Гуантанамодики бир уйғур сотқа тартилди
2005.01.05
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, гуантанамодики америка һәрби соти сәйшәнбә күни, ағдурулған талибан һакимийити билән мунасивити бар дәп гуман қилинған бир уйғур мәһбус үстидин сот ачқан. Мәзкур уйғур мәһбус сотта өзиниң талибан һакимийити билән алақиси барлиқини рәт қилип, өзиниң афғанистанға берип бәшинчи күни қолға елинғанлиқини билдүргән.
Уйғур мәһбус талибан һакимийити билән мунасивити барлиқини рәт қилди
Хәвәрдә ейтилишичә, бу йил 24 яшқа киргән, пүтүнләй русчә сөзләйдиған бу уйғур бала сотта өзиниң қазақистандин пакистанға диний тәлим алғили барғанлиқини, дәм елиш җәрянида афғанистанға өткинидә, афған армийиси тәрипидин қолға елинип, 2001 - йили декабирда америка армийисигә өткүзүп берилгәнликини ейтқан.
Америка һөкүмити болса уни афғанистанда талибан һөкүмитигә ишләйдиған икки киши билән бир өйдә турған дәп әйиблигән . Бирақ у бу әйибләшни рәт қилип, соттин өзини қачан қоюп беридиғанлиқини сориған.
Бу қетимқи сотқа мухбирлар қатнаштурулмиған . Хәвәрдә ейтилишичә, америка даирилири исмини ашкарилимиған бу уйғур гуантанамода тутуп туриливатқан 22 уйғурниң бири икән. Мәзкур тутқунла қазақистандин кәлгән болуп, қалғанлириниң һәммиси уйғур елидин чиққанлар икән.
Буниң алдида, йәни өткән йили ноябирда гуантанамодики икки уйғурму сотқа тартилған. Улар өзлириниң әл - қайдә тәшкилатиниң әзаси икәнликини рәт қилип, хитай һөкүмитиниң сиясий вә диний бесимлиридин қечип афғанистанда панаһланғанлиқини көрсәткән иди.
Америкиниң мәйдани
Америка ташқи ишлар министирлиқиму,гуантанамода тутуп туриливатқан бу уйғурларниң көп қисминиң америкиға тәһдид елип кәлмәйдиғанлиқини, уларни қоюп беридиғанлиқини билдүргән. Америка, хитай һөкүмитиниң гуантанамодики уйғурларни қайтуруп бериш һәққидики қаттиқ тәләплиригә қаримай, мәзкур уйғурларни үчинчи бир дөләткә орунлаштуруш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини көрсәткән.
Америкидики уйғурларниң теришчанлиқи
Америкидики бир қисим уйғур тәшкилатлири вә шәхсләр америкиниң бу қарарини қизғин қарши елип, афғанситанда тутулған бу уйғурларниң хитайға қайтурулмаслиқини капаләткә игә қилиш үчүн изчил тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә.
Америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл әпәнди, өзлириниң гуантанамодики уйғурларни бихәтәр җайға орунлаштуруш үчүн, давамлиқ паалийәт елип бериватқанлиқини билдүрүп, мундақ диди:
Гуантанамодики уйғурларниң тәғдиригә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан америкидики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси турди хоҗа әпәнди, америкидики уйғурларни сәпәрвәр қилип, гуантанамодики уйғурларни америкида елип қелиш йолида елип барған паалийәтлирини мундақ дәп тонуштурди:
Америка даирилириниң билдүришичә, гуантанамодики уйғур мәһбуслириниң дилолирини қайта тәкшүрүшни аяқлаштуруп, уларни орунлаштурғичә йәнә бир мәзгил вақит кетидикән.
Гүантанамодики уйғурлар
- Гуантанамодики бир нәпәр уйғур америка сотиға чиқти
- Гвантанамодики уйғурлар һәққидә муһәммәт имин һәзрәт билән сөһбәт
- Гуантанамодики бир уйғур америка һәрбий сот колигийисигә ипадә бәрди
- Америка 3 - бир дөләтниң гуәнтанамодики уйғурларни қобул қилидиғиниға ишинидиғанлиқини билдүрди
- Хитай колин повелниң бейҗиңдики зияритидә гуантанамодики уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди
- Гуантанамодики уйғурларниң тәқдири һәққидики инкаслар
- Хитай һөкүмити гуантаномодики уйғурлар мәсилиси һәққидә америка билән телефон сөһбити елип беришқа башлиди
- Бейҗиң америкидин гүантанамодики уйғур әсирләрни өткүзүп беришни тәләп қилди
- Америка гүантанамодики уйғурларни орунлаштуруш йоллирини издимәктә
- Колин павил америкиниң гуәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини билдүрди