бирақ пидаиларниң туралғуси сөһбәт давам қиливатқанда һуҗумға учриди . Пидаилар пакистан һөкүмитидин җәнубий вазиристандики һәрбий һәркитигә хатимә бериш , пакистан түрмисидики өзбәк муҗаһитларни қоюп беришни тәләп қилған

Абдулла мәсуд 10 - өктәбир күни җәнубий вазиристандики җандулайда мухбирларни күтүвелип , пакистан һөкүмити шәртини қобул қилмиған әһвалда " тутқунларниң бирини өлтүрүветимән " дәп агаһландурған иди . У , һәр қандақ кишиниң гөрүдикиләрни қорал күчи билән қутқузуш һәркити тутқунларниң өлтүрүлүшигә сәвәп болиду дәп тәкитлигән . Пакистан хитайниң узун мәзгиллик тиратигийәлик дости , бирақ бу вәқә мунасивети билән пакистан хитайниң дипломатийә җәһәттики күчлик бесимиға дуч кәлгән . Пакистан ташқи ишлар министири қасури , пәйшәнбә күни исламабадтики хитай әлчиханисиға берип , хитай инҗенири ваң пиңни қутулдуралмиғанлиқи мунасивети билән әпу сориди .

У , пакистан даилири хитай тутқунларниң бихәтәрлики вә саламәт қутулуши үчүн әң зор тиришчанлиқ көрсәтти дәп тәкитлигән . У йәнә буниңдин кейин пакистандики хитайларниң бихәтәрликини қоғдаш йолида қаттиқ тәдбирләр алидиғанлиқини вәдә қилған . Пакистандики хитай баш әлчиси җаң чүншяң алдинқи күни пакистан ташқи илар министирлики секритари рияз қаһар билән көрүшүп , гөрүдики хитайларниң һаятиға капаләтлик қилишни тәләп қилған . Бирақ бу қетимқи қутқузуш һәркити тутқунларниң бириниң өлүми билән ахирлашти . Хитай баш әлчиси җаң чүншяң һал сориғини кәлгән пакистан ташқи ишлар министиригә , исламабад даилириниң тутқунларни қутқузуш йолида көрсәткән тиришчанлиқи мунасивети билән рәхмәт ейтти .

Хәвәрләргә қариғанда өлгән хитай инҗенирниң җәсити шу күни пакистан пайтәхтигә елип келингән . Хитай инҗенирларни гөрүгә еливелиш вәқәси йеқинқи 5 ай ичидә пакистан - афғанистан раюнидики хитай гразданлириға алақидар 3 - вәқә болуп һисаплиниду . Бу йил 5 - айда хитайниң пакистандики гвадар порт қулурушиға ярдәмлишиватқан хитай тәхникларниң учи , машиниға орунлаштурулған қәрәллик бомбиниң партилиши билән өлгән . Бу йил йәнә афғанистанда йол ясаватқан хитай ишчилар қораллиқ һуҗумға учрап , 11 хитай ишчи өлгән иди . (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.