Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (1)
2006.06.02
2006 - Йили 6 - айниң 2 -күни 'волт стрит журнили' да андру һиггинниң албанийиниң тирана шәһиридә язған, гуәнтанамодин қоюп берилилгәндин кейин өзигә мувапиқ бир җайда панаһланған "бәш мусулманниң һекайиси" дегән мақалиси елан қилинди. Мақалида бәш уйғурниң һөрлүккә чиққандин кейин сақал -бурутини чирайлиқ ясап, пәслгә бап кийим кийип биллә чүшкән рәсими бесилди. Мақалиниң қушумчә мавзуси 3 қурға йиғинчақланған болуп, униңда бу кишиләр америка тәрипидин террорчилар билән мунасивити йоқ дәп ақланди; зиянкәшлик қилиништин сақлиниш үчүн өз юртиға қайтурулмиди; хитай һөкүмити техичә буларни хитайға қайтуруп беришни тәләп қилмақта, дегән учурлар баян қилинған.
Абабәкри қасим: әмма биз бундақ әркинликни күтмигән идуқ ...
- Әл-қаидә билән четишлиқи бар гуманлиқ террорчи' дәп қарилип америкиниң гуәнтанамо базисида 4 йил тутуп турулғандин кейин, өткән айда әркинликкә еришкән аба бәкри қасим һазир абалинийиниң тирана шәһиридә, - дәп мақалисини башлайду 'волт стрит җурнили' ниң язғучиси андру һиггинс, - у өзидин башқа йәнә төт нәпәр мусулман хитай пуқраси билән биллә йерим кечидә пут -қоли кишәнләнгән һалда, америкиниң транспорт айропилани билән 12 саәт учуп, һазирқи йеңи панайи болған албанийиниң пайтәхти тирана шәһиридики бир һәрбий лагирға кәлгән иди. Бу лагир әхләт дөвилинип туридиған пололет кучисиға җайлашқан. Униң игиз теми бар. ятақларниң деризилиридин сиртини бивастә көргили болмайду. Бу бәш уйғур вақтинчә мушу җайда туриватиду. Адәттә улар йираққа бармайду. Балқан йерим арилидики мушу дөләттә бу бәш кишиниң түркийчә уйғур тилини чүшинидиған бирму адәм йоқ. - Аллаһ һазир бизниң қанчилик чидашлиқ берәләйдиғанлиқимизни синаватса керәк дәп ойлаймән, - дәйду хитайниң ғәрп тәрипидики әтрапини чөл -җәзирә вә тағлар қаплап туридиған, узун тарихтинн буян мусулманларниң юрти болуп келиватқан уйғур районидин кәлгән, өзи аллиқачан 3 балиға ата болуп болған 37 яшлиқ абабәкри қасим әпәнди, - һазир бизниң иришкинимиз әркинлик, әмма биз бундақ әркинликни күтмигән идуқ, - дәйду абабәкри қасим бу җайниң әтрапидики датлишип кәткән сим тосақларни қоли билән көрсүтүп туруп. - Америка даирилири абабәкри қасим вә униң һәмралирини гунаһсиз дәп елан қилиштин икки йил бурун, уларни алидиған бирәр дөләтни излиди. Уларни хитайға қайтуруп беришни халимиди, - дәп баянини давамлаштуриду андру һеггнс әпәнди, - чүнки бейҗиң һөкүмити өзиниң ғәрп тәрипидики бу районда коммунист һакимийиитни тәнқит қилидиған вә мустәқиллиқ арзуйида болған мусулманларни қаттиқ җазалайтти. Америка һөкүмити бу кишиләрниң америкида турушиниму яқлимайтти. Шуңлашқа америка даирилири бу уйғурлар үчүн 100 дин артуқ дөләт билән сөзлишип көргән болсиму, әмма һәммиси рәт қилди яки өзини қачурди. Уларниң һәммиси америкиниң йүкини үстигә йүкливелип, хитайни рәнҗитип қоюштин әнсириди. Пәқәт коммунистларниң вәһшиликини обдан чүшинидиған, наһайити көп муусулман нупуси бар намрат албанийә бу йил 4 - айда бу уйғурларни қобул қилди.
Албанийә: хитай әлчиханисиниң ваң-чуңи бизни биарам қиливатиду
- Бу бәш уйғурни қобул қилидиған қарар 3 милйон 500 миңдин артуқ нупуси бар албанийиниң ички қисмида наһайити чоң қариму-қаршилиқ пәйда қилди. - Дәп мақалисини давамлаштуриду андру һеггинс, - бу бәш уйғур тиранаға йетип кәлгәндинн кейин, хитай һөкүмити америкиниң бу уйғурларни қоюп бәргәнлики 'сахтипәзлик' дәп ейиплиди. Йәнә бир тәрәптин бу бәш уйғурни давамлиқ һалда 'гуманлиқ террорчилар" дәп қарилап, албанийидин уларни хитайға өткүзүп беришни тәләп қилди. Албанийиниң баш миниситир сали беришаниң баян қилишичә, хитайниң албанийидә турушлуқ баш әлчиханиси уни қопаллиқ билән ейиплигән. - Биз бу бәш уйғурға җәннәт беришни халаймиз, - дәйду сали бериша әпәнди, әмма әпсуслки, хитай әлчиханисиниң ваң-чуңи бизни биарам қиливатиду. Биз хитай әлчиханисиниң тәләплирини рәт қилипла келиватимиз. - Гуәнтанамо базисида һазир йәнә тутуп қурулуватқан 460 адәм бар, - дәп мақалисини давамлаштуриду андру һеггинс, - буниң ичидә "дүшмән җәңчилири' әмәс дәп елан қилинип болған кишиләрму бар. Әмма 116 дәк адәмни гунасиз, буниңдин кейин америкиға тәһдит пәйда қилмайду дәп елан қилғили болмайду. Буларниң америка үчүн учур җәһәттиму бирәр қиммити йоқ. Гунасиз дәп қаралған, әмма һазирғичә гунтанамода тутуп туруливатқан кишиләрму бар. Мәсилән: үзбек закирҗан һәссән шуларниң бири. У һөкүмити билән сияси пикри охшимайдиған әрбап . У үзбекстанға қайтурулушқа қәти қарши туриду. Үзбекстанму, худди хитайдәк бурун америка билән биллә 'террорчилиққа қарши туруш сепи'гә қатнашқан, әмма кейин қолида һечқандақ қорал болмиған өз пуқралириниму қаттиқ қораллиқ бастурди. Шуңлашқа америка гуәнтанамодики кишләрни қайтуруштин бурун, қайтурулидиған дөләттин капаләт алмай туруп яки кәлгүсидә амрикиға чатақ тапмайдиғанлиқи испатланмиғичә уларниң рәсмийитини биҗирмәйватиду. Гунтанамода тутуп туруливатқан сәуди әрәбистан пуқралиридинму өткән айда 15 киши өз дөләтидин тәкрат -тәкра р вдә елип андин қайтурулди. (Давами бар) (вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ албанийидики уйғурларни йоқлиди
- Албанийидики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт
- Көзәткүчиләр исмаил әмәтниң гуәнтанамодики уйғурлар һәққидики сөзлиригә инкас қайтурди
- Гуәнтанамодики йәнә бир түркүм тутқунларниң тизимлики елан қилинди
- Бәш уйғурниң гуәнтанамодин қоюп берилгәнликигә болған инкаслар
- Гуәнтанамодики уйғурларниң адвокати билән сөһбәт
- Германийә һөкүмити вә гуәнтанамодики уйғурлар
- Хитай гуәнтанамодики уйғурларни қайтурувелиш тәлипидин һазирғичә ваз кәчмиди