Гуантанамодики уйғурлар америкилиқларниң яридимигә еришмәктә
2005.08.10

Сиясий анализчиларниң ейтишичә, гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларниң мәсилиси мәзкур аралдики башқа дөләт пуқралиридин нурғун җәһәттә пәрқлинидикән.
Уйғурларниң қайтурулидиған дөлити йоқ
Биринчидин, гуантанамода тутуп туриливатқан һәрқайси дөләт пуқралириниң өз дөләтлиригә қайтиши мумкин. Лекин бу йәрдә тутуп туриливатқан уйғурларниң қайтидиған дөлити йоқ. Уларниң хитайға қайтиши мумкин әмәс. Әгәр хитайға қайтурулса, қаттиқ җазаларға учрайдиғанлиқи ениқ. Шуңа америка һөкүмити уларни хитайға қайтурушни рәт қилмақта.
Иккинчидин, улар өз ихтияри билән афғанистанға барған әмәс. Панаһлинидиған башқа бирәр дөләт тапалмиғанлиқи үчүн, афғанистанға берип турушқа мәҗбур болған.
Үчинчидин, гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурлар америкиға қарши һечқандақ һәрикәт елип бармиған. Бәзи америка һөкүмәт хадимлириму бу уйғурларниң хата бир вақитта, хата бир йәрдә туруп қалғанлиқини етирап қилмақта.
Америка һөкүмити, юқиридики сәвәбләр түпәйлидин, гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурлар мәсилисини алаһидә мәсилә дәп қаримақта.
Америка уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлқини йәнә бир қетим ейтти
Америка сабиқ ташқи ишлар министири колин павел 2004 - йили -8 айда бәргән баянатида, гуантанамода тутуп туруватқан уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқини җакарлиған иди. Мушу сәйшәнбә күни америка ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси адәм әрили, йәнә гуантанамода тутуп туруватқан уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Америка һөкүмитиниң юқири дәриҗилик бир хадими, америкидин гуантанамода тутуп туруливатқан пуқралирини қайтуруп беришни тәләп қиливатқан дөләтләрниң, уларға инсаний муамилә қилидиғанлиқи тоғрисида капаләтлик қиливатқанлиқини тәкитләп, " лекин хитай һөкүмити биздин, пәқәт гуантанамодики уйғурларни қайтуруп беришимизни, уларға қандақ муамилә қилишқа хитай һөкүмитиниң өзи қарар беридиғанлиқини билдүрмәктә" дегән.
Гуантанамодики уйғурлар түрмидин чиқирилиши керәк
Әмма, америка һөкүмитиниң, гунаһсиз һәмдә америка үчүн тәһдит әмәслики испатланған һалда, гуантанамодики уйғурларни қоюп бәрмәй тутуп туруватқанлиқи, америка җамаәтчиликиниң уларға болған һесдашлиқини қозғимақта.

Гәрчә америка һөкүмәт хадимлири, мәзкур уйғурларни қобул қилидиған бирәр дөләт чиқмиғанлиқи үчүн уларниң һазирғичә тутуп турулуватқанлиқини баян қиливатқан болсиму, әмма нурғун кишиләр америка һөкүмитиниң уларни дәрһал түрмидин чиқирип, әркин йүрүшигә рухсәт беришини тәләп қилмақта.
Йеқинда, америкилиқ атақлиқ адвокат сибин вилит өз хираҗити билән гунатанамода тутуп туриливатқан адил һәким вә абабәкри қасим исимлик икки уйғур яшниң қануний вәкилликини үстигә алди. Сибин, гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларниң башқилардин пәрқлиқ икәнликини, шуниң үчүн уларниң һоқуқи вәкилликини өз үстигә алғанлиқини билдүрмәктә.
Улар хитайниң бесимидин қечип афғанистанға барған
Адвокат сибин вилит бу һәқтәт мундақ дәйду:
Гәрчә һөкүмәт гуантанамода тутуп туруватқан уйғурларниң немә билән әйибләнгәнлики һәққидә көп мәлумат бәрмисиму, башқа мәнбәләр арқилиқ гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларниң хитайниң бесимидин қечип афғанистанға берип қалғанлиқини ениқлидим. Уларниң диний әсәбийлик вәя радикализим билән мунасивитиниң йоқлиқини, афғанистанда туруш мәқситиниң башқа икәнликини вә америкиға қарши һечқандақ һәрикәт қилмиғанлиқини тонуп йәттим. Шуңа уларниң адвокатлиқини өз үстүмгә елишни қарар қилдим. Гуантанамодики түрмигә берип, адил һәким вә абабәкри қасим билән йүз туранә көрүштүм һәмдә уларға қануний вәкилликини өз үстүмгә алғанлиқимни билдүрдүм"
Уларни вашингтонға елип келишкә теришимиз
Гәрчә һөкүмәт гуантанамода тутуп туруватқан уйғурларниң немә билән әйибләнгәнлики һәққидә көп мәлумат бәрмисиму, башқа мәнбәләр арқилиқ гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларниң хитайниң бесимидин қечип афғанистанға берип қалғанлиқини ениқлидим. Уларниң диний әсәбийлик вәя радикализим билән мунасивитиниң йоқлиқини, афғанистанда туруш мәқситиниң башқа икәнликини вә америкиға қарши һечқандақ һәрикәт қилмиғанлиқини тонуп йәттим.
Сибин, адил һәким вә абабәкри қасимни сот мәһкимиси үчүн вашнгтонға елип келишкә теришидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
" Уларниң мәсилисигә қараватқан федерал сот мәһкимисниң башлиқи җурҗ робертсон һәр икки тәрәпниң сөзлирини диққәт билән аңлап, тоғра бир һөкүм чиқириду. Адил вә абабәкрини вашингтонға елип келәлисәк, уларниң қобул қилидиған бирәр дөләт тепиш қатарлиқ нурғун ишлири асанлишиду. Шуниң үчүн биз, бүгүн уларни вашнгтонға елип келиш мәслисидә сотқа йәнә бир әрз сунимиз шундақла адил вә абабәкириниң турмушиға капаләтлик қилишни өз үстигә алған вашингтон әтрапида яшаватқан бәзи уйғурларни сотқа тунуштурмақчимиз."
Америка уларға сиясий панаһлиқ бериши керәк
Сибин вилит, гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларни вашингтонға елип келиш вә уларни әркинликкә ериштүрүш үчүн өз хираҗити билән җиддий тиришчанлиқ көрситиватқан бир пәйттә, йеңи америка әсири лайиһиси тәшкилатиниң муавин мудири вә язғучи алин борк вашингтонда чиқидиған "һәптлик өлчәм" жонилида мақалә елан қилип, америка һөкүмитини гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларға сиясий панаһлиқ беришкә чақирди.
Узундин бири уйғурлар мәсилисигә қизиқиватқанлиқини әскәрткән алин борк, мақалисидә оттуриға қойғандәк, уйғурларни қобул қилалайдиған бирдин - бир дөләтниң, америка икәнликини тәкитләп, америкиниң гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларға сиясий панаһлиқ бериши сиясий вәзийәтни мурәккәпләштүрүветиши мумкин, лекин йәнила мән мақаләмдә оттуриға қойғандәк, америка һөкүмити уйғурларға америкида сиясий панаһлиқ бериш мәсилисини җиддий ойлишиши керәк, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка сот мәһкимиси гуантанамодики уйғурлар тоғрисида сот ачти
- Америка гуантанамодики кишиләрни дөлитигә қайтуруш үчүн дөләтләр билән сөһбәтләшмәктә
- Гуантаномодики уйғурларға сиясий панаһлиқ бериш керәк
- Америкилиқ адвокат: гуантанамодики уйғурларни меһманханиға йөткәш керәк
- Гуантанамодики уйғур тутқунларниң адвокат тутушиға рухсәт қилинди