Америка гүантанамодики уйғурларни орунлаштуруш йоллирини издимәктә


2004.10.28

Уйғурларни қобул қилишни халайдиған 3 - бир дөләт һазирға қәдәр чиқмиди

Америка ташқи ишлар министирликиниң гуантанамодики уйғур тутқунларни 3 - бир дөләткә орунлаштуруш йолида тиришчанлиқ көрситиватқанлиқи илгири сүрүлди. Бирақ тутқунларни қобул қилишини халайдиған 3 - бир дөләт һазирға қәдәр чиқмиған. Америка бәзи дөләтләр билән давамлиқ сөһбәт елип бериватқанлиқини билдүрди.

colin-uyghur.jpg

Америка ташқи ишлар министирликиниң чаршәнбә күни ашкарилишичә, америка дөләт мудапиә министирлики - бәш бурҗәклик бина гунтанамодики уйғур тутқунларниң йеримидин көпрәкини қоюп бериш қарариға кәлгән. Ташқи ишлар министирлики һазирға қәдәр германийә, шветсарийә, финландийә, норвегийә қатарлиқ дөләтләр билән сөһбәт елип берип иҗабий җаваб алалмиди. Америка һөкүмити италийә, франсийә, портигалийә, австрийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләр билән давамлиқ сөһбәт елип бериватқанлиқини билдүрмәктә.

Америкиниң гүантанамодики уйғурларға тутқан мәйдани өзгәрмигән

Әнгилийидә чиқидиған "пул -муамилә" езитиниң хәвиридә, америка һөкүмити гуантанамодики уйғурларни қобул қилишни халайдиған 3 - бир дөләт чиқмиған әһвалда хитай һөкүмити уйғур тутқунларни җазалимайдиғанлиқиға қаттиқ вәдә бәрсә тутқунларни қайтуруш мәсилисини ойлишип көридиғанлиқини илгири сүргән. Бирақ бу хәвәр пәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министирликиниң дәрһал рәт қилишиға учриди.

Америка тасқи ишлар министирликиниң баянатчиси ричард бочер, америкиниң гуәнтанамодики уйғурлар мәсилигә тутқан мәйданида һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини әскәртти. У йәнә мундақ дәйду, " гүантанамодики уйғурлар америкиға тәһдит әмәс. Бәш бурҗәклик бина уларни қоюп беришни қарар қилди, бирақ тутқунлар хитайға қайтишни халимиғанлиқи, униң үстигә улар хитайға қайтип барса җазаға тартилмайду дегили болмиғанлиқи үчүн, америка уларни қобул қилидиған 3 - бир дөләтни давамлиқ издәватиду".

Хитай колин повелға тутқунларни қайтуруп беришни тәләп қилған

boucher_richard.gif

Ричард бочерниң ашкарилишичә, ташқи ишлар министири колин повелл 24 вә 25 - өктәбирләрдә елип барған хитайдики зияритидә, бейҗиң һөкүмити гуантанамодики уйғурлар мәсилисини оттуриға қойған. Колин повелл бейҗиң даирилиригә гуантанамодики уйғурларни хитайға қайтуруп берәлмәйдиғанлиқиниң сәвәплирини чүшәндүргән.

"Пул - муамилә вақти" гезитиниң ашкарилишичә, германийә америка һөкүмити билән гуантанамодики уйғурлар мәсилиси бойичә сөһбәт елип барған. Бирақ "пул - муамилә вақти " гезити германийә даирилириниң бу мәсилә үстидә чоңқурлап тохтулушни халимиғанлиқини билдүрди. Шветсарийә баянатчиси брен һөкүмитиниң бу мәсилигә иҗабий җаваб бәрмигәнликиниң тоғрилиқини илгири сүргән. Финландийә уйғурлар мәсилисигә б д т ниң арилишишини тәләп қилған. "Пул - муамилә вақти" гезити, финландийә ташқи ишлар министирликиниң кишилик һоқуқ ишлириға мәсул әмәлдари җоһанна сурпаниң "биз бу мәсилигә б д т мусапирлар али комесарятиниң актип арилишишини тәшәббус қилимиз" дегәнликини хәвәр қилди.

Б д т мусапирлар комесарияти тутқунлар мәсилисидин өзини қачурған

Америка даирлириниң билдүрүшичә, б д т мусапирлар али комесаряти бу мәсилигә арилишиштин өзини қачурған. Чүнки, мәзкур орган хитайдики шималий корийилик мусапирлар мәсилисини һәл қилиш билән мәшғул болуп, хитайниң аччиқини кәлтүрүп қоюштин һәзәр әйләйдикән. Бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлири гуантанамодики уйғурларниң бир қисимини америка өзи елип қелиши керәк дәп қаримақта.

" Гүантанамодики уйғурлар америкиға тәһдит әмәс. Бәш бурҗәклик бина уларни қоюп беришни қарар қилди, бирақ тутқунлар хитайға қайтишни халимиғанлиқи, униң үстигә улар хитайға қайтип барса җазаға тартилмайду дегили болмиғанлиқи үчүн, америка уларни қобул қилидиған 3 - бир дөләтни давамлиқ издәватиду".

Мәркизи ню - йорктики "кишилик һоқуқ көзүтүш " тәшкилатидики там малиновский мундақ дәйду : "әсирләрниң бир қисимини америка өзи елип қелиш, башқа дөләтләр йәнә бир қисимини елиш әң яхши һәл қилиш чариси болуши мумкин. Мәлуматларға қариғанда гуантанамодики тутқунлар лагирида 22 нәпәр уйғур мәһбус тутуп турулмақтикән. Америка ташқи ишлар министири колин повел илгири гүантанамодики уйғурларниң юқарқи сәвәпләрдин хитайға қайтурулмайдиғанлиқини тәкитлигән. У мундақ дегән:

"Гүантанамодики уйғурлар мәсилиси интайин мурәккәп мәсилә. Биз гуантанамодики мәһбуслар мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн тиришиватимиз. Уйғурлар хитайға қайтурулмайду. Биз уларни қобул қилидиған 3 - бир дөләтни тепиш үчүн издиниватимиз. Уларни қобул қилиш иһтималлиқи болған барлиқ дөләтләр билән сөһбәт елип бериватимиз".

Дуня уйғур қурултийи хитайлар ишәнмәйду

Хитай уйғур мустәқилчилиригә америкиниң зәрбә бериш нишанидики террорчилар билән охшаш муамилә қилишни тәләп қилип кәлди. Бейҗиң һөкүмити гуантанамодики уйғурларни қайтуруп бәрсә хитай қанунлири бойичә адил җазалайдиғанлиқини билдүргән.

Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи хитайниң вәдисигә ишәнгили болмайдиғанлиқини илгири сүриду. Қурултай баянатчиси дилшат ришит мундақ дәйду :

"Өзлири түзгән қанунға өзлири хилаплиқ қиливатқан дөләткә қандақму ишиниш мумкин? америка һөкүмитиму наһайити яхши билиду, хитай һөкүмити нурғун қетим америкиға вәдиләрни бәргән. Мәсилән, рабийә қадир һәққидә вәдиләрни бәргән. Болсиму, бирақ вәдисидә турмиған".

Гуантанамодики уйғурларни қайтуруп беришни тәләп қиливатқан хитай һөкүмити, америкини қош өлчәм қоллиниш билән тәнқидлигән. Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси коң чүән бу йил 9 - айда елан қилған баянатида, хитайниң америка билән гуантанамодики уйғурлар мәсилиси бойичә давамлиқ сөһбәт өткүзүватқанлиқини әскәртип, " улар террорчилар, биз америкиниң бу кишиләрни хитайға қайтуруп беришини үмид қилимиз" дәп тәкитлигән.

Бирақ кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитини террорчилиққа қарши урушни баһанә қилип, уйғурлар ичидики зораванлиқ вәқәлири билән четишлиқиболмиған сияси вә диний өктичиләрни бастуруш билән әйиблимәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.